Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Judg UyCyr 1:1  Йошува аләмдин өткәндин кейин исраиллар Пәрвәрдигардин: — Қанан зиминидики қовумлар билән җәң қилғили биздин қайси қәбилә авал чиқсун? — дәп сориди.
Judg UyCyr 1:2  Пәрвәрдигар җававән: — Йәһуда қәбилиси чиқсун, бу зиминни уларға ата қилимән, — деди.
Judg UyCyr 1:3  Шуниң билән Йәһуда қәбилисидикиләр өз қериндашлири болған Шимон қәбилисигә: — Бизгә тәхсим қилинидиған зиминға берип, қананлиқлар билән җәң қилиш үчүн биз билән биллә бериңлар. Кейин силәргә тәхсим қилинидиған зиминға берип, силәргә ярдәм берәйли, — деди. Шундақ қилип, Шимон қәбилиси билән Йәһуда қәбилиси бирлишип җәң қилди. Пәрвәрдигар қананлар билән пәриззиләрни уларниң қолиға чүширип бәрди. Улар Бәзәқ шәһиридә он миң адәмни өлтүрүвәтти.
Judg UyCyr 1:4  Шуниң билән Йәһуда қәбилисидикиләр өз қериндашлири болған Шимон қәбилисигә: — Бизгә тәхсим қилинидиған зиминға берип, қананлиқлар билән җәң қилиш үчүн биз билән биллә бериңлар. Кейин силәргә тәхсим қилинидиған зиминға берип, силәргә ярдәм берәйли, — деди. Шундақ қилип, Шимон қәбилиси билән Йәһуда қәбилиси бирлишип җәң қилди. Пәрвәрдигар қананлар билән пәриззиләрни уларниң қолиға чүширип бәрди. Улар Бәзәқ шәһиридә он миң адәмни өлтүрүвәтти.
Judg UyCyr 1:5  Улар у йәрдә падиша Адони-Бәзәқ вә униң ләшкәрлири билән учришип, улар билән җәң қилип, қананлар билән пәриззиләрни мәғлуп қилди.
Judg UyCyr 1:6  Адони-Бәзәқ қачқанда, улар уни қоғлап тутувелип, пут-қоллириниң баш бармақлирини кесивәтти.
Judg UyCyr 1:7  Адони-Бәзәқ: — Мән илгири 70 падишаниң пут-қоллириниң баш бармақлирини кесивәткән едим, улар мениң дәстихинимдин ашқан тамақларни терип йәтти. Әнди Худа қилғанлиримни өзәмгә яндурди, — деди. У Йерусалимға елип берилғандин кейин өлди.
Judg UyCyr 1:8  Йәһуда қәбилиси Йерусалимға һуҗум қилип, у шәһәрни ишғал қилди вә аһалисини қирғин қилип, шәһәргә от қоювәтти.
Judg UyCyr 1:9  Кәйнидинла улар тағлиқ районда җәнубий чөллүктә, ғәрбий идирлиқ
Judg UyCyr 1:10  вә Һиброн (илгири Қирят-Арба шәһири дәп атилатти) шәһиридә яшайдиған қананлиқлар билән җәң қилип, Шешай, Ахиман вә Талмай қатарлиқ ләшкәр башлирини мәғлуп қилди.
Judg UyCyr 1:11  Йәһуда қәбилиси у йәрдин өтүп Дибир (илгири Қиръат-Сефәр дәп атилатти) шәһиригә һуҗум қилди.
Judg UyCyr 1:12  Йәһуда қәбилисиниң башлиғи Калиб: — Қиръат-Сефәр шәһирини ким алса, қизим Аксаһни шуниңға беримән, — деди.
Judg UyCyr 1:13  У шәһәрни Калибниң иниси Қеназниң оғли Отниел алди. Калиб қизи Аксаһни униңға бәрди.
Judg UyCyr 1:14  Бир күни Аксаһ атисини йәнә бир парчә йәр беришкә мақул кәлтүрүш үчүн униң алдиға барди. Аксаһ ешәктин чүшүши биләнла атиси униңдин: — Немигә кәлдиң? — дәп сориди.
Judg UyCyr 1:15  Аксаһ: — Мән пәқәт бирла нәрсә тәләп қилип кәлдим. Ата, маңа булиғи бар йәрләрдин бәрсиңиз, чүнки маңа бәргән йәрлириңизниң һәммиси җәнубий чөллүктики йәрләр екән, — деди. Шуниң билән Калиб жуқури вә төвәндики булақларни униңға бәрди.
Judg UyCyr 1:16  Муса пәйғәмбәрниң қейинатисиниң әвлатлири болған қенлар хормизарлиқ шәһәр Ерихадики Йәһуда қәбилисидикиләр билән биллә Арад шәһириниң җәнубидики Йәһуда чөлигә берип, у йәрдә олтирақлишип қалди.
Judg UyCyr 1:17  Йәһуда қәбилиси өз қериндашлири болған Шимон қәбилиси билән биллә Зифат шәһиригә берип, у йәрдә яшайдиған қананлиқларни мәғлуп қилди вә у шәһәрни тәлтөкүз вәйран қилди. У җайға Хурмаһ дәп нам қойди.
Judg UyCyr 1:18  Йәһуда қәбилиси йәнә Газа, Ашқилон, Әқрон қатарлиқ шәһәрләрни вә бу шәһәрләрниң әтрапидики зиминларни ишғал қилди.
Judg UyCyr 1:19  Пәрвәрдигар Йәһуда қәбилисигә ярдәм қилғанлиғи үчүн, улар тағлиқ районларни ишғал қилалиди. Лекин түзләңликтә яшайдиғанларниң төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвулири болғачқа, Йәһуда қәбилиси уларни қоғлап чиқиришқа амалсиз қалди.
Judg UyCyr 1:20  Муса пәйғәмбәрниң илгири тапилиған сөзлири бойичә Һиброн шәһири Калибқа берилди. Калиб Анақ қовумидин болған үч ләшкәр бешини у шәһәрдин қоғлап чиқиривәтти.
Judg UyCyr 1:21  Лекин Бинямин қәбилиси Йерусалим шәһиридики йибусларни қоғлап чиқармиди. Шуңа йибуслар у йәрдә һазирғичә Бинямин қәбилиси билән биллә яшап кәлмәктә.
Judg UyCyr 1:22  Йүсүпниң әвлатлири Бәйтәл шәһиригә һуҗум қилди. Бу чағда бу шәһәрниң нами Луз еди. Пәрвәрдигар уларға яр болған еди. Улар шәһәргә чарлиғучи әвәтти.
Judg UyCyr 1:23  Йүсүпниң әвлатлири Бәйтәл шәһиригә һуҗум қилди. Бу чағда бу шәһәрниң нами Луз еди. Пәрвәрдигар уларға яр болған еди. Улар шәһәргә чарлиғучи әвәтти.
Judg UyCyr 1:24  Чарлиғучилар шәһәрдин чиқиватқан бир кишини тосап, униңға: — Шәһәргә қандақ киришни дәп бәрсәң, саңа зиян-зәхмәт йәткүзмәймиз, — деди.
Judg UyCyr 1:25  У киши уларға йолни көрситип бәрди. Шуниң билән Әфрайим вә Манассә қәбилилири шәһәрдики пүтүн аһалиларни қирип ташлап, пәқәт һелиқи адәм билән униң аилисидикиләрнила һаят қалдурди.
Judg UyCyr 1:26  Кейин у киши хитларниң жутиға берип, у йәрдә бир шәһәр қуруп, у шәһәргә «Луз» дәп нам қойди. У шәһәр һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.
Judg UyCyr 1:27  Манассә қәбилиси Бәйтшан, Танак, Дор, Иблиам, Мигиддо вә бу шәһәрләрниң әтрапидики йезиларда яшайдиған қананлиқларни қоғлап чиқармиди. Чүнки қананлиқлар у йәрләрдә турушта чиң турувалған еди.
Judg UyCyr 1:28  Исраиллар күчәйгән вақтида қананлиқларни өзлиригә қулдәк ишләшкә мәҗбур қилди. Лекин уларни бу шәһәрләрдин пүтүнләй қоғлап чиқиривәтмиди.
Judg UyCyr 1:29  Әфрайим қәбилисиму Гәзәр шәһиридә туридиған қананлиқларни қоғлап чиқармиди. Шуңа қананлиқлар давамлиқ улар билән биллә яшиди.
Judg UyCyr 1:30  Зәбулун қәбилисиму Қитрон вә Нахалал шәһәрлиридә туридиған аһалиларни қоғлап чиқармиди. Шуңа қананлиқлар у йәрдә давамлиқ туруп қалди. Лекин улар Зәбулун қәбилиси тәрипидин қулдәк ишләшкә мәҗбур қилинди.
Judg UyCyr 1:31  Ашер қәбилисиму Акко, Сидон, Ахлаб, Акзиб, Хәлбаһ, Афиқ вә Рихоб шәһәрлиридики аһалиларни қоғлап чиқармиди.
Judg UyCyr 1:32  Улар шу йәрлик қананлиқлар билән биллә яшиди.
Judg UyCyr 1:33  Нафтали қәбилисиму Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анат шәһәрлиридики аһалиларни қоғлап чиқармиди. Улар шу йәрлик қананлиқлар билән биллә яшиди, лекин уларни қул қилди.
Judg UyCyr 1:34  Дан қәбилиси аморлар тәрипидин тағлиқ районларға һайдаветилип, түзләңликләргә кәлтүрүлмиди.
Judg UyCyr 1:35  Аморлар, Айялон, Шаалбим шәһәрлиридә вә Хәрәс тағлиқ районида турушта чиң турувалған еди. Лекин Әфрайим вә Манассә қәбилилири күчийип, уларни қулдәк ишләшкә мәҗбур қилди.
Judg UyCyr 1:36  Аморларниң чегариси Чаян давинидин башлинип Сәла дегән йәрдин жуқуриға қарап созулған еди.