PROVERBS
Chapter 30
Prov | UyCyr | 30:2 | Инсанлар арисидики әң надини мән екәнмән, Адәмдә болушқа тегишлик әқил мәндә йоқ екән, | |
Prov | UyCyr | 30:4 | Ким асманға чиққан һәм асмандин чүшкән? Ким шамални қоллирида тутқан? Ким суларни тониға йөгигән? Ким йәр-зиминниң чегарисини бәлгүлигән? Униң исми немә? Униң Оғлиниң исмичу? Билмәмсән? | |
Prov | UyCyr | 30:6 | Қошма Худаниң сөзлиригә һечнемини, Болмиса У әйипләр сени, ашкарилар ялғанчилиғиңни. | |
Prov | UyCyr | 30:7 | Әй Пәрвәрдигар, тиләймән икки нәрсини Сәндин, Айимиғайсән мән өлгичә буларни мәндин. | |
Prov | UyCyr | 30:8 | Мәндин жирақ қилғайсән сахтилиқ вә ялғанчилиқни, Қилмиғайсән гадай яки байму мени, Еһтияҗимға лайиқ бәргәйсән рисқимни. | |
Prov | UyCyr | 30:9 | Чүнки баяшәтчилик ичидә Сәндин тенип, «Пәрвәрдигар ким?» дәп қалмай, Яки йоқсузчилиқта оғрилиқ қилип, Әй Худа, Сениң намиңға дағ кәлтүрүп қоймай. | |
Prov | UyCyr | 30:12 | Шундақларму барки, өзлирини пак чағлайдиған, Әмәлиятта уларниң мәйнәтчилиги тазиланмиған. | |
Prov | UyCyr | 30:13 | Шундақларму барки, чиқип турар тәкәббурлуғи көзлиридин, Беши тақишар асманға һакавурлуғидин. | |
Prov | UyCyr | 30:14 | Шундақларму барки, Йоқитиш үчүн бу дуниядин намратларни, Ялмаш үчүн инсанлар арисидики муһтаҗларни, Бардур уларниң қиличтәк чишлири, пичақтәк еғиз чишлири, | |
Prov | UyCyr | 30:15 | Сүлүкниң икки қизи бар, Улар «бәргин, бәргин» дәп вақирар. Үч нәрсә барки, һеч тоймайдиған, Һәтта, төрт нәрсә бар, әсла йетәрлик демәйдиған, Уларки: | |
Prov | UyCyr | 30:17 | Чоқулар җилғидики қарғилар яки йәветәр бүркүтниң балилири, Атисини мәсқирә қилип, анисини камситқучиниң көзини. | |
Prov | UyCyr | 30:18 | Үч иш барки, мән үчүн интайин сирлиқ болған, Һәтта, төрт иш бар, әқлим йәтмәйдиған, Уларки: | |
Prov | UyCyr | 30:19 | Бүркүтниң асманда учуши, Иланниң ташта беғирлиши, Кеминиң деңизда меңиши. Жигитниң қизға ашиқ болуши. | |
Prov | UyCyr | 30:20 | Мундақки бузуқ хотунниң тутқан йоли: Оғрилиқчә йәп болуп сүртәр у ағзини, Дәр: «Қилмидим мән һечқандақ яманлиқни». | |
Prov | UyCyr | 30:21 | Үч иш барки, йәр-зиминни силкиндүридиған, Һәтта, төрт иш бар йәр көтирәлмәйдиған. Уларки: | |
Prov | UyCyr | 30:28 | Кәсләнчүк: гәрчә уни қол билән тутувалғили болсиму, Лекин у хан ордилириғиму киривалар. | |
Prov | UyCyr | 30:29 | Үч һайван барки, қәдәмлири һәйвәтлик, Һәтта, төрт җанивар бар меңиши һәйвәтлик. Уларки: | |
Prov | UyCyr | 30:31 | Ғораз вә өшкә: гәвдисини көтирип ғадийип маңидиған, Падиша: қошунини башлап маңидиған. | |
Prov | UyCyr | 30:32 | Гәр ахмақ болуп, чоң тутсаң өзәңни, Яман ғәрәздә болған болсаң вә яки, Тут қолуң билән ағзиңни! | |