PROVERBS
Chapter 23
Prov | UyCyr | 23:5 | Көзүң байлиққа чүшкәндә у йоқилар, Чүнки у бирдинла қанат чиқирип, бүркүттәк учуп кетәр. | |
Prov | UyCyr | 23:7 | Чүнки у көңлидә өзиниң пайдисини ойлайдиған адәмдур. «Тартинмай йәң, ичиң» дәр, бирақ көңли сәндә әмәстур. | |
Prov | UyCyr | 23:21 | Чүнки һарақкәш вә тоймаслар йоқсуллуқта қалар, Ғәпләт уйқиси уларни җул-җул кийимдә қалдурар. | |
Prov | UyCyr | 23:24 | Һәққаний оғли болған ата зор хошаллиқ тапар, Әқиллиқ оғул тапқан ата униңдин шатлиққа толар. | |
Prov | UyCyr | 23:28 | Бундақ аял худди қарақчилардәк мөкүнүп турар, Инсанлар арисида хотуниға вапасиз әрләрни көпәйтәр. | |
Prov | UyCyr | 23:29 | Кимләр азап-қайғуда? Кимләр җедәл чиқирар, зарлинар? Кимләр сәвәпсиз ярилинар? Кимниң көзи шараптин қизирар? | |
Prov | UyCyr | 23:30 | Шарап сорунида узақ олтарғанлар, Әбҗәш шарапни ичишкә берилгәнләр шундақ күнгә қалар! | |
Prov | UyCyr | 23:31 | Шарапниң қизиллиғиға, җамдики ялтириғиниға қарима, Гелиңдин шундақ силиқ өткәнлигигә мәптун болма. | |
Prov | UyCyr | 23:34 | Боларсән худди деңиз оттурисида ләйләп қалғандәк, Кемә мома яғичиниң учида ятқандәк. | |