Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MARK
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
Mark UyCyr 4:1  Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.
Mark UyCyr 4:2  Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:
Mark UyCyr 4:3  — Қулақ селиңлар! Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.
Mark UyCyr 4:4  Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
Mark UyCyr 4:5  Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,
Mark UyCyr 4:6  лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту.
Mark UyCyr 4:7  Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. Нәтиҗидә майсилар һосул берәлмәпту.
Mark UyCyr 4:8  Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Улар үнүп чиққандин кейин, өсүп чоң болуп, яхши һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз, бәзилири атмиш, йәнә бәзилири болса йүз һәссә һосул берипту.
Mark UyCyr 4:9  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Mark UyCyr 4:10  Халайиқ кәткәндин кейин, һәзрити Әйсаниң он икки шагирти билән әгәшкүчилири Униңдин тәмсилләрниң мәнасини сорашти.
Mark UyCyr 4:11  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.
Mark UyCyr 4:12  Буниң билән Худаниң мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Қилғанлиримға қарайду, қарайду, мәнасини уқмайду. Сөзлиримни аңлайду, аңлайду, чүшәнмәйду. Ундақ болмисиди, Маңа қайтатти. Мәнму уларни кәчүрүм қилаттим».
Mark UyCyr 4:13  Андин һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, башқа тәмсилләрни қандақму чүшинисиләр?
Mark UyCyr 4:14  Дехан чачқан уруқ Худаниң сөзидур.
Mark UyCyr 4:15  Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду.
Mark UyCyr 4:16  Тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшкән уруқлар мундақ кишиләргә тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилиду.
Mark UyCyr 4:17  Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, дәрһал Худа йолидин чәтнәп кетиду.
Mark UyCyr 4:18  Йәнә бәзи кишиләр болса тикәнликкә чүшкән уруқларға тәмсил қилинған.
Mark UyCyr 4:19  Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
Mark UyCyr 4:20  Йәнә бәзи кишиләр үнүмлүк топиға чүшкән уруқларға тәмсил қилинған. Улар Худаниң сөзини аңлап, қобул қилиду. Худаниң сөзи уларда оттуз, атмиш, һәтта йүз һәссә һосул бериду.
Mark UyCyr 4:21  Һәзрити Әйса уларға йәнә мундақ деди: — Ким чирақни йеқип, уни дас яки каривәт астиға йошуруп қойиду? У әлвәттә чирақни чирақдан үстигә қоймамду?
Mark UyCyr 4:22  Һәр қандақ мәхпий иш ашкариланмай қалмайду; йошурун тутулған һәр қандақ иш паш болмай қалмайду.
Mark UyCyr 4:23  Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Mark UyCyr 4:24  Аңлиғанлириңларға зеһин қоюңлар! Силәр қанчилик көп зеһин қойсаңлар, силәргә шунчә көп чүшәнчә берилиду, һәтта йетип ашқи­дәкму берилиду.
Mark UyCyr 4:25  Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.
Mark UyCyr 4:26  Кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Худаниң Падишалиғи йәнә буниңға охшайду: Дехан топиға уруқ чачиду.
Mark UyCyr 4:27  У кечиси ухлайду, күндүзи туриду. Уруқ үнүп йетишиду. Лекин у дехан қандақсигә бундақ болғанлиғини билмәйду.
Mark UyCyr 4:28  Топа тәбиий һалда һосул бериду. Уруқ авал үниду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду.
Mark UyCyr 4:29  Дан пишип йетилгәндә, у дехан дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул жиғиш вақти кәлгән болиду.
Mark UyCyr 4:30  Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? Қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәй?
Mark UyCyr 4:31  У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму,
Mark UyCyr 4:32  терилгәндин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ шахлайдуки, қуш­ларму униң сайисидә угилайду.
Mark UyCyr 4:33  Һәзрити Әйса Худаниң сөзини буниңға охшаш нурғун тәмсилләр билән җамаәт чүшинәлигидәк қилип чүшәндүрәтти.
Mark UyCyr 4:34  Тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. Өз шагиртлири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
Mark UyCyr 4:35  У күни кәчқурун һәзрити Әйса шагиртлириға: — Көлниң у қетиға өтәйли, — деди.
Mark UyCyr 4:36  Шагиртлар халайиқтин айри­лип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.
Mark UyCyr 4:37  Қаттиқ боран чиқип, долқунлар шундақ урдики, кемигә су тошай дәп қалған еди.
Mark UyCyr 4:38  Һәзрити Әйса кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Шагиртлар Уни ойғитип: — Устаз, биз ғәриқ болуш алдида туруватсақ, кариңиз йоқму? — дейишти.
Mark UyCyr 4:39  Һәзрити Әйса орнидин туруп, боранға буйруқ қилди вә долқун­ларға: «Тохта! Тиничлан!» деди. Буниң билән боран тохтап, долқун пәсләп, җим-җит болуп қалди.
Mark UyCyr 4:40  Һәзрити Әйса шагиртлириға: — Неманчә қорқисиләр! Техичә ишәнчиңлар йоқму? — деди.
Mark UyCyr 4:41  Улар болса қаттиқ қорқунуч ичидә бир-биригә: — Бу Адәм зади Кимду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.