GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 7
Gene | UyCyr | 7:1 | Пәрвәрдигар Нуһқа: — Бу дуниядики кишиләр арисида сениң бирдин-бир дурус киши екәнлигиңни байқидим. Шуңа сән пүтүн аиләңдикиләрни елип кемигә киргин. | |
Gene | UyCyr | 7:2 | Мән «һалал» дәп бәкиткән һайванатларниң һәр хилиниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, «һарамлириниң» һәр хилиниң әркәк-чишисидин бир җүптин еливал. | |
Gene | UyCyr | 7:3 | Учар қанатларниң һәр хилиниң әркәк-чишисидинму йәттә җүптин еливал. Шундақ болғанда, топан ахирлашқандин кейин, һәр хил һайванат, учар қанатлар һаят қелип, йәр йүзидә уларниң уруғи қайта көпийәләйду. | |
Gene | UyCyr | 7:4 | Өзәм яратқан пүткүл җанлиқларни йәр йүзидин пүтүнләй йоқитиш үчүн, йәттә күндин кейин, уда қириқ кечә-күндүз қаттиқ ямғур яғдуримән, — деди. | |
Gene | UyCyr | 7:7 | У топан апитидин қутулуп қелиш үчүн, аяли, оғуллири вә келинлирини елип кемигә кирди. | |
Gene | UyCyr | 7:8 | «Һалал» вә «һарам» дәп бәкитилгән һәр хил чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларму Худаниң Нуһқа ейтқинидәк Нуһниң алдиға келип, җүплири билән кемигә кирди. | |
Gene | UyCyr | 7:9 | «Һалал» вә «һарам» дәп бәкитилгән һәр хил чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларму Худаниң Нуһқа ейтқинидәк Нуһниң алдиға келип, җүплири билән кемигә кирди. | |
Gene | UyCyr | 7:11 | Нуһ алтә йүз яшқа киргән жили иккинчи айниң он йәттинчи күни йәр астидики һәммә булақлар йерилип, асмандин челәкләп қуйғандәк қаттиқ ямғур яғди. | |
Gene | UyCyr | 7:13 | Дәл ямғур башланған күни Нуһ, аяли, Сам, Һам, Япәттин ибарәт үч оғли вә келинлири кемигә кирди. | |
Gene | UyCyr | 7:15 | җүмлидин, тиниғи бар пүткүл мәхлуқлар өз җүплири билән Нуһниң алдиға бир җүптин келип, кемигә кирди. | |
Gene | UyCyr | 7:16 | Һаят кәчүрүватқан барлиқ җанлиқлар Худаниң әмри бойичә өз җүплири билән кемигә киргәндин кейин, Пәрвәрдигар кеминиң ишигини тақап қойди. | |
Gene | UyCyr | 7:21 | Нәтиҗидә йәр йүзидики һаят кәчүрүватқан пүткүл җанлиқлар, йәни һәр қандақ учар қанатлар, чоң-кичик һайванатлар вә инсанлар пүтүнләй йоқитилди. | |
Gene | UyCyr | 7:23 | Худа йәр йүзидики һәммә җанлиқларни, йәни инсанлар, чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларни йоқатти. Пәқәт Нуһ билән униң кемисидики җанлиқларла һаят қалди. | |