II SAMUEL
Chapter 19
II S | UyCyr | 19:1 | Йоабқа «Падиша Давут Абсалом үчүн көз йеши төкүп, һаза тутуватиду» дегән хәвәр йетип кәлди. | |
II S | UyCyr | 19:2 | Давутниң адәмлири падишаниң өз оғли үчүн һаза тутуватқанлиғини аңлиғанда, уларниң шу күндики җәң ғалибиси қайғуға айланди. | |
II S | UyCyr | 19:3 | У күни улар худди җәңгаһтин шәрмәндиләрчә қечип кәлгән ләшкәрләрдәк, шәһәргә җим-җит кирип келишти. | |
II S | UyCyr | 19:4 | Падиша йүзини йепивелип: — Аһ, оғлум Абсалом! Оғлум, аһ җеним оғлум! — дәп үнлүк жиғлавататти. | |
II S | UyCyr | 19:5 | Йоаб өйгә кирип падиша билән көрүшүп мундақ деди: — Бүгүн өзлириниң, шундақла оғул-қизлириниң, хотунлириниң вә тоқаллириниң һаятини қутқузған барлиқ адәмлирини хиҗаләтчиликкә қойдила. | |
II S | UyCyr | 19:6 | Сили өзлиригә өч адәмләргә амрақ, амрақ адәмләргә өч екәнла. Бүгүн ләшкәр башлири вә ләшкәрлириниң өзлириниң алдилирида һеч нәрсигә әрзимәйдиғанлиғини ашкарилидила. Мән шуни билдимки, әгәр бүгүн Абсалом һаят қелип, қалғанлиримизниң һәммиси өлүп кәткән болсақ, сили хошал болидикәнла. | |
II S | UyCyr | 19:7 | Әнди ташқириға чиқип, адәмлириниң көңлини алғайла. Мән Пәрвәрдигарниң алдида қәсәм қилимәнки, әгәр чиқмисила, бүгүн кечә янлирида бирму адәм қалмайду. Бу иш яш чағлиридин тартип таки һазирғичә, һаятлирида башлириға кәлгән әң чоң бала-қаза болиду. | |
II S | UyCyr | 19:8 | Шуниң билән падиша орнидин қопуп, дәрваза алдиға берип олтарди. Пүтүн хәлиқ падишаниң шәһәр дәрвазиси алдида олтарғанлиғини аңлап, униң алдиға йетип келишти. Абсаломға әгәшкән исраиллар болса өйлиригә қечип кәтти. | |
II S | UyCyr | 19:9 | Исраилниң һәрқайси қәбилилиридин болған кишиләр өзара талаш-тартиш қилишип: «Падиша бизни дүшмәнлиримиздин халас қилған, филистийәликләрниң қолидин қутқузған. У Абсаломдин қечип, жуттин кетип қалған. | |
II S | UyCyr | 19:10 | Биз өзимизгә баш қилип тайинлиған Абсалом җәңгаһта өлүпту. Әнди немишкә Давутниң қайтип келип бизгә падиша болушини тәләп қилмаймиз?» дейишти. | |
II S | UyCyr | 19:11 | Исраилларниң сөзлири Давут падишаниң қулиғиға йәтти. У роһаний Задоқ билән Әбиятарни Йәһуда қәбилисиниң ақсақаллиридин: «Силәр немишкә падишани ордисиға қайтуруп келишни кәйнидә созуватисиләр? | |
II S | UyCyr | 19:12 | Силәр мениң җигәрим, қан қериндашлирим туруп немишкә мени қайтуруп келиштә суслуқ қилисиләр?» дәп сорап келишкә әвәтти. | |
II S | UyCyr | 19:13 | Давут уларға йәнә: «Сән мениң җигәрим, қан қериндишим. Сени һазирдин башлап Йоабниң орниға қошунниң беши қилмисам, Худа мени еғир җазалисун!» дегән сөзләрни Амасаға йәткүзүшни тапилиди. | |
II S | UyCyr | 19:14 | Шундақ қилип, Давут Йәһуда қәбилисидикиләрниң һәммисини өзигә майил қилди. Йәһуда қәбилисидикиләр падишаға: «Һәммә адәмлирини әгәштүрүп, қайтип кәлсилә», дәп хәвәр беришти. | |
II S | UyCyr | 19:15 | Падиша қайтип, Иордан дәрияси бойиға йетип кәлди. У «Падишани қарши елип, Иордан дәриясидин өткүзәйли», дәп Гилгалға кәлгән Йәһуда қәбилисидикиләр билән көрүшти. | |
II S | UyCyr | 19:16 | Бинямин қәбилисидин болған Гераниң оғли бахуримлиқ Шимъи Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә падиша Давутни күтүвелиш үчүн, Иордан дәрияси бойиға беришқа алдириди. | |
II S | UyCyr | 19:17 | Униң йенида Бинямин қәбилисидин миң киши бар болуп, уларниң ичидә Саул аилисиниң хизмәткари Зиба, униң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткари бар еди. Улар падиша билән көрүшүш үчүн Иордан дәрияси бойиға тездин йетип беришти. | |
II S | UyCyr | 19:18 | Улар: «Падиша җамаитини дәриядин өткүзәйли, униң һәммә тәләплирини орунлайли», дәп дәриядин өтидиған җайниң у қирғиғиға өтүшти. Бу чағда падиша дәриядин өтәй дәп туратти, Гераниң оғли Шимъи падишаниң алдида тазим қилип: | |
II S | UyCyr | 19:19 | — Әй падиша алийлири, Йерусалимдин чиққан күни мән, қуллири өткүзгән гунани маңа һесап қилмиғайла, уни әслиридә сақлимай, көңүллиридин чиқиривәткәйла. | |
II S | UyCyr | 19:20 | Мән, қуллири гуна қилғанлиғимни билдим, шуңа Исраил қәбилилири ичидә биринчи болуп падиша алийлирини күтүвелишқа кәлдим, — деди. | |
II S | UyCyr | 19:21 | Бу чағда Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишай: — Пәрвәрдигар таллиған падишани қарғиғанлиғи үчүн Шимъи өлтүрүлсун, — деди. | |
II S | UyCyr | 19:22 | Лекин Давут: — Әй Зируяниң оғуллири, ким силәрниң пикриңларни сорапту! Бүгүн худди дүшминимдәк иш қиливатисиләр, мән һазир Исраилниң падишасидурмән. Бүгүн Исраилда һечким өлтүрүлмәйду, — деди | |
II S | UyCyr | 19:24 | Саулниң нәвриси Мифибошәтму падишани күтүвелишқа кәлгән еди. У падиша қачқан күндин таки падиша аман-есән қайтип кәлгән күнгичә, йә путлирини, йә кийимлирини жуймиған, йә сақал-бурутлириниму алдурмиған еди. | |
II S | UyCyr | 19:25 | У Йерусалимдин падишани күтүвелишқа кәлгәндә падиша униңдин: — Әй Мифибошәт, сән немишкә мән билән биллә кәтмидиң? — дәп сориди. | |
II S | UyCyr | 19:26 | — Әй падиша алийлири, қуллири току болғанлиғим үчүн хизмәткарим Зибаға: «Ешәкни егәрлә, мән ешәккә минип падиша билән биллә кетимән», дегән едим. Лекин у мени алдапла қалмастин, бәлки падиша алийлири алдида мени қарилапту. Амма падиша алийлири Худаниң пәриштисигә охшайла. Шуңа өзлиригә қандақ қилиш мувапиқ болса, шундақ қилғайла. | |
II S | UyCyr | 19:27 | — Әй падиша алийлири, қуллири току болғанлиғим үчүн хизмәткарим Зибаға: «Ешәкни егәрлә, мән ешәккә минип падиша билән биллә кетимән», дегән едим. Лекин у мени алдапла қалмастин, бәлки падиша алийлири алдида мени қарилапту. Амма падиша алийлири Худаниң пәриштисигә охшайла. Шуңа өзлиригә қандақ қилиш мувапиқ болса, шундақ қилғайла. | |
II S | UyCyr | 19:28 | Бовамниң пүтүн җамаитидикиләр падиша алийлириниң алдида өлүмгә мәһкүм кишиләрдур, амма өзлири маңа дәстиханлиридин таам йейиш имтиязини бәрдилә. Мениң өзлиридин буниңдин артуқ бир нәрсә сорашқа йәнә немә һәққим болсун? — дәп җавап бәрди Мифибошәт. | |
II S | UyCyr | 19:29 | — Өз ишлириң тоғрилиқ ейтқиниң йетәр, — деди падиша, — Саулниң зиминини Зиба иккиңлар тәң бөлүвелиңлар, дәп буйруймән. | |
II S | UyCyr | 19:30 | Мифибошәт болса падишаға: — Падиша алийлири, ордиға аман-есән қайтип кәлдилә, шуниң өзи маңа купайә. Һәммә зиминни Зиба алсун, — деди. | |
II S | UyCyr | 19:31 | Гилъадлиқ Барзиллайму падишани Иордан дәриясидин өткүзүп қоюш үчүн Рогилимдин кәлгән еди. | |
II S | UyCyr | 19:32 | Барзиллай сәксән яшқа киргән, наһайити қерип қалған адәм еди. У бай адәм болуп, падиша Маханайимда турған чеғида, падишани озуқ-түлүк билән тәминләп турған еди. | |
II S | UyCyr | 19:33 | — Дәриядин мән билән биллә өтүп, Йерусалимға бериң, — деди падиша Барзиллайға, — мән һалиңиздин хәвәр алимән. | |
II S | UyCyr | 19:34 | Лекин Барзиллай падишаға: — Сили билән Йерусалимға барғудәк, йәнә қанчилик өмрүм қалди дәйла? | |
II S | UyCyr | 19:35 | Мән сәксән яшқа кирдим, мән үчүн һазир җапа билән раһәтниң пәрқи йоқ. Йәп-ичкәнниң тәмини сезәлмәймән, әр-аял нахшичиларниң авазини аңлалмаймән. Шундақ екән, мән немидәп йәнә падиша алийлириға жүк болай? | |
II S | UyCyr | 19:36 | Мән пәқәт силини Иордан дәриясидин өткүзүп, өзлиригә бир аз һәмра болай дедим, халас. Мән унчилик мукапатлинишқа әрзимәймән. | |
II S | UyCyr | 19:37 | Өз шәһиримдә өлүп, ата-анамниң йенида йетишим үчүн, қайтип кетишимгә рухсәт бәргәйла. Мана, бу йәрдә оғлум Кимһам турупту, у силиниң хизмәтлиридә болсун. Уни өзлири билән биллә елип маңғайла. Униңға қандақ муамилә қилишни мувапиқ дәп көрсилә, шундақ муамилә қилғайла! — деди. | |
II S | UyCyr | 19:38 | — Кимһам мән билән биллә дәриядин өтсун. Униңға қандақ муамилә қилишни халисиңиз, шундақ муамилә қилай. Мәндин өзиңиз үчүн немини тәләп қилсиңиз, шуни бәҗа кәлтүрәй, — деди падиша. | |
II S | UyCyr | 19:39 | Шуниңдин кейин падиша вә униң адәмлириниң һәммиси Иордан дәриясидин өтти. Падиша Барзиллайни сөйүп униңға бәхит тилиди. Андин Барзиллай өз жутиға қайтип кәтти. | |
II S | UyCyr | 19:40 | Падиша дәриядин өтүп, Гилгалға қарап кәтти. Кимһамму падиша билән биллә еди. Пүтүн Йәһуда қәбилисидикиләр вә исраилларниң йерими падишаниң сәпиридә униңға һәмра болди. | |
II S | UyCyr | 19:41 | Пүтүн исраиллар падишаниң йениға келип наразилиқ билдүрүп: — Немә үчүн бурадәрлиримиз болған Йәһуда қәбилисидикиләр силини елип қечип, адәмлири, шундақла хотун вә бала-җақилири билән Иордан дәриясидин өткүзиду? — дейишти. | |
II S | UyCyr | 19:42 | Пүтүн Йәһуда қәбилисидикиләр исраилларға: — Давут падиша бизниң қан қериндишимиз болғачқа шундақ қилдуқ. Силәр немидәп бу ишқа хапа болисиләр? Биз падишаниң һесавиға бир нәрсә йәптуқму? Яки падиша бизгә бирәр мукапат бериптиму? — деди. | |
II S | UyCyr | 19:43 | — Исраилниң он қәбилиси бар, — дәп җавап бәрди улар Йәһуда қәбилисидикиләргә, — шуңа силәргә қариғанда Давут падишада бизниң он һәссә һәққимиз бар. Шундақ екән, силәр немишкә бизни мәнситмәйсиләр? Йәнә келип «Падишайимизни қайтуруп келәйли» дәп, биз биринчи болуп ейтқан әмәсмидуқ? Муназирә җәриянида Йәһуда қәбилисидикиләрниң сөзлири исраилларниңкигә қариғанда қопал болди. | |