EXODUS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
Chapter 23
Exod | UyCyr | 23:2 | Көп санлиқларға әгишип яманлиқ қилма. Давада гувалиқ бәргәндә, көпчиликкә ян бесип һәқни бурмилима. | |
Exod | UyCyr | 23:4 | Әгәр дүшминиңниң кала яки ешигиниң тенәп жүргинини көрсәң, уларни алғач келип униңға тапшуруп бәр. | |
Exod | UyCyr | 23:5 | Әгәр дүшминиңниң ешиги жүкни көтирәлмәй жиқилип чүшсә, көрмәскә селип кетип қалмай, униңға ярдәмлишип ешигини қопиришип бәр. | |
Exod | UyCyr | 23:7 | Төһмәт чаплап әризә қилма. Бегуна тоғра адәмни өлүмгә иштәрмә, чүнки Мән бундақ яман иш қилғучиларни чоқум җазалимай қоймаймән. | |
Exod | UyCyr | 23:8 | Пара алма, чүнки пара көридиғанларниң көзини кор қилип, дурус адәмләрниң сөзини бурмилайду. | |
Exod | UyCyr | 23:9 | Яқа жутлуқ мусапирларни бозәк қилма. Чүнки Мисирда мусапир болуп турғиниңларда, яқа жуттики мусапирчилиқниң тәмини силәрму тетиған. | |
Exod | UyCyr | 23:11 | Йәттинчи жили йәргә арам берип, бош ташлавәт. Үнүп қалған зираәтләрни кәмбәғәлләр жиғсун. Қалғинини явайи һайванатлар йесун. Үзүмзарлиғиң билән зәйтунлуғуңниму шундақ қил. | |
Exod | UyCyr | 23:12 | Алтә күн ишләп, йәттинчи күни арам ал. Улақлириң, қуллириң вә яқа жутлуқ мусапирларму арам алсун. | |
Exod | UyCyr | 23:13 | Мән — Пәрвәрдигар саңа ейтқан сөзләргә толуқ әмәл қил. Башқа илаһларниң нами билән дуа қилма. Һәтта уларниң намини тилғиму алма. | |
Exod | UyCyr | 23:15 | Алди билән «Петир нан» һейтини қил. Мениң әмрим бойичә йәттә күнлүк һейтта петир нан йә. Бу һейт һәр жили зираәтләр бих чиқарған баш баһар ейида, йәни силәр Мисирдин чиққан айда өткүзүлсун. Алдимға қуруқ қол кәлмә. | |
Exod | UyCyr | 23:16 | Тунҗа пишқан зираәтләрни ориғанда, ома һейти қил. Күздә һосулларни амбарға жиққиниңда, «Һосул жиғиш» һейти қил. | |
Exod | UyCyr | 23:18 | Маңа қурванлиқ қенини болдурулған хемирдин пиширилған йемәклик билән биллә атима. Һейт мәзгилидә қурванлиқ қилинған малниң мейини әтиси әтигәнгичә сақлима. | |
Exod | UyCyr | 23:19 | Һәр жили тунҗа пишқан зираәтләрниң әң яхши йеридин Мениң ханамға әкирип, Маңа — Пәрвәрдигариңлар Худаға ата. Оғлақни анисиниң сүтидә пишарма. | |
Exod | UyCyr | 23:20 | — Периштәмни алдиңға әвәтимән. У йолларда сени қоғдап, сени Мән саңа тәйярлап қойған йәргә елип бариду. | |
Exod | UyCyr | 23:21 | Сән еһтият билән униң сөзигә қулақ сал, қаршилиқ көрсәтмә. Болмиса, у гунайиңларни кәчүрмәйду, чүнки у Мениң намимда келиду. | |
Exod | UyCyr | 23:22 | Әгәр сән сөзлиримгә қулақ селип, Мениң пүтүн әмирлиримгә әмәл қилсаң, дүшминиңгә дүшмән, рәқивиңгә рәқип болимән. | |
Exod | UyCyr | 23:23 | Мениң периштәм сениң алдиңда меңип, сени аморлар, хитлар, пәризиләр, қананлар, һивилар вә йәбусларниң зиминиға елип кириду. Мән болсам уларни йоқитимән. | |
Exod | UyCyr | 23:24 | Уларниң илаһлириға баш егип ибадәт қилма, уларниң қилиқлирини дорима, уларниң бутлирини уруп чеқивәт. | |
Exod | UyCyr | 23:25 | Сән пәқәт Маңа — Пәрвәрдигар Худағила ибадәт қил, йемәк-ичмигиңгә бәрикәт беримән, сени пүтүн кесәлләрдин халас қилимән. | |
Exod | UyCyr | 23:26 | Араңларда бойидин аҗрап кетидиған яки туғмас аяллар болмайду. Саңа узақ өмүр ата қилимән. | |
Exod | UyCyr | 23:27 | Сән қәйәргә барсаң, Мән шу йәрдикиләрни сениңдин чөчүйдиған, сени көрсила алди кәйнигә қаримай қачидиған қилимән. | |
Exod | UyCyr | 23:28 | Дүшмәнлириңни паракәндә қилип, сән ичкириләп кириштин бурунла һивилар, қананлар вә хитларни қоғлап чиқиримән. | |
Exod | UyCyr | 23:29 | Лекин йәрләрниң бош қелип, жиртқуч һайванларниң макани болуп қалмаслиғи үчүн, уларни һазирчә пүтүнләй қоғливәтмәймән. | |
Exod | UyCyr | 23:30 | Силәрниң нопусуңларниң көпийип, у зиминни қаплишиңларға әгишип, уларни аста-аста һайдап чиқиримән. | |
Exod | UyCyr | 23:31 | Сениң жутуңниң чегарисини Қизил деңиздин Оттура деңизғичә, Қумлуқ районидин Фират дәриясиғичә кәңәйтимән. Мән саңа йәрлик аһалини бойсундуруш қудритини беримән. Сән илгириләп киргән вақтиңда уларни һайдаветәләйсән. | |