ACTS
Chapter 2
Acts | UyCyr | 2:1 | «Өтүп кетиш» һейтидин кейинки әллигинчи күни кәлгән «Ома» һейтида мәсиһийләрниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди. | |
Acts | UyCyr | 2:2 | Асмандин туюқсиз гоя қаттиқ шамал чиққандәк бир аваз аңлинип, улар олтарған өйни қаплиди. | |
Acts | UyCyr | 2:3 | Мәсиһийләрниң һәммиси өзлириниң үстигә худди от ялқунидәк бир нәрсиниң айрим-айрим чүшкәнлигини көрди. | |
Acts | UyCyr | 2:4 | Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди. | |
Acts | UyCyr | 2:5 | У чағда Йерусалимда дуниядики һәр қайси дөләтләрдин кәлгән нурғун садақәтмән йәһудийларму бар еди. | |
Acts | UyCyr | 2:6 | Улар бу авазни аңлап, мәсиһийләр бар йәргә җәм болушти һәм өзлириниң тиллирида сөзлишиватқан мәсиһийләрни көрүп һаң қетип қелишти. | |
Acts | UyCyr | 2:10 | Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 2:11 | Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 2:12 | Улар тиңирқап қалғанлиғидин һәйранлиқ билән бир-биригә: — Бу зади қандақ ишту? — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 2:14 | Буни аңлиған Петрус башқа он бир әлчи билән биллә орнидин туруп, жуқури аваз билән көпчиликкә: — Әй Йерусалим аһалилири вә башқа йәһудий қериндашлар! Силәргә әһвални чүшәндүрүп өтәй, сөзлиримгә қулақ селиңлар. | |
Acts | UyCyr | 2:15 | Силәр бизни мәс болуп қапту дәватамсиләр? Ундақ әмәс, техи әнди әтигән саат тоққуз болди. | |
Acts | UyCyr | 2:16 | Һалбуки, Худа бурун бу иш һәққидә Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтип мундақ дегән: | |
Acts | UyCyr | 2:17 | «Худа шуни вәдә қилдики: ‹ Мән ахир заманда һәммә инсанларни Муқәддәс Роһумға чөмдүримән. Оғул-қизлириңлар Мениң пәйғәмбәрлик сөзлиримни йәткүзиду. Сөзлирим жигитләргә ғайибанә аламәтләр, чоңларға чүшләр арқилиқ йәткүзүлиду. | |
Acts | UyCyr | 2:18 | У күнләрдә барлиқ әр-аял хизмәткарлирим Роһумға чөмдүрүлүп, Мәндин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни сөзләйду. | |
Acts | UyCyr | 2:19 | Сорақ қилидиған улуқ күн келиштин бурун, көктә карамәт көрситимән, йәр йүзидиму мөҗүзиләрни яритимән. Йәрдә қан, от вә қап-қара ис-түтәкләр көрүниду, көктә қуяш нури қараңғулуққа чөкүп, айму қан рәңгигә кириду. | |
Acts | UyCyr | 2:20 | Сорақ қилидиған улуқ күн келиштин бурун, көктә карамәт көрситимән, йәр йүзидиму мөҗүзиләрни яритимән. Йәрдә қан, от вә қап-қара ис-түтәкләр көрүниду, көктә қуяш нури қараңғулуққа чөкүп, айму қан рәңгигә кириду. | |
Acts | UyCyr | 2:22 | Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа насирәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум. | |
Acts | UyCyr | 2:23 | Һәзрити Әйса Худаниң алдин-ала билиши вә плани бойичә силәргә тапшурулди. Силәр Уни Худайимизға ишәнмигән яман адәмләргә тутуп берип, чапрас яғачқа миқлитип өлтүргүздүңлар. | |
Acts | UyCyr | 2:24 | Лекин У өлгәндин кейин, Худа Уни өлүмниң илкидин қутқузуп қайта тирилдүрди, чүнки өлүм Уни чирмавалалмиди. | |
Acts | UyCyr | 2:25 | Падиша Давут Зәбурда У һәққидә алдин-ала мундақ ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарниң дайим йенимда турғанлиғини билдим. Мән һәргиз тәврәнмәймән, чүнки У Мениң оң йенимда туруп, Маңа ярдәм бериду. | |
Acts | UyCyr | 2:27 | Чүнки Сән Мени өлүкләр диярида ташлап қоймайсән. Сениң садиқ Хизмәткариңниң тениниңму чиришигә йол қоймайсән. | |
Acts | UyCyr | 2:28 | Һәқиқий һаятлиққа йетәкләйдиған йолни Маңа көрсәттиң. Әнди Сән Мени һозуруңда хошаллиққа чөмдүрисән». | |
Acts | UyCyr | 2:29 | Қериндашлар, силәргә ениқ ейталаймәнки, бу сөзләр чоқум падиша Давутниң өзигә қаритилмайду. Чүнки әҗдадимиз Давут аләмдин өтүп, йәргә көмүлди. Униң қәбри бүгүнгичә бу йәрдә сақланмақта. | |
Acts | UyCyr | 2:30 | У болса пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә өз әвладидин бирини варислиқ қилдурушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти. | |
Acts | UyCyr | 2:31 | Падиша Давут Худаниң алдин-ала ейтилғанлириниң чоқум әмәлгә ашурулидиғанлиғини билип, Қутқазғучи-Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғанлиғини, йәни өлүкләр диярида ташлап қоюлмайдиғанлиғини вә тениниң чиримайдиғанлиғини ейтқан. | |
Acts | UyCyr | 2:32 | Бу сөз Худа өлүмдин тирилдүргән һәзрити Әйсаға қаритилған болуп, биз бу ишниң гувачилири. | |
Acts | UyCyr | 2:33 | Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди. | |
Acts | UyCyr | 2:34 | Падиша Давут һәргиз асманға чиқмиған. Униң язған мону сөзлириму Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › » | |
Acts | UyCyr | 2:35 | Падиша Давут һәргиз асманға чиқмиған. Униң язған мону сөзлириму Қутқазғучи-Мәсиһкә қаритилған: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › » | |
Acts | UyCyr | 2:36 | Шуниң үчүн, әй исраил қериндашлар, шуни қәтъий билишиңлар керәкки, Худа силәр чапрас яғачқа миқлап өлтүргән һәзрити Әйсани һәм Рәббимиз, һәм бизни гуналиримиздин азат қилидиған Қутқазғучи-Мәсиһ қилип тайинлиди! — деди. | |
Acts | UyCyr | 2:37 | Петрусниң бу сөзлири аңлиғучиларға жүрәккә санчилған хәнҗәрдәк күчлүк тәгди. Улар қайил болғинидин Петрус вә башқа әлчиләрдин: — Қериндашлар, ундақта қутқузулуш үчүн қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. | |
Acts | UyCyr | 2:38 | Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду. | |
Acts | UyCyr | 2:39 | Бу вәдигә силәр вә силәрниң әвлатлириңлар һәм дунияниң булуң-пушқақлирида яшаватқанларму еришәләйду. Чүнки Рәббимиз Худа Өзи чақирған кишиләрниң һәммисигә Өзиниң Роһини ата қилиду. | |
Acts | UyCyr | 2:40 | Петрус йәнә нурғун сөзләр билән уларни агаһландурди вә уларға: — Силәр өзәңларни Худаниң бу заманниң бузулуп кәткән кишилиригә келидиған җазасидин қутулдуруңлар! — дәп агаһландурди. | |
Acts | UyCyr | 2:41 | Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди. | |
Acts | UyCyr | 2:42 | Улар башқа мәсиһийләр билән дайим җәм болушуп әлчиләрниң тәлимини аңлап, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти вә дуа қилишатти. | |
Acts | UyCyr | 2:44 | Пүтүн мәсиһийләр давамлиқ биллә инақ яшап, сениң-мениң дейишмәй, бариға ортақ болушти. | |
Acts | UyCyr | 2:46 | Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти. | |