PROVERBS
Chapter 31
Prov | UyCyr | 31:2 | Әй оғлум, бағримни йерип чиққан оғлум, Худадин тиләп алған оғлум, Немә десәм болар мән саңа? | |
Prov | UyCyr | 31:3 | Күч-қувитиңни сәрип қилма, өмрүңни бекар қилма, Падишаларни вәйран қилғучи хотунларға. | |
Prov | UyCyr | 31:15 | Орнидин туруп у таң сүзүлмәстә, Йемәклик тәйярлар аилисидикиләргә, Иш тәхсим қилар хизмәткарлириға. | |
Prov | UyCyr | 31:16 | У етизни көрүп ойланғандин кейин сетивалар, Өз әҗри билән тапқанлириға үзүмзарлиқ бәрпа қилар. | |
Prov | UyCyr | 31:21 | Қар яғсиму аилисидикиләр үчүн йоқтур әндишиси, Чүнки қелин кийиндүрүлгән уларниң һәммиси. | |
Prov | UyCyr | 31:30 | Алдамчидур җәлипкарлиқ, өткүнчидур һөсни-җамал, Махташқа еришәр Пәрвәрдигардин әйминидиған аял. | |