GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 15
Gene | UyCyr | 15:1 | Бу вақиәләрдин кейин Пәрвәрдигар Ибрамға көрүнүп, униңға: — Ибрам, қорқма! Мән саңа қалқан болуп, наһайити зор сийлиқ беримән, — деди. | |
Gene | UyCyr | 15:2 | Лекин Ибрам: — Әй Егәм Худа, мениң пәрзәндим болмиса, Сениң бәрмәкчи болған сийлиғиңниң пайдиси немә? Мениң бирдин-бир мирасхорум Дәмәшқтин кәлгән чакирим Елийәзәр болиду. | |
Gene | UyCyr | 15:3 | Сән маңа пәрзәнт бәрмидиң, шуңа мениң тәәллуқатимға чакирим мирасхор болиду, — дәп җавап бәрди. | |
Gene | UyCyr | 15:4 | Арқидинла у Пәрвәрдигарниң өзигә йәнә: — Чакириң Елийәзәр сениң мирасхоруң болмайду, пәқәт өзәңдин болған оғулла мирасхоруң болиду, — дегәнлигини аңлиди. | |
Gene | UyCyr | 15:5 | Шуниңдин кейин Худа уни ташқириға елип чиқип, униңға: — Асманға қарап, юлтузларни саналайдиған болсаң санап бақ, сениң әвладиң әйнә шу юлтузлардәк сан-санақсиз көп болиду! — деди. | |
Gene | UyCyr | 15:6 | Ибрам Пәрвәрдигарниң сөзлиригә ишәнди. Пәрвәрдигар униң ишәнчини көрүп, уни һәққаний адәм, дәп һесаплиди. | |
Gene | UyCyr | 15:7 | Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Сени бу зиминға егә қилиш үчүн, сени калданиларниң зимини болған Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигариң Мән болимән, — деди. | |
Gene | UyCyr | 15:8 | Лекин Ибрам: — Әй Егәм Худа, мән бу зиминға җәзмән егә болидиғанлиғимни немидин билимән? — дәп сориди. | |
Gene | UyCyr | 15:9 | Пәрвәрдигар униңға: — Сән үч яшлиқ кала, өшкә, қошқардин һәм пахтәк вә яш кәптәрдин бирдин елип, Мениң алдимға кәлгин, — дәп җавап бәрди. | |
Gene | UyCyr | 15:10 | Ибрам бу һайванларни Худаниң алдиға апирип, қушлардин башқисиниң қарнини йерип икки парчә қилди. Гөшләрни икки тәрәпкә қатар қилип тизди. | |
Gene | UyCyr | 15:13 | Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Шуни билип қойғинки, сениң әвлатлириң башқа бир дөләттә мусапир болиду. Шу дөләттики кишиләргә қул болуп, төрт йүз жил улар тәрипидин азап чекиду. | |
Gene | UyCyr | 15:14 | Лекин Мән уларни қул қилғучи хәлиқни чоқум җазалаймән. Улар у дөләттин қайтқинида, нурғун байлиқларни елип келиду. | |
Gene | UyCyr | 15:16 | Сениң әвлатлириң бу йәргә қайтип кәлгичә, бу йәрдә төрт әвлат өтүп кетиду. Чүнки бу йәрдә туруватқан аморларниң гуналири чекигә йәтмигичә, уларни бир тәрәп қилмаймән. | |
Gene | UyCyr | 15:17 | Күн петип қараңғу чүшкәндин кейин, ис чиқип турған очақ вә йенип турған мәшъәл туюқсиз пәйда болуп, һелиқи икки қатар гөшниң оттурисидин өтүп кәтти. | |
Gene | UyCyr | 15:18 | Мана шу чағда Пәрвәрдигар Ибрам билән келишим түзүп, мундақ деди: — Мән Мисир чегарисидин таки Фират дәриясиғичә созулған бу зиминниң һәммисини сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. Бу зимин кенлар, кенизләр, кадмонлар, | |
Gene | UyCyr | 15:19 | Мана шу чағда Пәрвәрдигар Ибрам билән келишим түзүп, мундақ деди: — Мән Мисир чегарисидин таки Фират дәриясиғичә созулған бу зиминниң һәммисини сениң әвлатлириңға тәғдим қилдим. Бу зимин кенлар, кенизләр, кадмонлар, | |