MARK
Chapter 7
Mark | UyCyr | 7:1 | Бир күни Йерусалимдин кәлгән бәзи пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң чөрисигә жиғилди. | |
Mark | UyCyr | 7:2 | Улар һәзрити Әйсаниң шагиртлири ичидә бәзилириниң тамақтин бурун қол жуюш диний қаидисини ада қилмайла тамақ йәватқанлиғини көрди. | |
Mark | UyCyr | 7:3 | (Пәрисийләр, җүмлидин пүтүн йәһудийлар әҗдатлириниң әнъәниси бойичә қоллирини пакиз жуймай туруп тамақ йемәйду. | |
Mark | UyCyr | 7:4 | Шуниңдәк, базардин алған нәрсиләрниму жуймай йемәйду. Униңдин башқа, қәдәһ, чөгүн вә мис қачиларни жуюш тоғрисидиму бир мунчә әнъәниләргә риайә қилиду.) | |
Mark | UyCyr | 7:5 | Пәрисийләр вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсадин: — Шагиртлириң немишкә әҗдатлиримизниң әнъәнилиригә риайә қилмайду? Немишкә напак қоллири билән тамақ йәйду? — дәп сорашти. | |
Mark | UyCyr | 7:6 | Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзләр силәр сахтипәзләргә немә дегән мас келиду һә?! Униң Язмисида мундақ йезилған: «Бу хәлиқ Мени ағзидила һөрмәтләйду, Лекин қәлби Мәндин жирақ. | |
Mark | UyCyr | 7:7 | Маңа қилған ибадити бекардур. Чүнки үгәткәнлири Худаниң әмирлири әмәс, Бәлки өзлири чиқиривалған пәтивалардур». | |
Mark | UyCyr | 7:8 | Силәр Худаниң әмрини бир яққа қайрип қоюп, инсанларниң әнъәнисигә есиливалидикәнсиләр. | |
Mark | UyCyr | 7:9 | Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Өз әнъәнәңларни сақлап қелиш үчүн, Худаниң әмирлирини бир яққа қайрип қоюшта неманчә устилиқ қилисиләр! | |
Mark | UyCyr | 7:10 | Муса пәйғәмбәр «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләргә өлүм җазаси берилсун», дәп буйруған. | |
Mark | UyCyr | 7:11 | Лекин силәр: «Ата-анисиға: ‹ Мәндин алидиған пүтүн маддий ярдимиңларни қурван қилдим, йәни Худаға атавәттим › десә, | |
Mark | UyCyr | 7:13 | Шундақ қилип, әвлаттин-әвлатқичә давамлаштуруп кәлгән әнъәнилириңларни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқирисиләр. Силәр бундақ ишларни көп қилисиләр. | |
Mark | UyCyr | 7:14 | Һәзрити Әйса халайиқни йәнә йениға чақирип, уларға: — Һәммиңлар сөзүмгә қулақ селиңлар вә шуни чүшиниңларки, | |
Mark | UyCyr | 7:15 | инсанниң сиртидин ичигә киридиған нәрсиләрниң һеч қандиғи уни напак қилмайду, инсанни напак қилидиғини инсанниң ичидин чиқидиғинидур. { | |
Mark | UyCyr | 7:17 | Һәзрити Әйса халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, шагиртлири Униңдин бу тәмсилниң мәнасини сориди. | |
Mark | UyCyr | 7:18 | Һәзрити Әйса уларға: — Силәрму техичә чүшәнмәйватамсиләр? Сирттин инсанниң ичигә киридиған һәр қандақ нәрсиниң уни напак қилалмайдиғанлиғини чүшәнмәмсиләр? | |
Mark | UyCyr | 7:19 | Сирттин киргән нәрсә инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға бариду. У йәрдин тәрәт болуп чиқип кетиду, — деди. Һәзрити Әйса бу сөзләр арқилиқ йемәкликләрниң һәммисиниң һалал екәнлигини билдүргән еди. | |
Mark | UyCyr | 7:20 | Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Инсанни напак қилидиғини инсанниң ичидин чиқидиғинидур. | |
Mark | UyCyr | 7:22 | нека садиқлиғини бузуш, ачкөзлүк, яманлиқ, һелигәрлик, шәһванийлиқ, көрәлмәслик, төһмәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни қәлбидин чиқиду. | |
Mark | UyCyr | 7:24 | Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип Тир шәһириниң әтрапидики районларға барди. У йәрдә бир өйгә кирди. Әслидә У буни һеч кимниң билишини халимиған болсиму, лекин йошуралмиди. | |
Mark | UyCyr | 7:25 | Җин тәккән кичиккинә бир қизниң аниси һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилди. | |
Mark | UyCyr | 7:26 | Сурийә өлкисиниң Фәникийә дегән йеридә туғулған йәһудий әмәс бу аял һәзрити Әйсадин қизидики җинни һайдаветишни өтүнди. | |
Mark | UyCyr | 7:27 | Һәзрити Әйса униңға: — Алди билән балилар йәп тойсун, балиларниң ненини иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди. | |
Mark | UyCyr | 7:28 | Һелиқи аял буниңға җававән: — Шундақ, Тәхсир, бирақ иштларму үстәл астида балилардин чүшкән нан угаклирини йәйдиғу, — деди. | |
Mark | UyCyr | 7:29 | Һәзрити Әйса униңға: — Тоғра ейттиңиз. Мошу сөзүңиз үчүн җин қизиңиздин чиқип кәтти, әнди қайтиң, — деди. | |
Mark | UyCyr | 7:30 | Аял өйигә қайтқинида, қизиниң каривәттә ятқанлиғини көрди. Җин униң тенидин чиқип кәткән еди. | |
Mark | UyCyr | 7:31 | Һәзрити Әйса Тир шәһириниң әтрапидики районлардин чиқип, Сидон шәһири вә Он шәһәр районидин өтүп, йәнә Җәлилийә көлигә кәлди. | |
Mark | UyCyr | 7:32 | Кишиләр Униң алдиға паң һәм тили еғир бир адәмни елип келип, униң учисиға қолини тәккүзүп сақайтип қоюшни тәләп қилишти. | |
Mark | UyCyr | 7:33 | Һәзрити Әйса бу адәмни халайиқ ичидин бир чәткә тартип, униң қулақлириға бармақлирини тиқти вә бармиғиға түкүрүп, униң тилиға тәккүзди. | |
Mark | UyCyr | 7:34 | Андин асманға қарап чоңқур тинивалғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәнаси «ечил»), деди. | |
Mark | UyCyr | 7:36 | Һәзрити Әйса у йәрдикиләргә буни һеч кимгә ейтмаслиқни буйриди. Лекин һәр қанчә буйруған болсиму, кишиләр бу хәвәрни шунчә кәң йейивәтти. | |