EXODUS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
Chapter 9
Exod | UyCyr | 9:1 | Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға: «Пәрвәрдигар, йәни ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа: ‹ Өз хәлқимниң Маңа ибадәт қилиш үчүн чөл-баяванға беришиға йол қой. | |
Exod | UyCyr | 9:3 | сени агаһландуруп қояйки, чарва маллириңниң һәммисини, йәни ат, төгә, кала, қой вә өшкилириңни ваба кесилигә гириптар қилимән. | |
Exod | UyCyr | 9:4 | Бирақ исраилларниң чарва маллирини мисирлиқларниңкидин пәриқләндүримән. Исраилларниң маллиридин бириму өлмәйду › дәйду», дегин. | |
Exod | UyCyr | 9:6 | Әтиси Пәрвәрдигар Өзи ейтқандәк қилди. Мисирлиқларниң чарва маллириниң һәммиси дегидәк ваба кесилигә гириптар болуп өлүшкә башлиди. Лекин исраилларниң чарва маллириниң бириму зиянға учримиди. | |
Exod | UyCyr | 9:7 | Падиша адәм әвәтип тәкшүрүтүп, исраилларниң маллиридин бириниңму өлмигәнлигини уқти. Шундақтиму у йәнила җаһиллиқ қилип, исраилларниң кетишигә йол қоймиди. | |
Exod | UyCyr | 9:8 | Кейин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға: — Очақтин бир чаңгал күл еливелиңлар. Муса уни падишаниң алдида һаваға чачсун. | |
Exod | UyCyr | 9:9 | Бу күл чаң-тозаң болуп, Мисирниң һәммә йеригә тарқилиду. Шуниң билән барлиқ адәм вә һайванларниң бәдәнлирини жириңлиқ яра қаплап кетиду, — деди. | |
Exod | UyCyr | 9:10 | Буниң билән улар қоллириға очақ күлини елип падишаниң алдиға барди. Муса күлни һаваға чачти. Нәтиҗидә адәм вә һайванларниң бәдәнлирини жириңлиқ яра қаплап кәтти. | |
Exod | UyCyr | 9:11 | Һәтта сехиргәрләрму Мусаға тақабил туралмиди. Чүнки уларниң бәдининиму башқа мисирлиқларниңкигә охшаш жириңлиқ яра қаплап кәткән еди. | |
Exod | UyCyr | 9:12 | Шундақтиму Пәрвәрдигар тәрипидин җаһиллаштурулған падиша, худди Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқинидәк, Муса билән Һарунниң сөзигә қулақ салмиди. | |
Exod | UyCyr | 9:13 | Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Әтә таң сәһәрдила падишаниң алдиға берип, униңға: «Пәрвәрдигар, йәни ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа: ‹ Өз хәлқимниң Маңа ибадәт қилиш үчүн чөл-баяванға беришиға йол қой. | |
Exod | UyCyr | 9:14 | Болмиса, бу қетим Мән сениң вә әмәлдарлириң һәм пухралириңниң үстигә әң еғир балаю-апәтләрни яғдуримән. Мана шу чағда сән аләмдә Мәндин башқа Худа йоқлуғини билисән. | |
Exod | UyCyr | 9:15 | Мән қудритимни көрситип, сени вә пухралириңни ваба кесилигә дучар қилип, силәрни йәр йүзидин йоқ қилалаттим. | |
Exod | UyCyr | 9:16 | Бирақ Мән ундақ қилмидим. Әксичә Мән қудритимни саңа көрситиш вә намимни аләмгә елан қилиштәк алаһидә мәхсәт билән сени падишалиққа тиклидим. | |
Exod | UyCyr | 9:18 | Шуңа әтә мошу чағда Мән Мисир тарихида әзәлдин тартип көрүлүп бақмиған қаттиқ мөлдүр яғдуримән. | |
Exod | UyCyr | 9:19 | Һазир сән адәмлириңгә очуқчилиқтики чарва маллириң вә башқа барлиқ нәрсилириңни далда йәргә елип киривелишкә әмир қил. Чүнки очуқчилиқта қелип қалған адәм вә һайванларниң һәммисини мөлдүр уруп, һалак қилиду › дәйду», дегин. | |
Exod | UyCyr | 9:20 | Пәрвәрдигарниң сөзигә ишәнгән бир қисим падиша әмәлдарлири дәрһал өз қуллири вә чарва маллирини далда йәргә елип киривалди. | |
Exod | UyCyr | 9:21 | Пәрвәрдигарниң сөзигә ишәнмигәнләр болса, қуллири вә чарва маллирини ташқирида қоювәрди. | |
Exod | UyCyr | 9:22 | Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән қолуңни асманға қаритип узарт! Пүтүн Мисир зиминидики инсанлар, һайванлар вә барлиқ өсүмлүкләрниң үстигә мөлдүр яғсун, — деди. | |
Exod | UyCyr | 9:23 | Муса тайиғини асманға қаритип көтириведи, Пәрвәрдигар чақмақ чақтуруп, гүлдүрмомилар яңритип, йәр йүзигә мөлдүр яғдурувәтти. | |
Exod | UyCyr | 9:24 | Шуниң билән чақмақ чеқип, йоған-йоған мөлдүрләр төкүлүп чүшти. Бу Мисир тарихида һазирғичә йүз берип бақмиған әң чоң мөлдүр апити еди. | |
Exod | UyCyr | 9:25 | Мөлдүр Мисир зиминидики очуқчилиқта турған нәрсиләрниң һәммисини, җүмлидин адәм, һайван, етиздики зираәтләр вә барлиқ дәл-дәрәқләрни вәйран қиливәтти. | |
Exod | UyCyr | 9:27 | Мисир падишаси дәрһал Муса билән Һарунни чақиртип: — Бу қетим мән гуна өткүздүм, мәндин вә пухралиримдин хаталиқ өтти. Пәрвәрдигар адилдур. | |
Exod | UyCyr | 9:28 | Пәрвәрдигарға мән үчүн дуа қилиңлар. Бизгә бу һәйвәтлик гүлдүрмома вә мөлдүрләр йетәр. Мән силәрниң кетишиңларға йол қояй. Силәр әнди бу йәрдә турмисаңларму болиду, — деди. | |
Exod | UyCyr | 9:29 | Муса униңға: — Мән бу шәһәрдин чиқишим биләнла, қолумни көтирип Пәрвәрдигардин тиләп дуа қилимән. Гүлдүрмомилар шу һаман бесилиду вә мөлдүрму тохтайду. Шу чағда сиз дунияниң Пәрвәрдигарға мәнсүп екәнлигини билисиз. | |
Exod | UyCyr | 9:30 | Лекин сиз вә сизниң әмәлдарлириңизниң Пәрвәрдигар Худадин техичә қорқмайватқанлиғиңлар маңа мәлум, — деди. | |
Exod | UyCyr | 9:31 | Бу кәндирләр чечәклигән вә арпа баш тартқан вақит болғачқа, мөлдүр уларни харап қилди. | |
Exod | UyCyr | 9:33 | Муса падишаниң йенидин кетип, шәһәрдин чиқип, қолини көтирип Пәрвәрдигарға дуа қилди. Гүлдүрмомилар шу һаман бесилип, мөлдүрниң йеғиши тохтиди. Ямғурму бесилди. | |
Exod | UyCyr | 9:34 | Гәрчә падиша бу әһвалларни көргән болсиму, лекин у йәнә гуна қилди. У вә униң әмәлдарлири йәнила җаһиллиқ қилишти. | |