EXODUS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
Chapter 22
Exod | UyCyr | 22:1 | Әгәр бири башқа бириниң калисини яки қойини оғрилап сетивәткән яки союп йәвәткән болса, бир калиға бәш кала, бир қойға төрт қой төлисун. | |
Exod | UyCyr | 22:2 | Әгәр бири кечиси башқиларниң өйигә оғрилиққа кирип тутулуп қелип өлтүрүветилгән болса, уни өлтүргүчи гунасиз дәп қаралсун. | |
Exod | UyCyr | 22:3 | Лекин бу иш күндүзи йүз бәргән болса, униңға қатиллиқ гунайи артилсун. Оғри оғрилиған нәрсиләрни төлисун. Әгәр униң һеч нәрсиси болмиса, өзини қул орнида сетип, зиянни төлисун. | |
Exod | UyCyr | 22:4 | Униң оғрилиғини кала, ешәк яки қой болушидин қәтъий нәзәр, әгәр у мал оғриниң қолида техи тирик болса, оғри мал егисигә икки һәссә артуқ төләм бәрсун. | |
Exod | UyCyr | 22:5 | Әгәр бири етизлиқта яки үзүмзарлиқта пада беқип, падилирини ихтияриға қоюветип, падиларниң башқиларниң етизлиғидики зираәтләрни яки үзүмләрни йейишигә йол қойса, уларниң зийинини өз етизи яки үзүмзарлиғиниң әң яхши мәһсулати билән төләп бәрсун. | |
Exod | UyCyr | 22:6 | Әгәр бири өз етизлиғидики чатқалларни көйдүргәндә, еһтиятсизлиқтин башқиларниң зираәтлиригә яки хаминиға от тутушуп кетип, уларни көйдүрүвәткән болса, от қойғучи барлиқ зиянни төләп бәрсун. | |
Exod | UyCyr | 22:7 | Әгәр бири пуллирини яки мал-мүлүклирини хошнисиға аманәт қоюп, бу нәрсиләр хошнисиниң өйидин оғриланған болса, мабада оғри тутулса, оғри оғриланған пул яки мал-мүлүкләрни икки һәссә артуқ төлисун. | |
Exod | UyCyr | 22:8 | Әгәр оғри тутулмиса, аманәткә алғучи сорақчиниң алдиға апирилсун. Сорақчи униң мал егисиниң нәрсилирини алған-алмиғанлиғини бәкитсун. | |
Exod | UyCyr | 22:9 | Һәр қандақ мал-мүлүк маҗраси тоғрисидики дава кала, ешәк, қой, кийим-кечәк яки башқа йоқалған нәрсиләргә мунасивәтлик болса, маҗралашқан икки тәрәп талаш-тартиш қилип давани бир тәрәп қилалмиса, сорақчиниң йениға берип әризә қилишсун. Сорақчи кимгә гуна бәкитсә, шу адәм икки һәссә артуқ төлисун. | |
Exod | UyCyr | 22:10 | Бири ешиги, калиси, қойи яки башқа улақлирини хошнисиниң қарап қоюшиға тапшурғандин кейин улақлар өлүп қалса, яриланса яки бири һайдап әкәтсә, лекин буни һеч ким көрмигән болса, | |
Exod | UyCyr | 22:11 | тапшуруп алғучи хошнисиниң улақлирини алмиғанлиғи тоғрисида Худаниң намида қәсәм қилсун. Мошундақ болғанда, улақ егисиму сүрүштә қилмисун, тапшуруп алғучиму төлимисун. | |
Exod | UyCyr | 22:13 | Әгәр мални жиртқуч һайванлар йәп кәткән болса, тапшуруп алғучи малниң қалдуғини әкелип испат көрсәтсун, төләп бәрмисун. | |
Exod | UyCyr | 22:14 | Әгәр бири башқа бириниң улиғини қәризгә алған болса, бу улақ егиси йоқ йәрдә зәхимләнгән яки өлүп қалған болса, қәриз алғучи улақни төләп бәрсун. | |
Exod | UyCyr | 22:15 | Әгәр егиси нәқ мәйданда болса, төлимисун. Әгәр иҗаригә алған болсиму, иҗаригә алғучи төлимисун. Чүнки у иҗарә һәққи төлигән. | |
Exod | UyCyr | 22:16 | Әгәр бир адәм техи башқиларға ятлиқ болушқа вәдиләшмигән қизни аздуруп, униң номусиға тәгсә, тойлуқ берип у қиз билән некалансун. | |
Exod | UyCyr | 22:17 | Бирақ әгәр қизниң дадиси униңға қизини беришкә қошулмиса, у адәм қизниң тойлуғиға баравәр келидиған пул төләп бәрсун. | |
Exod | UyCyr | 22:21 | — Яқа жутлуқ мусапирларни хорлима яки бозәк қилма. Өзәңларниң Мисирда мусапир болуп турғанлиғиңларни унтума. | |
Exod | UyCyr | 22:23 | Әгәр сән уларни хорлисаң, улар Маңа налә қилип ярдәм тилисә, Мән уларниң авазини аңлап, | |
Exod | UyCyr | 22:24 | дәрғәзивим билән сени қилич астида һалак қилип, хотунуңни тул, пәрзәнтлириңни житим қалдуримән. | |
Exod | UyCyr | 22:25 | Әгәр сән хәлқим ичидики һәр қандақ бир кәмбәғәлгә қәриз пул бәргән болсаң, пайдикәшләргә охшаш өсүм алма. | |
Exod | UyCyr | 22:27 | Чүнки у пәқәт шу чапан биләнла иссиниду. Бу чапан болмиса, у немини йепинча қилип ухлисун? У Маңа налә қилип ярдәм тилисә, униң налисини аңлаймән, чүнки рәһимдилдурмән. | |
Exod | UyCyr | 22:29 | Маңа қилидиған баш һосулуңдин елинған буғдай, шарап, яғ һәдийәлириңни айима. Тунҗа оғлуңни Маңа ата. | |
Exod | UyCyr | 22:30 | Кала, қойлириңниң тунҗа балилириниму шундақ қил. Һайванлар туғулуп йәттә күн анилири билән биллә турсун, сәккизинчи күни Маңа ата. | |