Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Exod UyCyr 6:1  Пәрвәрдигар Мусаға: — Әнди сән Мениң падишаға қилидиған ишлиримни көрисән. У Мениң зор қудритимниң тәсири билән исраилларни қоюп бериду, һәтта уларни зиминидин қоғлап чиқириветиду, — деди.
Exod UyCyr 6:2  Худа Мусаға мундақ деди: — Мән Пәрвәрдигардурмән.
Exod UyCyr 6:3  Мән бурун әҗдатлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға һәммигә қадир Худа болуп көрүндүм. Лекин Мән Өзәмни уларға «Мәңгү Бар Болғучи» дегән намим арқилиқ ашкарилимидим.
Exod UyCyr 6:4  Мән улар билән келишим түзүп, улар әйни вақитта мусапир болуп туруватқан Қанан зиминини уларға беришкә вәдә қилған едим.
Exod UyCyr 6:5  Һазир Мән исраилларниң мисирлиқларниң зулумидин қилған дат-пәриятлирини аңлап, Өз келишимимни есимгә алдим.
Exod UyCyr 6:6  Шуңа сән берип исраилларға мону сөзлиримни йәткүз: «Мән Пәрвәрдигардурмән. Мән силәрни мисирлиқларниң еғир әмгәклиридин азат қилимән, силәрни қуллуқтин әркинликкә ериштүримән. Мән зор қудритимни көрситип силәрни қутқузимән, мисирлиқларни қаттиқ җазалаймән.
Exod UyCyr 6:7  Силәрни Өз хәлқим қилимән. Мән силәрниң Худайиңлар болимән. Мисирлиқларниң қуллуғидин қутулған вақтиңларда, бу ишни Мениң — Пәрвәрдигариңлар болған Худаниң қилғанлиғини билисиләр.
Exod UyCyr 6:8  Мән силәрни әҗдатлириң­лардин Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға беришкә қәсәм қилған зиминға елип баримән. У йәрни силәргә зиминлиққа беримән. Мән Пәрвәрдигардурмән».
Exod UyCyr 6:9  Муса бу сөзләрни исраилларға йәткүзди, лекин еғир қуллуқ азави­дин роһсизланған исраиллар униң сөзигә қулақ салмиди.
Exod UyCyr 6:11  — Сән падишаниң йениға берип, униңға исраилларниң Мисирдин чиқип кетишигә йол қоюшни ейтқин, — деди.
Exod UyCyr 6:12  Муса Пәрвәрдигарниң алдида: — Сөзүмгә исраиллар қулақ салмиған йәрдә, Мисир падишаси қандақму қулақ салсун. Униң үстигә, мән бир тили еғир адәм турсам! — дәп җавап қайтурди.
Exod UyCyr 6:13  Бирақ Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: — Силәр берип исраиллар билән Мисир падишасиға: «Худа бизгә ‹ Исраилларни Мисирдин елип чиқиңлар › дәп әмир қилди», дәңлар, — дәп буйриди.
Exod UyCyr 6:14  Төвәндикиләр бир қисим исраил қәбилилириниң аилә башлиқ­лири. Яқупниң тунҗа оғли Рубенниң оғуллири: Һанух, Паллу, Һесрон вә Карми. Улардин Рубен қәбилисиниң тармақ җамаәтлири мәйданға кәлди.
Exod UyCyr 6:15  Шимонниң оғуллири: Йемуил, Ямин, Оһад, Якин, Сохар вә қананлиқ аялидин болған Шаул. Улардин Шимон қәбилисиниң тармақ җамаәтлири мәйданға кәлди.
Exod UyCyr 6:16  Лавийниң Гәршон, Коһат вә Мәрари исимлиқ үч оғли болуп, улар лавий қәбилисидики тармақ җамаәтләрниң атилири еди. Лавий бир йүз оттуз йәттә жил өмүр сүрди.
Exod UyCyr 6:17  Гәршонниң Ливни вә Шимеи исимлиқ икки оғли болуп, улардин лавий қәбилисиниң тармақ җамаәтлири барлиққа кәлди.
Exod UyCyr 6:18  Коһатниң Амрам, Йисхар, Һиброн вә Өззил исимлиқ оғли болуп, Коһат бир йүз оттуз үч жил өмүр сүрди.
Exod UyCyr 6:19  Мәрариниң Мәһли вә Муши исимлиқ икки оғли бар еди. Жуқуриқилар лавий қәбилисиниң тармақ җамаәтлиридур.
Exod UyCyr 6:20  Амрам өз чоң аписи Йокәбәдни әмригә алған еди. У Һарун билән Мусани туғди. Амрам бир йүз оттуз йәттә жил өмүр сүрди.
Exod UyCyr 6:21  Йисхарниң Кораһ, Нәфәг вә Зийкри исимлиқ үч оғли бар еди.
Exod UyCyr 6:22  Өззилниң Мишаил, Әлсафан вә Ситри исимлиқ үч оғли бар еди.
Exod UyCyr 6:23  Һарун Наһшонниң сиңлиси Амминадабниң қизи Әлишәбани әмригә алди. Әлишәба Һарунға Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар исимлиқ төрт оғул туғуп бәрди.
Exod UyCyr 6:24  Кораһтин Ассир, Әлқана, Абиасаф исимлиқ үч оғул төрәлди. Улар кораһ қәбилисидики тармақ җамаәт­ләрниң атилири болди.
Exod UyCyr 6:25  Һарунниң оғли Әлиазар Путәлниң қизлиридин бирини әмригә алди. У Пиниһасни туғди. Мана булар лавий қәбилисиниң аилә башлиқлири.
Exod UyCyr 6:26  Пәрвәрдигар тәрипидин «Исраилларниң һәр қайси қәбили­лирини топ-топи билән Мисирдин елип чиқиңлар», дәп әмир қилинғанлар дәл мошу Һарун билән Муса еди.
Exod UyCyr 6:27  Мисир падишасидин исраилларни қоюп беришни тәләп қилғанларму мана мошу Муса билән Һарундур.
Exod UyCyr 6:28  Пәрвәрдигар Мисирда Мусаға сөзлигән вақитта, униңға:
Exod UyCyr 6:29  — Мән Пәрвәрдигардурмән. Саңа қилған сөзлиримниң һәм­мисини Мисир падишасиға йәткүзгин, — дегән еди.
Exod UyCyr 6:30  Лекин Муса: — Мән йә сөзмән болмисам, падиша мениң сөзүмгә қандақму қулақ салсун? — дәп җавап бәргән еди.