Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ROMANS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Roma UyCyr 3:1  Ундақта, йәһудийларниң йәһудий әмәсләрдин немә артуқчилиғи бар яки хәтнә қилинишниң немә әһмийити бар?
Roma UyCyr 3:2  Әлвәттә, улар­ниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң сөзи йәһудийларға аманәт қилинған.
Roma UyCyr 3:3  Бәзи йәһудийлар Худаға садақәт­сизлик қилдиму дәйли. Ундақта, уларниң садақәтсизлиги сәвәвидин Худа Өзиниң уларға бәргән вәдисидә турмамду?
Roma UyCyr 3:4  Яқ, һәргиз ундақ қилмайду! Һәммә инсан ялғанчи болған тәғдирдиму, Худа йәнила растчилдур. Бу һәқтә Зәбурда мундақ дейилгән: «Сөзлигиниңдә адил болуп испатлинисән, Әйиплинишкә учриғиниңда ғалибә қилисән».
Roma UyCyr 3:5  Лекин биз йәһудийларниң адаләтсизлиги Худаниң адиллиғини техиму ениқ көрситип бәрсә, буниңға немә дәймиз? Худа бизни җаза­лиса, Уни адил әмәс десәк боламду? (Бәзиләр шундақ дәп ойлап жүри­дикән!)
Roma UyCyr 3:6  Яқ, мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр Худа биз йәһудийларни адиллиқ билән җазалимайдиған болса, қиямәттә қан­дақ­­му дуния үстидин һөкүм чиқиралайду?
Roma UyCyr 3:7  Лекин бәзиләр: «Мениң садақәтсизлигим Худаниң растчиллиғини техиму ениқ көрситип, Униң улуқлуғини йорутуп бәрсә, мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.
Roma UyCyr 3:8  Әгәр шундақ болса, «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқиду!» дегән мәна келип чиқмамду? Бәзиләр бизни мошундақ деди, дәп төһмәт қилиду. Мундақ төһмәт қилғанларниң җазаға тартилиши һәқлиқтур.
Roma UyCyr 3:9  Ундақта, Худаниң сорақ қилидиған күнидә биз йәһудийлар йәһу­дий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Чүнки мән һәммимизниң мәйли йәһудий болайли яки болмайли, гунаниң илкидә екәнлигимизни жуқурида көрситип өттүм.
Roma UyCyr 3:10  Муқәддәс Язми­лар­да йезилғинидәк: «Һәққаний адәм йоқтур, һәтта бириму,
Roma UyCyr 3:11  Һәқ-наһәқни чүшинидиғиниму йоқтур. Худани издәйдиғиниму һәм.
Roma UyCyr 3:12  Чәтниди һәммә адәм Худа йолидин, Қалди кирип туюқ йолға. Яхшилиқ қилғучи йоқтур, һәтта бириму».
Roma UyCyr 3:13  «Еғизлиридики гәп очуқ қәбирдәк сесиқ, Ялғанчилиқ қилиду һәм тиллири. Ләвлири худди иланниң зәһәрхәндиси».
Roma UyCyr 3:14  «Зувани ләнәт вә зәрдигә толған».
Roma UyCyr 3:15  «Улар алдирайду қан төкүшкә,
Roma UyCyr 3:16  Қилиду барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишларни,
Roma UyCyr 3:17  Йоқтур хәвири аманлиқ йолидин қилчә».
Roma UyCyr 3:18  «Билмәйду Худадин һәм қорқушни».
Roma UyCyr 3:19  Муқәддәс Язмилардики бу айәтләрниң Тәврат қануни астида яшай­ди­ған йәһудийларға қарита ейтилғанлиғини билимиз. Шундақ болған­да, йәһудийлар һәм йәһудий әмәсләрниң банә көрситидиған еғизлири тувақлиниду вә пүткүл дуниядики инсанлар Худаниң һөкүми астида туриду.
Roma UyCyr 3:20  Демәк, һәр қандақ киши Худаниң алдида Тәврат қануниға әмәл қилиш билән һәққаний адәм дәп җакаланмайду. Бәлки шу қанун­ға толуқ әмәл қилалмайдиғанлиғини билип өзиниң гунакар екән­ли­гини тонуп йетиду.
Roma UyCyr 3:21  Лекин һазир Худаниң қандақ йол билән инсанларни һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғи очуқ ашкариланди. Бу Тәврат қануниға әмәл қилишқа бағлиқ әмәс. Буниңға Тәврат қануни вә Пәйғәмбәрләр­ниң Язмилириму гувалиқ бәргән.
Roma UyCyr 3:22  Худа адәмләрни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалайду. Худа Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәммә адәмгә шундақ муамилә қилиду, бу йәрдә айримчилиқ йоқтур.
Roma UyCyr 3:23  Чүнки һәммә адәм гуна қилип, Худаниң инсанларни яратқанда ата қилған шан-шәривидин мәһрум қалған.
Roma UyCyr 3:24  Лекин Худа бизгә меһир-шәпқәт көрситип, бизни төләмсиз һалда һәққаний адәм дәп җакалиди. Бу Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулди, чүнки У бизни гунаниң қуллуғидин азат қилди.
Roma UyCyr 3:25  Худа инсанларниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн, уларни җазалаш­ниң орниға Әйса Мәсиһни қурван болушқа әвәтип бәрди. Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқла Худа Әйса Мәсиһ­кә ишәнгәнләрни Өзи билән яраштурди. Худа Әйса Мәсиһни қурван болушқа әвәтиш билән, Өзиниң бурунқи замандики кишиләрниң гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, уларни дәрһал җазалимиғанлиғиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти. Чүнки Әйса Мәсиһ уларниңму гунали­ри үчүн қурван болди.
Roma UyCyr 3:26  Мана һазирму Худа йәнә Өзиниң адиллиғини көрситиватиду. Чүнки инсанлар гунакар болсиму, Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлиги үчүн, Худа уларни йәнила адиллиқ билән кәчүриду.
Roma UyCyr 3:27  Шундақ екән, биз Тәврат қануниға әмәл қилиш билән Худа тәрипидин қобул қилиндуқ, дәп махтинимизму? Яқ! Бизниң махтини­ши­мизниң орни йоқ. Немә сәвәптин? Чүнки инсанлар Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқла кәчүрүмгә еришиду.
Roma UyCyr 3:28  Демәк, Худаниң бизни Тәврат қануниға әмәл қилишимиз билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигимиз билән һәққаний адәм дәп җакалайдиғанлиғиға ишинимиз.
Roma UyCyr 3:29  Силәр Худа пәқәт Тәврат қануниға егә болған йәһудийларнила қобул қилиду, дәп ойламсиләр? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! У йәһудий әмәсләрниму қобул қилиду.
Roma UyCyr 3:30  Чүнки Худа бирдур. У хәтнә қилинған йәһудийларни, шундақла хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниму бирла йол билән, йәни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи билән һәққаний адәм дәп җакалайду.
Roma UyCyr 3:31  Ундақта, биз ишәнчимиз арқилиқ Тәврат қанунини бекар қиламдуқ? Яқ, дәл буниң әксичә биз ишәнчимиз арқилиқ Тәврат қануниниң тоғра екәнлигини испатлаймиз.