JOHN
Chapter 3
John | UyCyr | 3:1 | Йәһудийларниң Никодим исимлиқ бир кеңәшмә башлиғи бар еди. Пәрисийләрдин болған бу адәм бир кечиси һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Тәхсир, Сизниң Худа әвәткән бир Устаз екәнлигиңизни билимиз. Чүнки Худа билән биллә болмиған адәм Сиз көрсәткән бу карамәт вә мөҗүзиләрни қәтъий көрситәлмәйду, — деди. | |
John | UyCyr | 3:2 | Йәһудийларниң Никодим исимлиқ бир кеңәшмә башлиғи бар еди. Пәрисийләрдин болған бу адәм бир кечиси һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Тәхсир, Сизниң Худа әвәткән бир Устаз екәнлигиңизни билимиз. Чүнки Худа билән биллә болмиған адәм Сиз көрсәткән бу карамәт вә мөҗүзиләрни қәтъий көрситәлмәйду, — деди. | |
John | UyCyr | 3:3 | Һәзрити Әйса: — Билип қоюңки, һеч ким қайтидин туғулмиғичә, Худаниң Падишалиғини көрәлмәйду, — деди. | |
John | UyCyr | 3:4 | Никодим: — Қерип қалған адәм қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға кирип, қайтидин туғулуши мүмкинму? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 3:5 | Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңки, һәм судин, һәм Худаниң Роһидин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду. | |
John | UyCyr | 3:6 | Ата-анисидин туғулғанлар җисманий һаятлиққила егә болиду, бирақ Худаниң Роһидин туғулғанлар роһий һаятлиққиму егә болиду. | |
John | UyCyr | 3:8 | Шамал халиған йеридә чиқиду, сиз униң авазини аңлайсиз, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә кетидиғанлиғини биләлмәйсиз. Шуниңға охшаш, Худаниң Роһиниң кишиләргә қандақ қилип һаятлиқ ата қилидиғанлиғиниму биләлмәйсиз. | |
John | UyCyr | 3:10 | Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Сиз исраилларниң муһим устази туруп, буниму чүшәнмәмсиз? | |
John | UyCyr | 3:11 | Билип қоюңки, биз билидиғинимизни вә көргинимизни ейтсақму, силәр йәнила бизниң гувалиғимизни қобул қилмайватисиләр. | |
John | UyCyr | 3:12 | Силәргә бу дуния тоғрисидики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, асман тоғрисидики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр? | |
John | UyCyr | 3:13 | Һеч ким асмандики ишларниң қандақ екәнлигини билмәйду, чүнки һеч ким асмандин чүшкән әмәс. Лекин Инсан Оғли буларни билиду, чүнки У асмандин чүшкән. | |
John | UyCyr | 3:14 | Мистин ясалған илан Муса пәйғәмбәр тәрипидин чөлдә өлүватқанларниң қутулдурулуши үчүн түврүктә егиз көтирилгинидәк, Инсан Оғли болған Мәнму шундақ егиз көтирилишим керәк. | |
John | UyCyr | 3:16 | Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнгән һәр бир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Уни қурван болушқа әвәтип бәрди. | |
John | UyCyr | 3:17 | Худа Оғлини дуниядики инсанларни сораққа тартишқа әмәс, бәлки уларни қутулдурушқа әвәтти. | |
John | UyCyr | 3:18 | Униңға ишәнгәнләр сораққа тартилмайду. Ишәнмигәнләр болса, аллибурун сораққа тартилған болиду, чүнки улар Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнмигән еди. | |
John | UyCyr | 3:19 | Улар дайим яманлиқ қилғачқа, «Һәқиқий Нур» дунияға кәлгән болсиму, улар бу Нурни әмәс, қараңғулуқни яхши көрди. Шуңа улар җазаға тартилиду. | |
John | UyCyr | 3:20 | Кимду-ким яманлиқ қилса, нурға өч болиду вә қилған-әткәнлирим ашкарә болуп қалмисун, дәп нурдин қачиду. | |
John | UyCyr | 3:21 | Лекин кимду-ким һәқиқәт бойичә иш қилса, ишлиримни Худаға тайинип қилғанлиғим мәлум болсун, дәп нурға йеқин келиду. | |
John | UyCyr | 3:22 | Бу иштин кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә барди. Һәзрити Әйса улар билән биллә у йәрдә бир мәзгил туруп, кишиләрни чөмүлдүрди. | |
John | UyCyr | 3:23 | Шу чағда Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә Йәһия пәйғәмбәрму кишиләрни чөмүлдүрүвататти, чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип чөмүлдүрүшни қобул қилишатти. | |
John | UyCyr | 3:25 | Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири бир йәһудий билән тазилиниш диний қаидиси тоғрисида талишип қалди. | |
John | UyCyr | 3:26 | Шагиртлар Йәһия пәйғәмбәрниң йениға келип: — Устаз, өткәндә Иордан дәриясиниң у қетида сиз билән биргә болған, өзиңиз «Бу Адәм мәндин улуқ», дәп гувалиқ бәргән Киши һазир башқиларни чөмүлдүрүватиду. Әнди һәммиси биздин қечип, Униң йениға кетиватиду, — деди. | |
John | UyCyr | 3:28 | Мән силәргә: «Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәс, пәқәт Униң алдида кәлгән йол һазирлиғучи», дегән. Буниңға силәр өзәңларму гувалиқ берәләйсиләр. | |
John | UyCyr | 3:29 | Қиз чоқум өзи билән той қилидиған жигиткә мәнсүп болиду. Қолдаш болса, жигитниң тәйярлиғини қилип, униң келишини күтиду һәм униң авазини аңлап хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәнму һәзрити Әйсаниң келишидин хошаллинип, қин-қинимға патмай қалдим. | |
John | UyCyr | 3:31 | У асмандин Кәлгүчи болуп, һәммидин үстүндур. Мән болсам, бу дуниядин кәлгүчи, шуңа қилидиған сөзлиримму бу дуниядики ишлар биләнла чәклиниду. Асмандин Кәлгүчи һәммидин үстүн болуп, | |
John | UyCyr | 3:32 | У Өзиниң асманда көргән вә аңлиғанлириға гувалиқ бериду. Бирақ Униң гувалиғиға ишинидиғанлар наһайити аз болиду. | |
John | UyCyr | 3:34 | Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөзләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә. | |