GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 28
Gene | UyCyr | 28:1 | Исһақ Яқупни йениға чақирип, униңға дуа қилип, монуларни буйриди: — Сән қананлиқ қизларға өйләнмә. | |
Gene | UyCyr | 28:2 | Паддан-Аррам райониға берип, анаңниң атиси Бетуелниң өйигә бар. У йәрдә анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин бирини ал. | |
Gene | UyCyr | 28:3 | Һәммигә қадир Худа саңа бәхит ата қилип, көп пәрзәнт берип, уларни нурғун милләт қилғай! | |
Gene | UyCyr | 28:4 | У Ибраһимға бәргән вәдиси бойичә саңа вә сениң әвлатлириңға бәхит ата қилғай. Сән һазир мусапир болуп яшаватқан йәрни, йәни Худа Ибраһимға вәдә берип бәрмәкчи болған зиминни саңа тәғдим қилғай! | |
Gene | UyCyr | 28:5 | Шуниң билән Исһақ Яқупни Паддан-Аррам райониға, бовиси аррамлиқ Бетуелниң оғли Лабанниң йениға йолға салди. Лабан Рибәқаниң акиси болуп, Рибәқа болса, Әсав билән Яқупниң аниси еди. | |
Gene | UyCyr | 28:6 | Әсав Исһақниң Яқупқа дуа қилип, уни Паддан-Аррамға өйлинишкә әвәткәнлигидин, шундақла Исһақ униңға дуа қилғанда, қананлиқ қизларға өйләнмәсликни тапилиғанлиғи һәм Яқупниң ата-анисиниң буйруғи билән Паддан-Аррамға кәткәнлигидин хәвәр тапти. | |
Gene | UyCyr | 28:7 | Әсав Исһақниң Яқупқа дуа қилип, уни Паддан-Аррамға өйлинишкә әвәткәнлигидин, шундақла Исһақ униңға дуа қилғанда, қананлиқ қизларға өйләнмәсликни тапилиғанлиғи һәм Яқупниң ата-анисиниң буйруғи билән Паддан-Аррамға кәткәнлигидин хәвәр тапти. | |
Gene | UyCyr | 28:9 | Шуңа у Ибраһимниң оғли Исмаилниң йениға берип, аяллириниң үстигә тағиси Исмаилниң қизи Маһалатни алди. Маһалат Небайотниң сиңлиси еди. | |
Gene | UyCyr | 28:11 | Күн патқанда у бир йәргә йетип келип, шу йәрдә қонди. У бир ташни бешиға қоюп, йәрдә йетип уйқиға кәтти. | |
Gene | UyCyr | 28:12 | У чүшидә йәрдин таки асманғичә тақишидиған бир пәләмпәйни көрди. Худаниң периштәлири пәләмпәйдә жуқури-төвән меңип жүрәтти. | |
Gene | UyCyr | 28:13 | У йәнә Пәрвәрдигарниң пәләмпәйниң үсти тәрәптә туруп, униңға: «Мән Пәрвәрдигар, боваң Ибраһим вә атаң Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа болимән. Мән һазир сән ятқан зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға ата қилимән. | |
Gene | UyCyr | 28:14 | Уларниң сани йәрдики қумдәк көп болуп, шәриқтин ғәрипкә, җәнуптин шималға тарқилип, пүтүн зиминни қаплайду. Йәр йүзидики пүткүл милләтләр сән вә сениң әвлатлириң арқилиқ бәхит тапиду. | |
Gene | UyCyr | 28:15 | Мән саңа яр болимән, сән қәйәргә барсаң, сени шу йәрдә қоғдаймән һәм сени бу йәргә қайтуруп келимән. Саңа бәргән вәдәмни әмәлгә ашурмиғичә, сени һәргиз ташлимаймән!» дәватқанлиғини көрди. | |
Gene | UyCyr | 28:16 | Яқуп уйқисидин ойғинипла: «Мән билмәптикәнмән, Пәрвәрдигар һәқиқәтән бу йәрдә екән!» деди. | |
Gene | UyCyr | 28:17 | У қорқуп кетип: «Бу немә дегән қорқунучлуқ җай, дәл Худаниң өйи, асманға чиқидиған дәрваза екән!» деди. | |
Gene | UyCyr | 28:18 | Әтиси таң сәһәрдила Яқуп орнидин туруп, бешиға қойған һелиқи ташни хатирә қилиш үчүн тикләп, үстигә яғ қуюп, уни Худаға атиди. | |
Gene | UyCyr | 28:20 | Андин у Худаға қәсәм қилип: — Әгәр Сән маңа яр болуп, сәпиримдә мени қоғдап, маңа йемәк-ичмәк, кийим-кечәк йәткүзүп берип, | |