PROVERBS
Chapter 21
Prov | UyCyr | 21:1 | Пәрвәрдигарниң қолидидур падишаниң көңли, Башлар У Өзи халиған тәрәпкә ериқ сүйидәк уни. | |
Prov | UyCyr | 21:2 | Инсан тоғра дәп биләр өзиниң һәрбир йолини, Лекин Пәрвәрдигар чағлап көрәр униң қәлбидикини. | |
Prov | UyCyr | 21:3 | Адәмниң һәққаний вә адил иш қилиши, Қурванлиқ қилғинидинму бәкирәк хурсән қилар Пәрвәрдигарни. | |
Prov | UyCyr | 21:4 | Гунадур көзниң тәкәббурлуғи вә қәлбниң һакавурлуғи, Яманларниң мәнмәнлик турмуш кәчүрүши. | |
Prov | UyCyr | 21:5 | Чоқум молчилиқ кәлтүрәр әстайидил адәмниң плани, Пәқәт муһтаҗлиқта қалар барлиқ алдираңғу киши. | |
Prov | UyCyr | 21:11 | Надан ибрәт алар мазақчи тартилғинида җазаға, Дана билим алар нәсиһәт берилгәндә униңға. | |
Prov | UyCyr | 21:13 | Кимки қулақ салмиса кәмбәғәлләрниң дат-пәриядиға, Өзи дат-пәрият қилғандиму һечким җавап бәрмәс униңға. | |
Prov | UyCyr | 21:15 | Адаләт бәҗа кәлтүрүлгәндә һәққанийлар хошал болар, Яманлиқ қилғучилар болса вәһимидә қалар. | |
Prov | UyCyr | 21:17 | Раһәт-парағәткә берилгән киши намрат қалар, Бейимас шарап ичиш, яғ чайнашқа амрақлар. | |
Prov | UyCyr | 21:18 | Өзигә қайтар гунакарниң һәққанийға планлиған яманлиғи, Вапасизниң дурусқа қилған яман нийити. | |
Prov | UyCyr | 21:20 | Әқиллиқниң өйидә арзулуқ байлиқ, назу-немәтләр, Ахмақлар бар дуниясини бузуп-чачар. | |
Prov | UyCyr | 21:24 | Тәкәббурлуқ вә чоңчилиқ қилған «мәсқиричи» дәп атилар, У чекидин ашқан мәнмәнлик билән иш қилар. | |
Prov | UyCyr | 21:27 | Яманларниң қурванлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур, Яман ғәрәздә қилинған болса техиму шундақтур. | |
Prov | UyCyr | 21:30 | Һәрқандақ даналиқ, әқил-идрәк яки мәслиһәт, Қарши болса Пәрвәрдигарға карға кәлмәс пәқәт. | |