LUKE
Chapter 14
Luke | UyCyr | 14:1 | Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақилиниң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти. | |
Luke | UyCyr | 14:3 | Һәзрити Әйса у йәрдики Тәврат устазлири вә пәрисийләрдин: — Тәвратта дәм елиш күни кесәл сақайтишқа рухсәт қилинғанму-йоқ? — дәп сориди. | |
Luke | UyCyr | 14:4 | Бирақ улар гәп қилмиди. Һәзрити Әйса болса һелиқи кесәлгә қолини тәккүзүп, сақайтип йолға салди. | |
Luke | UyCyr | 14:5 | Андин көпчиликкә: — Балаңлар яки калаңлар қудуққа чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?! — деди. | |
Luke | UyCyr | 14:7 | Бәзи меһманларниң төр талишиватқанлиғиға диққәт қилған һәзрити Әйса көпчиликкә тәмсил билән мундақ деди: | |
Luke | UyCyr | 14:8 | — Тәклип билән той зияпитигә қатнашқан вақтиңизда, төргә чиқивалмаң. Сиздинму һөрмәтлик бир меһман чақирилған болуши мүмкин. | |
Luke | UyCyr | 14:9 | У чағда саһипхан сизгә: «Бу яққа орун бәргәйсиз!» дәп қалса, интайин хиҗаләтчиликтә төвәнгә чүшүшкә мәҗбур болисиз. | |
Luke | UyCyr | 14:10 | Лекин сиз тәклипкә бенаән келип, төвәндә олтарған вақтиңизда, саһипхан сизгә: «Достум, жуқуриға чиқиң!» десә, меһманларниң алдида аброюңиз болиду. | |
Luke | UyCyr | 14:12 | Һәзрити Әйса Өзини меһманға чақирған саһипханға мундақ деди: — Меһман чақирғиниңизда дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай холум-хошнилириңизнила чақирмаң. Ундақта, уларниңму сизни чақирип, адәмгәрчилигиңизни қайтуруветишиға тоғра келиду. | |
Luke | UyCyr | 14:13 | Шуниң үчүн зияпәт бәрмәкчи болсиңиз, ғерип-ғурва, мәйип-нака, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақириң. | |
Luke | UyCyr | 14:14 | Буниң билән бәхитлик болисиз, чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңизни қайтуруш мүмкинчилиги йоқ. Лекин Худа һәққаний кишиләрни қайта тирилдүргәндә, бу яхшилиғиңизни Өзи қайтуриду. | |
Luke | UyCyr | 14:15 | Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, Униңға: — Худаниң Падишалиғидики зияпәттә олтиридиғанлар немә дегән бәхитлик һә! — деди. | |
Luke | UyCyr | 14:16 | Бирақ һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Бир киши чоң зияпәт һазирлап, нурғун меһман чақирипту. | |
Luke | UyCyr | 14:17 | Дәстихан селинған күни чакирини әвәтип чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту. | |
Luke | UyCyr | 14:18 | Бирақ меһманлар бармаслиққа бир-бирләп банә көрситипту. Биринчиси: «Мән һели бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Кәчүрүң, баралмаймән», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 14:19 | Йәнә бири: «Мән он өкүз сетивалдим, һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк. Кәчүргәйсиз, зияпәткә қатнишалмайдиған болдум», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 14:21 | Чакар қайтип келип, һәммә әһвални ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғерип-ғурва, мәйип-нака, кор-әма, ақсақ-чолақларни жиғип кәл», дәпту. | |
Luke | UyCyr | 14:22 | Узун өтмәй чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, буйруғуңизни ада қилдим. Йәнә бир мунчә бош орун бар!» дәпту. | |
Luke | UyCyr | 14:23 | «Йезидики чоң-кичик арқа кочиларни арилап, тапқан адимиңни зорлап әкелип өйүмни толтур! | |
Luke | UyCyr | 14:24 | Чүнки башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсисини дәстихинимда олтарғузмаймән», дәпту ғоҗайин униңға. | |
Luke | UyCyr | 14:25 | Нурғунлиған кишиләр һәзрити Әйса билән биллә кетивататти. Һәзрити Әйса уларға қарап мундақ деди: | |
Luke | UyCyr | 14:26 | — Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. | |
Luke | UyCyr | 14:28 | Әгәр араңлардики бири мунара салмақчи болса, алди билән бу қурулушни пүткүзүш үчүн йәткидәк пул барму йоқ дәп, қанчә пул кетидиғанлиғини чоңқур һесаплимай қаламду?! | |
Luke | UyCyr | 14:31 | Шуниңға охшаш, әгәр бир падишаниң он миң кишилик қошуни болуп, жигирмә миң кишилик қошунни башлап келиватқан иккинчи бир падиша билән урушқили бармақчи болса, у җәзмән алди билән өз күчини синап, дүшминигә тақабил туралайдиған яки туралмайдиғанлиғини мөлчәрләп көриду әмәсму?! | |
Luke | UyCyr | 14:32 | Әгәр «Тақабил туралмаймән» дегән қарарға кәлсә, дүшмән қошуни техи жирақтики вақтида әлчи әвәтип, улар билән течлиқ шәртнамиси түзүшни өтүниду. | |
Luke | UyCyr | 14:33 | Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр. | |