GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 2
Gene | UyCyr | 2:3 | У йәттинчи күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп җакалиди, чүнки бу күн Худа яритишни тамамлап, арам алған күн еди. | |
Gene | UyCyr | 2:4 | Пәрвәрдигар Худаниң аләмни яритиши җәриянида мундақ ишлар болди: Пәрвәрдигар Худа аләмни яратқанда, йәр йүзидә от-чөп вә зираәтләр йоқ еди, чүнки Худа техи ямғур яғдурмиған еди, шундақла йәргә терилғулуқ қилидиған адәмму йоқ еди. | |
Gene | UyCyr | 2:5 | Пәрвәрдигар Худаниң аләмни яритиши җәриянида мундақ ишлар болди: Пәрвәрдигар Худа аләмни яратқанда, йәр йүзидә от-чөп вә зираәтләр йоқ еди, чүнки Худа техи ямғур яғдурмиған еди, шундақла йәргә терилғулуқ қилидиған адәмму йоқ еди. | |
Gene | UyCyr | 2:7 | Андин Пәрвәрдигар Худа йәрниң тописидин Адәм атини ясиди вә униң бурнидин һаятлиқ нәпәсини пүвлиди. Буниң билән Адәм атиға һаятлиқ берилди. | |
Gene | UyCyr | 2:8 | Пәрвәрдигар Худа шәриқтики Ерәм дегән җайда бир бағ бәрпа қилип, Өзи яратқан адәмни у йәргә орунлаштурди. | |
Gene | UyCyr | 2:9 | Пәрвәрдигар Худа у йәрдә йәнә мевилири шерин вә чирайлиқ һәр хил дәрәқләрни өстүрди. Бағниң оттурисида алаһидә икки түп дәрәқ бар еди. Бири «Һаятлиқ беридиған дәрәқ» болуп, йәнә бири «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқ» еди. | |
Gene | UyCyr | 2:10 | Ерәм дегән йәрдин бир дәрия еқип келип, бағни суғиратти. Бағдин чиққан су төрткә бөлүнәтти. | |
Gene | UyCyr | 2:12 | У йәрниң алтуни сап, у йәрдин йәнә кам учрайдиған хуш пурақлиқ девирқай вә йоллуқ һеқиқ чиқиду. | |
Gene | UyCyr | 2:14 | Үчинчиси Диҗлә дәрияси болуп, Ассурниң шәрқидин еқип өтиду. Төртинчиси Фират дәриясидур. | |
Gene | UyCyr | 2:15 | Пәрвәрдигар Худа Адәм атини Ерәм баққа ишләп уни пәрвиш қилсун, дәп у йәргә қойған еди. | |
Gene | UyCyr | 2:17 | Амма «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң» мевисини һәргиз йемә, чүнки уни йесәң, чоқум өлисән! — деди. | |
Gene | UyCyr | 2:18 | Кейин Пәрвәрдигар Худа: «Адәмниң ялғуз яшиши яхши әмәс, униңға лайиқ болғидәк бир ярдәмчи һәмра яритай», деди. | |
Gene | UyCyr | 2:19 | Буниң билән Пәрвәрдигар Худа йәрдики топидин яратқан һәр хил һайванат вә учар қанатларни Адәм атиниң алдиға уларға исим қойсун, дәп кәлтүрди. Адәм ата уларға қандақ исим қойса, шундақ атилип кәлди. | |
Gene | UyCyr | 2:20 | Адәм ата барлиқ учар қанат вә һайванларға исим қойди. Һалбуки, уларниң арисида өзигә лайиқ болғидәк бирәр ярдәмчи һәмра йоқ еди. | |
Gene | UyCyr | 2:21 | Шуңа Пәрвәрдигар Худа Адәм атини қаттиқ ухлитивәтти. У ухлаватқанда, Худа униң бир тал қовурғисини елип, у йәрни униң гөши билән йепип қойди. | |
Gene | UyCyr | 2:22 | Пәрвәрдигар Худа алған қовурға сүйигидин бир аял ясап, уни Адәм атиниң алдиға елип кәлди. | |
Gene | UyCyr | 2:23 | Адәм ата хошал һалда мундақ деди: — Мана әнди сүйиги мениң сүйигимдин, гөши мениң гөшүмдин елинған, маңа охшаш хилдики бири болди! У «аял» дәп аталсун, чүнки у әрдин елинған. | |
Gene | UyCyr | 2:24 | Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур. | |