Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 7
Matt UyCyr 7:1  — Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса силәрму Худаниң һөкүмигә учрайсиләр.
Matt UyCyr 7:2  Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ өлчәм билән һөкүм қилсаңлар, Худаму силәрниң үстүңлардин шундақ өлчәм билән һөкүм чиқириду. Силәр башқи­ларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду.
Matt UyCyr 7:3  Немә үчүн бурадириңниң һәрә кепиги­дәк кичик камчилиғини көрүп, өзәңдики лимдәк чоң гунани көрмәйсән?!
Matt UyCyr 7:4  Өзәңдә шунчә чоң гуна туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дегиниң қандақ гәп?
Matt UyCyr 7:5  Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзидики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, буради­риңниң көзидики һәрә кепигини еливетәләйсән.
Matt UyCyr 7:6  — Иштқа муқәддәс нәрсини бәрмәңлар яки тоңғузниң алдиға үнчә-мәрвайитларни ташлап қоймаңлар. Чүнки ишт кәйнигә бурулуп силәрни таллайду; тоңғуз үнчә-мәрвайитларни аяқ астида дәссәп янчийду.
Matt UyCyr 7:7  — Дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду.
Matt UyCyr 7:8  Чүнки тилигәнләр еришиду, издигәнләр тапиду, ишикни қаққанларға ишик ечилиду.
Matt UyCyr 7:9  Әгәр оғлуңлар нан тәләп қилса, силәр униңға таш берәттиңларму?
Matt UyCyr 7:10  Белиқ тәләп қилса, илан берәттиңларму?
Matt UyCyr 7:11  Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә яхши нәрсиләрни техиму илтипат қилмасму?
Matt UyCyr 7:12  Башқиларниң өзәңларға қандақ муамилә қилишини күтсәңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар. Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири мана шу.
Matt UyCyr 7:13  — Тар дәрвазидин кириңлар. Чүнки кишини һалакәткә елип баридиған дәрваза кәң, йол асан болуп, бу дәрвазидин киридиғанлар көп.
Matt UyCyr 7:14  Бирақ һаятлиққа елип баридиған дәрваза тар, йол тәс болуп, уни издәп тапалайдиғанларму аз.
Matt UyCyr 7:15  — Алдиңларға қой терисигә оринивелип кәлгән, ичи жирт­қуч чил бөридәк сахта пәйғәмбәрләрдин һошияр болуңлар.
Matt UyCyr 7:16  Силәр уларни «мевилиридин» тонувалалайсиләр. Тикәндин үзүм, қамқақтин әнҗир алғили болмайду.
Matt UyCyr 7:17  Яхши дәрәқ яхши мевә бериду, яман дәрәқ яман мевә бериду.
Matt UyCyr 7:18  Яхши дәрәқ яман мевә бәрмәйду. Яман дәрәқ яхши мевә бәрмәйду.
Matt UyCyr 7:19  Яхши мевә бәрмәй­диған һәр бир дәрәқ кесилип отқа ташлиниду.
Matt UyCyr 7:20  Шуниңдәк, сахта пәйғәмбәрләрни уларниң «мевилиридин» тонувалалайсиләр.
Matt UyCyr 7:21  — Мени «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Пәқәт асмандики Худа Атамниң иради­сини ада қилғанларла кирәләйду.
Matt UyCyr 7:22  Қиямәт күнидә нурғун кишиләр Маңа: «Рәббим, Рәббим, биз Сениң намиң билән пәйғәмбәрлик сөз йәткүздуқ» вә «Сениң намиң билән җинларни қоғлидуқ, нурғун мөҗүзиләрни көрсәттуқ», дәйду.
Matt UyCyr 7:23  Һалбуки, у чағда Мән уларға: «Силәрни әзәлдин тонумаймән. Көзүмдин йоқилиңлар, әй яманлиқ қилғучилар», дәймән.
Matt UyCyr 7:24  — Демәк, бу сөзлиримни аңлап әмәл қилғанлар имарәтни қорам таш үстигә салған әқиллиқ кишиләргә охшайду.
Matt UyCyr 7:25  Боран соқуп, ямғур уруп, кәлкүн кәлгән тәғдирдиму, у имарәт өрүлмәйду. Чүнки униң һули қорам ташниң үстигә селинған.
Matt UyCyr 7:26  Бирақ сөзлиримни аңлап туруп, әмәл қилмайдиғанлар имарәтни қумниң үстигә қурған ахмақларға охшайду.
Matt UyCyr 7:27  Ундақ имарәт боран, ямғур вә кәлкүнниң һуҗумиға учриғанда өрүлүп кетиду, өрүлгәндиму интайин паҗиәлик өрүлиду!
Matt UyCyr 7:28  Һәзрити Әйса бу сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, халайиқ Униң тәлимлиригә һәйран қелишти.
Matt UyCyr 7:29  Чүнки һәзрити Әйсаниң тәлимати Тәврат устазлириниңкидин пәриқләнгән болуп, У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди.