Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 37
Exod UyCyr 37:1  Бизалил акация яғичидин узунлуғи йүз жигирмә бәш, кәңлиги вә егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир сандуқ ясиди.
Exod UyCyr 37:2  Сандуқниң ичи-сиртини сап алтун билән қаплап, чөрисигә алтундин җийәк тутти.
Exod UyCyr 37:3  У йәнә алтундин төрт һалқа қуйдуруп, сандуқниң төрт путиға бир тәрипигә иккидин орнатти.
Exod UyCyr 37:4  Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уларни алтун билән қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзди.
Exod UyCyr 37:5  Сандуқни көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, уларни алтун билән қаплап, икки яндики алтун һалқилардин өткүзди.
Exod UyCyr 37:6  Сандуқниң үстигә сап алтундин узунлуғи бир йүз жигирмә бәш, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр келидиған сандуқ ағзини, йәни «Меһир-шәпқәт тәхтини» ясиди.
Exod UyCyr 37:7  Алтундин икки данә «керуб» дәп атилидиған қанатлиқ мәхлуқниң һәйкилини соқуп,
Exod UyCyr 37:8  «Меһир-шәпқәт тәхтиниң» икки бешиға бирдин орнитип, тәхт билән бир пүтүн қилип бирләштүрди.
Exod UyCyr 37:9  Қанатлиқ һәйкәлләр удулму-удул қоюлған һалда тәхтниң йүзигә қаришип, қанатлирини ечип «Меһир-шәпқәт тәхтини» йепип туридиған болди.
Exod UyCyr 37:10  Акация яғичидин узунлуғи йүз, кәңлиги әллик, егизлиги йәтмиш бәш сантиметрлиқ бир үстәл ясилип,
Exod UyCyr 37:11  сап алтун билән қапланди һәм униң чөрисигә алтундин җийәк тутулди.
Exod UyCyr 37:12  Үстәлниң чөрисигә төрт илик кәңликтә пәваз қоюлуп, униңғиму алтун җийәк тутулди.
Exod UyCyr 37:13  Көтириш балдақлирини селиш үчүн төрт алтун һалқа ясилип, үстәлниң төрт бүҗигидики путиға орнитилди.
Exod UyCyr 37:14  Балдақларниң алтун һалқидин өткүзүлүши үчүн һалқа пәвазға йеқин орнитилди.
Exod UyCyr 37:15  Балдақ акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.
Exod UyCyr 37:16  Үстәлниң үстидики ичимлик һәдийәсигә ишлитилидиған тавақ, тәхсә, чәйнәк вә пиялиләр сап алтундин ясалди.
Exod UyCyr 37:17  Сап алтундин бир чирақдан соқулди. Чирақданниң пути билән түврүги, қәдәһлири, гүл түгүни вә бәрглири бир пүтүн қилинди.
Exod UyCyr 37:18  Чирақданниң икки йениға һәр тәрәпкә үчтин алтә шахчә чиқирилди.
Exod UyCyr 37:19  Һәр бир шахчидә гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики үч тал қәдәһ болди. Чирақданниң алтә шахчисиниң һәммисила мошундақ ясалди.
Exod UyCyr 37:20  Чирақданниң мәркизий шахчисиниң учида гүл түгүни вә бәрглири болған бадам чечиги шәклидики төрт тал қәдәһ болди.
Exod UyCyr 37:21  Чирақданниң мәркизий шахчисидин икки тәрәпкә чиқирилған һәр бир җүп шахчиниң астиға түгүн чиқирилди. Чирақданниң алтә шехиниң һәммиси шундақ ясалди.
Exod UyCyr 37:22  Пүтүн чирақдан, йәни униң барлиқ безәклириниң һәммиси бирла парчә алтундин соқулди.
Exod UyCyr 37:23  Чирақданға йоруғи алди тәрәпкә чүшидиған қилип йәттә чирақ орнитилди.
Exod UyCyr 37:24  Чирақдан, униң пилик қисқучлири вә күлданлири оттуз төрт килограмм сап алтундин ясалди.
Exod UyCyr 37:25  Исриқдан акация яғичидин ясалди. У төрт булуңлуқ болуп, егизлиги бир, узунлуғи вә кәңлиги йерим метрдин қилинди.
Exod UyCyr 37:26  Униң үсти, төрт тәрипи вә төрт мүңгүзи сап алтун билән қаплинип, чөрисигә алтун җийәк қоюлди.
Exod UyCyr 37:27  Исриқданни көтиридиған балдақ­ларни өткүзүш үчүн алтундин икки һалқа ясилип, икки яндики җийәкләрниң астиға бәкитилди.
Exod UyCyr 37:28  Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қапланди.
Exod UyCyr 37:29  Хушбой дора-дәрмәкләрни тәңшәш усули бойичә муқәддәс яғ вә хушбой исриқлар ясалди.