Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next
Chapter 30
Exod UyCyr 30:1  Акация яғичидин бир исриқдан ясаңлар.
Exod UyCyr 30:2  Исриқдан төрт булуңлуқ болсун, егизлиги бир, узунлуғи вә кәңлиги йерим метрдин қилинсун. Исриқданниң төрт бүҗигидики мүңгүзләр исриқдан билән бир пүтүн қилип ясалсун.
Exod UyCyr 30:3  Униң үсти, төрт әтрапи вә төрт мүңгүзи сап алтун билән қаплинип, чөрисигә алтун җийәк қоюлсун.
Exod UyCyr 30:4  Исриқданни көтиридиған балдақларни өткүзүш үчүн, икки алтун һалқа ясилип, икки яндики җийәкләрниң астиға бәкитил­сун.
Exod UyCyr 30:5  Балдақлар акация яғичидин ясилип, алтун билән қаплансун.
Exod UyCyr 30:6  Исриқданни келишим сандуғиниң алдидики пәрдиниң сиртида, келишим сандуғиниң үстидики «Меһир-шәпқәт тәхтигә» қаритип қоюлсун. У йәр Мән силәр билән учришидиған йәрдур.
Exod UyCyr 30:7  Һәр күни әтигәнлиги баш роһаний Һарун чирақларни рәтлигили кәлгәндә, исриқданда хушбой исриқларни көйдүрсун.
Exod UyCyr 30:8  Кәчқурун чирақлар йеқилғандиму исриқ селинсун. Әвлаттин әвлатқичә үзмәй мошундақ исриқ селинип турсун.
Exod UyCyr 30:9  Бу исриқданда мәнъий қилинған исриқлар көйдүрүлмисун һәм көйдүрмә қурванлиқ, буғдай яки ичимлик һәдийәси қилинмисун.
Exod UyCyr 30:10  Һарун жилда бир қетим гуна жуюш мәрасимини өткүзүп, гуналарни кәчүрүм қилалайдиған мал қенини исриқданниң төрт мүңгүзигә сәпсун. Бу мәрасим әвлаттин әвлатқичә давамлаштурулсун. Чүнки бу толуқ муқәддәс қилинған, Пәрвәрдигарға аталған исриқдандур.
Exod UyCyr 30:11  Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
Exod UyCyr 30:12  — Сән исраилларниң нопусини тәкшүргән вақтиңда, ройхәткә елинған һәр бир әр өзлириниң балаю-қазадин сақлиниши үчүн, шу мәйданда Мән — Пәрвәрдигарға һаятлиқ төләм пули тапшурсун.
Exod UyCyr 30:13  Ройхәткә елинғанлар рәсмий өлчәм бойичә киши бешиға алтә граммдин күмүч тапшурсун. Бу Пәрвәрдигарға аталған һәдийә болуп һесаплиниду.
Exod UyCyr 30:14  Жигирмә яштин ашқанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға һәдийә тапшуруши керәк.
Exod UyCyr 30:15  Җенини қутқузуш үчүн берилидиған бу хил һәдийәни байлар артуқ тапшурувәтмисун. Кәмбәғәлләрму кам тапшуруп қоймисун.
Exod UyCyr 30:16  Гунаниң кәчүрүм қили­ниши үчүн жиғивелинған пуллар Пәрвәрдигар билән учришиш чедириниң хираҗити қилинсун. Бу пуллар Маңа уларни яд әткүзиду вә уларни гунадин әркин қилиду.
Exod UyCyr 30:17  Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
Exod UyCyr 30:18  — Мистин бир дас яситилсун вә дас қойғучму мистин қуйдуру­луп, улар Пәрвәрдигар билән учришиш чедири билән қурванлиқ суписиниң оттурисиға қоюлсун һәм дасқа су қуюп қоюлсун.
Exod UyCyr 30:19  Һарун вә униң оғуллири чедирға киргинидә яки қурванлиқ суписиға қурванлиқ сунғили кәлгинидә, бу дастики суда пут-қоллирини жуйсун. Болмиса, улар өлтүрүлиду.
Exod UyCyr 30:20  Һарун вә униң оғуллири чедирға киргинидә яки қурванлиқ суписиға қурванлиқ сунғили кәлгинидә, бу дастики суда пут-қоллирини жуйсун. Болмиса, улар өлтүрүлиду.
Exod UyCyr 30:21  Улар пут-қолини жуйғандила, өлүмдин хали болиду. Бу улар вә уларниң әвлатлири мәңгү риайә қилидиған қаидә болсун.
Exod UyCyr 30:22  Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
Exod UyCyr 30:23  — Рәсмий өлчәм бойичә әң есил хушбой дора-дәрмәкләрдин, йәни мурмәкки суюқлуғидин алтә килограмм, гүл дарчиндин үч килограмм, игирдин үч килограмм,
Exod UyCyr 30:24  қовзақдарчиндин алтә килог­рамм вә зәйтун йеғидин төрт литр тәйярлинип,
Exod UyCyr 30:25  хушбой дора-дәрмәкләрни тәңшәш усули бойичә арилаштурулуп муқәддәс яғ ясалсун.
Exod UyCyr 30:26  Бу яғ билән Пәрвәрдигар билән учришиш чедири, келишим сандуғи,
Exod UyCyr 30:27  үстәл вә униң сайманлири, чирақдан вә униң сайманлири, исриқдан,
Exod UyCyr 30:28  көйдүрмә қурванлиқ суписи вә супиниң барлиқ сайманлири, паклиниш деси вә дас қойғуч қатарлиқлар яғлинип,
Exod UyCyr 30:29  тәл-төкүз муқәддәс қилинсун. Бу нәрсиләргә тәккән нәрсиләрму муқәддәс болиду.
Exod UyCyr 30:30  Һарун вә униң оғуллириниң Маңа аҗритилип, Мениң һозурум­да роһанийлиқ қилиши үчүн, йәнә мошу яғ билән уларни яғлап қойғин.
Exod UyCyr 30:31  Исраилларға шуни ейтқинки, бу яғ әвлаттин әвлатқичә муқәддәстур.
Exod UyCyr 30:32  Шуңа бу яғ һәргизму адәттики кишиләр үчүн ишлитил­мисун һәм охшитип ясалмисун, чүнки у муқәддәстур. Силәрму уни муқәддәс дәп билишиңлар керәк.
Exod UyCyr 30:33  Кимду ким бундақ яғни өзи охшитип ясиса яки роһанийлардин башқа һәр қандақ кишигә сүркисә, у хәлқим қатаридин чиқириветилиду.
Exod UyCyr 30:34  Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Исриққа ишлитилидиған йелим, қолүлә қепи талқини, ақ девирқай вә сап мәстәкләрдин охшаш миқдарда елип,
Exod UyCyr 30:35  уни адәттики хушбой әтир ясаш усули бойичә тәңшәп, андин униңға азирақ туз арилаштуруп, сап вә муқәддәс исриқ ясалсун.
Exod UyCyr 30:36  Бу исриқлардин азирақ елинип, талқандәк ушшақ янчилип, Пәрвәрдигар билән учришиш чедири ичидики келишим сандуғиниң алдиға қоюлсун. Мән у йәрдә силәр билән учришимән. Силәр бу исриқни әң муқәддәс исриқ, дәп билиңлар.
Exod UyCyr 30:37  Лекин силәр өзәңлар үчүн бу хил усулда исриқ ясимаңлар. Чүнки бу хил исриқ пәқәт Пәрвәрдигарғила хастур.
Exod UyCyr 30:38  Өзлири һөзүрлиниш үчүн бу хил исриққа охшитип исриқ ясиғанларниң һәммиси хәлқим қатаридин чиқириветилиду.