Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Gene UyCyr 6:1  Инсанлар дунияда көпийишкә башлиғанда, қизларму көп­ләп туғулған еди.
Gene UyCyr 6:2  «Худаниң оғуллири» шу қизларниң чирайлиқ­лиғини көрүп, өзлири халиған қизларни хотунлуққа елишқа башлиди.
Gene UyCyr 6:3  Буни көргән Пәрвәрдигар: — Мән инсанларға бәргән һаятлиқ роһи уларда мәңгү яшимайду, чүнки улар өлүшкә тегишлик. Кәлгүсидә уларниң өмри бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.
Gene UyCyr 6:4  «Худаниң оғуллири» инсанларниң қизлири билән биллә болуп, әвлат тапқан чағда вә кейинки вақитларда йәр йүзидә «Нефилим» дәп атилидиған, девигә охшайдиған адәмләрму бар еди. Улар қедимки заманниң батурлири вә даңлиқ кишилири еди.
Gene UyCyr 6:5  Пәрвәрдигар инсанларниң бузулғанлиғини, нийитиниң һәр қачан яманлиғини көрүп,
Gene UyCyr 6:6  Өзиниң адәмни яратқанлиғиға пушайман қилди. У интайин ечинған һалда:
Gene UyCyr 6:7  — Мән яратқан инсанларни йәр йүзидин йоқитимән. Шундақла барлиқ чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларниму йоқ қилимән. Уларни яратқанлиғим үчүн әпсуслинимән! — деди.
Gene UyCyr 6:8  Лекин Пәрвәрдигар Нуһтин хурсән еди.
Gene UyCyr 6:9  Нуһниң иш-излири төвәндикичә: Нуһниң Сам, Һам, Япәт исимлиқ үч оғли бар еди. Нуһ өз заманида бирдин-бир дурус, камчилиқсиз адәм болуп, Худаға йеқин яшиған еди.
Gene UyCyr 6:10  Нуһниң иш-излири төвәндикичә: Нуһниң Сам, Һам, Япәт исимлиқ үч оғли бар еди. Нуһ өз заманида бирдин-бир дурус, камчилиқсиз адәм болуп, Худаға йеқин яшиған еди.
Gene UyCyr 6:11  Башқа инсанлар болса, Худаниң нәзәридә гунаға патқан болуп, йәр йүзи улар сәвәвидин зораванлиққа толған еди.
Gene UyCyr 6:12  Худа дунияға нәзәр селип, кишиләрниң қилмишлириниң яманлиғидин дунияниң интайин бузулғанлиғини көрди.
Gene UyCyr 6:13  Шуниң билән Худа Нуһқа: — Дуния инсанларниң зораванлиғиға толуп кәтти. Шуңа Мән уларни йоқитимән! Дуния билән қошуп пүтүнләй йоқитимән!
Gene UyCyr 6:14  Сән яхши мом яғачтин өзәңгә бир кемә яса. Ясиған кеминиң ичидә өйләр болсун. Су кирмәслиги үчүн ичи-сиртини момла.
Gene UyCyr 6:15  Кеминиң узунлуғи бир йүз оттуз үч метр, кәңлиги жигирмә икки метр, егизлиги он үч метр болсун.
Gene UyCyr 6:16  Кеминиң әң үстидә ләмпә болсун, ләмпә билән яғач там арилиғида әллик сантиметр егизликтә бошлуқ қалдур. Кемини жуқури, оттура вә төвән үч қәвәт қилғин. Кеминиң ишигини йениға ачқин.
Gene UyCyr 6:17  Мән йәр йүзини топан билән ғәриқ қилип, асман астидики пүткүл җанлиқларни йоқитимән. Йәр йүзидики тиниғи бар мәхлуқларниң һәммисини йоқитимән,
Gene UyCyr 6:18  лекин сән билән алдин-ала бир келишим түзәй. Сән аялиң, оғуллириң вә келинлириңни елип кемигә кир.
Gene UyCyr 6:19  Сән йәнә кемигә йәр йүзидики һәр хил һайванларниң һәр бир түриниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, уларни сақлап қал.
Gene UyCyr 6:20  Һәр хил чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар сақлинип қелиш үчүн, сениң алдиңға бир җүптин келиду. Сән уларни кемигә киргүзгин.
Gene UyCyr 6:21  Өзәңлар вә һайванатлар үчүн һәр хил озуқ-түлүкләрни еливал, — деди.
Gene UyCyr 6:22  Нуһ һәр бир ишни Худа буйруғандәк қилди.