LUKE
Chapter 4
Luke | UyCyr | 4:1 | Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһқа чөмүп, Иордан дәриясидин қайтип кәлгәндин кейин, Муқәддәс Роһ Уни чөл-баяванға елип барди. | |
Luke | UyCyr | 4:2 | Һәзрити Әйса у йәрдә қириқ күн шәйтан тәрипидин синалди. У җәриянда һеч нәрсә йемиди. Бу вақит тошқанда, Униң қосиғи таза ачқан еди. | |
Luke | UyCyr | 4:3 | Буни билгән шәйтан Униңға: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташни нанға айландуруп йә! — деди. | |
Luke | UyCyr | 4:4 | Һәзрити Әйса униңға җававән: — Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду», дәп йезилған, — деди. | |
Luke | UyCyr | 4:5 | Шәйтан йәнә Уни егиз җайға чиқирип, көзни жумуп ачқичә Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көрситип: | |
Luke | UyCyr | 4:6 | — Әгәр маңа сәҗдә қилсаң, мана бу дөләтләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи вә шан-шавкәтләрниң һәммисини Саңа тәғдим қилимән. Чүнки буларниң һәммиси маңа тапшурулди. Мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән, — деди. | |
Luke | UyCyr | 4:7 | — Әгәр маңа сәҗдә қилсаң, мана бу дөләтләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи вә шан-шавкәтләрниң һәммисини Саңа тәғдим қилимән. Чүнки буларниң һәммиси маңа тапшурулди. Мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән, — деди. | |
Luke | UyCyr | 4:8 | Һәзрити Әйса җавап берип, мундақ деди: — Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән. | |
Luke | UyCyr | 4:9 | Андин шәйтан һәзрити Әйсани Йерусалимға елип барди вә мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип, мундақ деди: — Худа Оғли болсаң, мошу йәрдин сәкрәп баққина! | |
Luke | UyCyr | 4:11 | путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? | |
Luke | UyCyr | 4:12 | — Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса. | |
Luke | UyCyr | 4:13 | Шәйтан һәр хил усулда һәзрити Әйсани синап аздуралмиғандин кейин, Уни вақитлиқ ташлап кетип қалди. | |
Luke | UyCyr | 4:14 | Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмгән һалда Җәлилийә өлкисигә қайтип кәлди. Узун өтмәй, Униң нами шу әтраптики районларға тарқалди. | |
Luke | UyCyr | 4:16 | У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәтханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи болғанда, | |
Luke | UyCyr | 4:17 | ибадәтхана хизмәтчиси Униңға Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисини бәрди. У уни ечип, мону айәтләр йезилған йәрни тепип оқуди: | |
Luke | UyCyr | 4:18 | «Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти». | |
Luke | UyCyr | 4:19 | «Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти». | |
Luke | UyCyr | 4:20 | Һәзрити Әйса Язмини йепип ибадәтхана хизмәтчисигә қайтуруп бәргәндин кейин, тәлим бәргили олтарди. Пүтүн ибадәтханидикиләр көзлирини Униңдин үзмәй қарап олтиришти. | |
Luke | UyCyr | 4:22 | Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 4:23 | Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәмсилни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр. | |
Luke | UyCyr | 4:25 | Илияс пәйғәмбәр вақтида уда үч жил алтә ай ямғур яғмай, Исраилниң һәммә йеридә қурғақчилиқ йүз бәргән болуп, у йәрдиму ачарчилиқта қалған нурғун бечарә тул аяллар бар еди. | |
Luke | UyCyr | 4:26 | Бирақ улар Худани рәт қилғачқа, гәрчә Илияс пәйғәмбәр йәһудий болсиму, уларниң һеч қайсисиға ярдәм беришкә әвәтилмигән. Әксичә Сидон вилайитиниң Сәрәпәт шәһиридики йәһудий әмәс һелиқи тул аялғила мөҗүзә көрситишкә әвәтилгән. | |
Luke | UyCyr | 4:27 | Йәнә шуниңға охшаш, Елиша пәйғәмбәр заманида Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин улар Худани рәт қилғачқа, Елиша пәйғәмбәр һелиқи Сурийәлик Наман исимлиқ йәһудий әмәс кишинила сақайтишқа әвәтилгән! — деди. | |
Luke | UyCyr | 4:28 | Ибадәтханидикиләр бу сөзләрни аңлап, Униң: «Худа әнди силәргә әмәс, бәлки йәһудий әмәсләргә меһир-шәпқәт көрситиду!» демәкчи болғанлиғини билип, дәрғәзәпкә кәлди. | |
Luke | UyCyr | 4:29 | Һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани яр үстигә қурулған бу шәһәрниң сиртиға һайдап апирип, ярдин жиқитип өлтүрмәкчи болушти. | |
Luke | UyCyr | 4:31 | Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум шәһиригә қайтип барди. У йәрдә йәһудийлар дәм алидиған шәнбә күнлири ибадәтханиға берип, хәлиққә тәлим берип турди. | |
Luke | UyCyr | 4:32 | Униң тәлимини аңлиғанлар һәйран қелишти. Чүнки У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди. | |
Luke | UyCyr | 4:34 | — Әй насирәлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Бизни йоқатмақчимусән? Мән Сениң кимлигиңни билимән. Худа әвәткән Муқәддәссән! — дәп вақирап кәтти. | |
Luke | UyCyr | 4:35 | Бирақ һәзрити Әйса униңдики җинға буйруқ қилип: — Ағзиңни жум, бу адәмниң тенидин чиқ! — деди. Җин һелиқи адәмни кишиләр алдидила жиқитиветип, уни һеч немә қилмай тенидин чиқип кәтти. | |
Luke | UyCyr | 4:36 | Буниңдин һәйран болған көпчилик бир-биригә: — Униң сөзлири немә дегән күчлүк! У дәрвәқә җинларға буйруқ қилиш һоқуқи вә қудритигә егә екән! Җинлар расттинла чиқип кәтти, — дейишти. | |
Luke | UyCyr | 4:38 | Һәзрити Әйса ибадәтханидин чиқип Симунниң өйигә барғанда, Симунниң қейинаниси кесәл болуп, қизитмиси өрләп қалған еди. Шуңа улар һәзрити Әйсадин уни сақайтип беришни өтүнүп сориди. | |
Luke | UyCyr | 4:39 | Һәзрити Әйса кесәл аялниң йениға берип, униң қизитмисиниң йенишини буйриди. Қизитма шу ан йенип кәтти. У аял дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди. | |
Luke | UyCyr | 4:40 | Күн петиш вақтида кишиләр һәр хил кесәлләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса уларға қолини бир-бирләп тәккүзүп қойған еди, улар сақийип кәтти. | |
Luke | UyCyr | 4:41 | Кишиләрниң тенидин чиққан җинлар: «Сән Худа Оғли!» дәтти. Чүнки улар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини биләтти. Бирақ һәзрити Әйса болса уларни әйипләп, уларниң гәп қилишиға йол қоймиди. | |
Luke | UyCyr | 4:42 | Таң атқанда һәзрити Әйса шәһәрдин чиқип, тинич бир җайға кәтти. Көпчилик Уни издәп жүрүп, ахири тапти вә Уни кәткүзмәй өзлири билән биллә турғузмақчи болушти. | |
Luke | UyCyr | 4:43 | Лекин һәзрити Әйса уларға: — Башқа шәһәр-йезиларғиму берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқитишим керәк. Чүнки Худа Мени бу хизмәт билән әвәткән, — деди. | |