JUDGES
Chapter 6
Judg | UyCyr | 6:1 | Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә яман иш қилди. Шуңа Пәрвәрдигар уларни йәттә жил мидянларниң қолиға ташлап бәрди. | |
Judg | UyCyr | 6:2 | Мидянлар исраиллардин күчлүк болғачқа, исраиллар тағдики бехәтәр җайлар, өңкүрләр вә қорғанларда паналанди. | |
Judg | UyCyr | 6:3 | Һәр қетим исраиллар териқчилиқ қилишқа башлиғанда, мидянлар, амаләкләр вә шәриқтики қовумлар билән бирлишип уларға һуҗум қилатти. | |
Judg | UyCyr | 6:4 | Улар җәнуптики Газа шәһиригичә болған җайларда чедир тикип, бу зиминдики һосулни набут қиливетәтти. Һәм пүтүн қой, кала, ешәклирини булап, исраилларниң зиминида һечқандақ озуқ-түлүк қойматти. | |
Judg | UyCyr | 6:5 | Улар худди чекәткидәк көп болуп, кала падилири вә чедирлирини биллә елип келәтти. Уларниң адәм вә төгилириму һесапсиз еди. Улар исраилларниң зиминиға бесип кирип, маканлирини харап қиливетәтти. | |
Judg | UyCyr | 6:8 | Пәрвәрдигар уларға бир пәйғәмбәр әвәтти. У келип уларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа шундақ дәйдуки: «Мән силәрни, силәр қул болуп яшиған Мисирдин елип чиқтим. | |
Judg | UyCyr | 6:9 | Силәрни мисирлиқларниң қолидин қутқуздум. Силәрниң алдиңларда дүшминиңларни қоғлап чиқирип, уларниң зиминини силәргә елип бәрдим. | |
Judg | UyCyr | 6:10 | Мән силәргә: ‹Мән Пәрвәрдигариңлар Худадурмән, силәр туридиған зиминдики аморларниң илаһлириға чоқунмаңлар›, дегән едим. Бирақ силәр сөзүмгә қулақ салмидиңлар». | |
Judg | UyCyr | 6:11 | Кейин Пәрвәрдигарниң пәриштиси Офраһ йезисиға келип, Йоашқа тәәллуқ болған бир түп пистә дәриғиниң түвидә олтарди. Йоаш болса Абиәзәр уруқ-җамаитидин еди. Униң оғли Гидъон мидянлардин йошурунчә үзүм езиш азгилида буғдай езивататти. | |
Judg | UyCyr | 6:12 | Пәрвәрдигарниң пәриштиси у йәрдә униңға көрүнүп: — Әй батур палван! Пәрвәрдигар саңа ярдур! — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:13 | Гидъон униңға: — Тәхсир, әгәр Пәрвәрдигар бизгә яр болған болса, биз немишкә бундақ бәхитсизликләргә учраймиз? Әҗдатлиримиз бизгә Пәрвәрдигар бизни Мисирдин қандақ елип чиққанлиғини ейтқан еди. Әнди әшу әҗайип мөҗүзиләр нәгә кәтти? Пәрвәрдигар биздин ваз кечип, бизни мидянларниң қолиға ташлап бәрди, — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:14 | Пәрвәрдигар Гидъонға бурулуп: — Сән пүтүн күчүң билән исраилларни мидянларниң қолидин қутқузғин. Сени мана Мән Өзәм әвәтимән! — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:15 | — Тәхсир, мән болсам Манассә қәбилисиниң әң аҗиз җамаитигә тәәллуқмән. Исраилларни қандақму қутқузалаймән? Униң үстигә атамниң җамаитидики әң әрзимәс кишимән, — деди Гидъон. | |
Judg | UyCyr | 6:16 | Пәрвәрдигар униңға: — Мән җәзмән саңа яр болимән. Сән мидянларни худди бир адәмни уҗуқтурғанға охшаш асанла йоқитисән, — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:17 | Гидъон: — Әгәр мән илтипатиңизға муйәссәр болған болсам, мән билән сөзлишиватқан Кишиниң Өзиңиз екәнлигиңизни билдүрүш үчүн маңа бир аламәт көрсәткәйсиз. | |
Judg | UyCyr | 6:18 | Мән Сизгә өзәмниң һәдийәсини кәлтүрмигичә бу йәрдин кәтмигәйсиз, — деди. — Сән қайтип кәлгичә күтимән, — деди Пәрвәрдигар. | |
Judg | UyCyr | 6:19 | Шуниң билән Гидъон өйигә берип, бир оғлақни союп, уни пишарди вә йерим халта унда петир нан пиширип, гөшни севәткә, шорписини сапал кориға елип пистә дәриғиниң түвигә елип кәлди. | |
Judg | UyCyr | 6:20 | Худаниң пәриштиси униңға: — Гөш билән петир нанни бу қорам ташниң үстигә қоюп, шорпини үстигә төккин, — деди, Гидъон шундақ қилди. | |
Judg | UyCyr | 6:21 | Пәрвәрдигарниң пәриштиси қолидики һасини узатқан еди, һасиниң учи гөш билән нанға тегиши биләнла таштин от чиқип, гөш билән нан көйүп кәтти. Пәрвәрдигарниң пәриштисиму көздин ғайип болди. | |
Judg | UyCyr | 6:22 | Гидъон өзиниң көргининиң Пәрвәрдигарниң пәриштиси екәнлигини билип: — Әй Егәм Пәрвәрдигар! Әнди мән түгәштим, Пәрвәрдигарниң пәриштиси билән йүзму-йүз көрүшүптимән әмәсму! — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:24 | Гидъон у йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурванлиқ суписи ясап, униң намини Яһвәһ-Шалом дәп қойди. Бу қурванлиқ суписи Абиәзәрләрниң Офраһ дегән җайида һазирғичә бар. | |
Judg | UyCyr | 6:25 | У күни кечиси Пәрвәрдигар Гидъонға: — Сән атаңниң йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип берип, атаң илаһ Баалға атап ясиған қурванлиқ суписини чеқип, супиниң йенидики илаһә Ашераға атап ясалған яғач түврүкни кесип жиқитивәт. | |
Judg | UyCyr | 6:26 | Андин бу қорам таш үстидә Пәрвәрдигариң Худаға атап мувапиқ бир қурванлиқ суписини ясап, өзәң кәскән Ашера яғач түврүгини отун қилип, һелиқи буқини супиниң үстидә көйдүрүп, көйдүрмә қурванлиқ қил, — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:27 | Шуниң билән Гидъон чакарлиридин он кишини елип берип, Пәрвәрдигар униңға буйруғандәк қилди. У атисиниң җамаитидикиләр вә шәһәр аһалисидин қорқуп, бу ишни күндүзи қилишқа җүръәт қилалмай, кечиси қилди. | |
Judg | UyCyr | 6:28 | Әтиси сәһәрдә шәһәр аһалиси орнидин туруп, Баал қурванлиқ суписи билән Ашера яғач түврүгиниң чеқиветилгәнлигини вә һелиқи буқиниң йеңи қурванлиқ суписида көйдүрүлүвәткәнлигини көрди. | |
Judg | UyCyr | 6:29 | Улар өзара: — Бу ишни ким қилғанду? — дейишти. Улар сүрүштүрүп ениқлиғандин кейин, бир-биригә: — Бу ишни Йоашниң оғли Гидъон қилипту-дә, — дейишти. | |
Judg | UyCyr | 6:30 | Шәһәр аһалилири Йоашқа: — Оғлуңни чиқирип бәр, у өлүмгә мәһкүм! У Баал қурванлиқ суписини чеқип, униң йенидики Ашера яғач түврүгини кесип жиқитиветипту, — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:31 | Йоаш өзини әйиплигән халайиққа: — Силәр Баал үчүн такаллишип, уни қоғдап қалмақчиму? Ким униң үчүн такаллашса таң атмай туруп у өлиду. Әгәр Баал расттинла илаһ болса, у өзини өзи қоғдап, қурванлиқ суписини чеқивәткән кишини һалак қилсун, — дәп җавап қайтурди. | |
Judg | UyCyr | 6:32 | Баалниң қурванлиқ суписи чеқилип кәткәндин башлап, кишиләр Гидъонни «Йируббаал» дәп аташти. Бу «Баал әдивини бәрсун!» дегән мәнада еди. | |
Judg | UyCyr | 6:33 | У чағда мидянлар, амаләкләр вә шәриқтики қовумлар билән учришип, Иордан дәриясидин өтүп, Йизриәл җилғисида чедирлирини тикишти. | |
Judg | UyCyr | 6:34 | Пәрвәрдигарниң Роһи Гидъонни өз илкигә алди. Гидъон бурға челип, Абиәзәр җамаитиниң адәмлирини өз әтрапиға жиғди. | |
Judg | UyCyr | 6:35 | У Манассә зиминиғиму әлчиләрни әвәтип, уларниму өзигә әгишишкә чақирди. Һәм Ашер, Зәбулун вә Нафтали қәбилилиригиму әлчи әвәтти. Шуниң билән улар Гидъонниң қешиға келишти. | |
Judg | UyCyr | 6:36 | Шуниң билән Гидъон Худаға: — Әгәр Сән ейтқиниңдәк исраилларни расттинла мениң қолум арқилиқ қутқузмақчи болсаң, | |
Judg | UyCyr | 6:37 | ундақта мән хаманға бир қойниң терисини қоюп қояй. Әгәр сәһәрдә пәқәт қой терисиниң үстидила шәбнәм болуп, йәр йүзи қуруқ болса, Сениң һәқиқәтән мениң қолум арқилиқ исраилларни қутқузидиғанлиғиңни биләй, — деди. | |
Judg | UyCyr | 6:38 | Әһвал униң дегинидәк болди. Гидъон орнидин сәһәр туруп қой терисини сиқиведи, бир чинә шәбнәм сүйи чиқти. | |
Judg | UyCyr | 6:39 | Гидъон Худаға йәнә: — Маңа ғәзәпләнмигәйсән, йәнә бир тәливимни қобул қилғайсән. Қой териси билән йәнә бир синап көрәй, бу қетим терә қуруқ туруп йәр йүзигә шәбнәм чүшкәй, — деди. | |