PROVERBS
Chapter 17
Prov | UyCyr | 17:1 | Җедәл-маҗралиқ өйдики мол дәстихандин көрә, Бир бурда қуруқ нан әвзәлдур тинич-хатирҗәмликтә. | |
Prov | UyCyr | 17:2 | Әқиллиқ хизмәткар ғоҗайининиң йүзини төкидиған оғлини башқурар, Униң оғуллири қатарида охшаш мирас алар. | |
Prov | UyCyr | 17:5 | Кәмбәғәлни мазақ қилған һақарәт кәлтүрәр Яратқучисиға, Башқиларниң бәхитсизлигигә шатланған чоқум дуч келәр җазаға. | |
Prov | UyCyr | 17:8 | Пара бир тумардур уни бәргүчиниң нәзиридә, Нәгила барса у еришидиғандәк муваппәқийәткә. | |
Prov | UyCyr | 17:12 | Учрап қалғандин әқилсизниң ахмақлиқ қилишиға, Яхширақтур учрап қелиш күчүклиридин айрилған ейиққа. | |
Prov | UyCyr | 17:14 | Тосмидики су ташқандәктур җедәлниң башлиниши, Шуңа җедәл овҗиға чиқиштин авал тохтат уни. | |
Prov | UyCyr | 17:15 | Яманни ақлиғанлиқ билән һәққанийни қарилиғанлиқ, Һәр иккиси Пәрвәрдигарға жиркиничлик. | |
Prov | UyCyr | 17:16 | Пулниң немә пайдиси ахмақниң қолидики? Сетивалаламду даналиқни? Пәқәт йоқ униңға еришиш нийити. | |
Prov | UyCyr | 17:17 | Дост саңа меһир-муһәббәт көрситәр һәрқачан, Қериндаш еғир күнләрдә ярдәмдә болушқа туғулған. | |