Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
LUKE
Prev Up Next
Chapter 18
Luke UyCyr 18:1  Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:
Luke UyCyr 18:2  — Мәлум шәһәрдә бир қази бар екән. У Худадинму қорқмай­дикән, адәмләрниму һөрмәт қилмайдикән.
Luke UyCyr 18:3  Шу шәһәрдики бир тул аял һемишәм униң алдиға берип: «Бирси маңа азап салди, сиз адил һөкүм чиқирип, маңа атидарчилиқ қилсиңиз», дәп тәләп қипту.
Luke UyCyr 18:4  Лекин қази бу ишни бәк кәйнигә сөрәветипту, бирақ кейин ичидә: «Мән Худадин қорқмаймән, адәмләрниму һөрмәт қилмаймән,
Luke UyCyr 18:5  лекин бу тул аял дайим ишигим алдидин кәтмәй мени зериктүрүвәтти. Униңдин қутулуш үчүн һал-дәрдини аңлап, дәрдигә йәткиним түзүк охшайду», дәп ойлапту.
Luke UyCyr 18:6  Рәббимиз Әйса тәмсилни чүшәндүрүп мундақ деди: — Бу адаләтсиз қазиниң сөзлиридин савақ елиңлар.
Luke UyCyr 18:7  Бир адаләтсиз қази шундақ қилған йәрдә, Худа Өзидин кечә-күндүз ярдәм тилигән бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? Уларға қилидиған шапаитини кечиктүрәрму?
Luke UyCyr 18:8  Яқ! Әксичә Худа җәзмән тездин уларниң һалиға йетиду. Дәрвәқә, Инсан Оғли асмандин қайтип кәлгәндә, йәр йүзидин Өзигә ишинидиғанларни тапаларму?
Luke UyCyr 18:9  Һәзрити Әйса өзлирини адаләтчи дәвелип, башқиларни көзигә илмайдиған кишиләргә қаритип, йәнә бир тәмсил ейтти:
Luke UyCyr 18:10  — Икки киши дуа қилиш үчүн мәркизий ибадәтханиға берипту. Уларниң бири пәрисий, йәнә бири баҗгир екән.
Luke UyCyr 18:11  Пәрисий хәлиқниң алдида өрә туруп мәғруранә һалда: «Әй Худа! Мениң башқилардәк алдамчи, гунакар, нека садиқлиғини бузғучилардин болуп қалмиғи­нимға, болупму бу баҗгирға охшимиғинимға шүкүр.
Luke UyCyr 18:12  Мән һәр һәптидә икки күн роза тутимән вә пүтүн иш һәққимниң ондин бир үлүшини Худа йолида сәдиқә қилимән», дәп дуа қипту.
Luke UyCyr 18:13  Бирақ һелиқи баҗгир башқилардин нери һалда ибадәтханиниң бир булуңида туруп, бешини көтирип асманға қарашқиму җүръәт қилалмай, мәйүсләнгән һалда мәйдисигә уруп: «Әй Худайим, мән гуна­кар. Маңа рәһим қилғайсән», дәпту.
Luke UyCyr 18:14  Аңлап қоюңларки, Худаниң нәзәридә бу иккисидин һелиқи пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйгә қайтипту, чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.
Luke UyCyr 18:15  Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Буни көргән шагиртлар уларни әйиплиди.
Luke UyCyr 18:16  Лекин һәзрити Әйса балиларни чақирип: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар мошуларға охшашлардур.
Luke UyCyr 18:17  Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
Luke UyCyr 18:18  Йәһудийларниң башлиқлиридин болған бир бай һәзрити Әйсадин: — Яхши Устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди.
Luke UyCyr 18:19  — Мени немишкә яхши дәйсиз? — деди һәзрити Әйса, — ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ.
Luke UyCyr 18:20  Сиз Тәвратта буйрулған: «Нека садиқлиғини бузма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңни һөрмәт қил», дегән пәризләрни ада қилиң.
Luke UyCyr 18:21  — Буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — дәп җавап бәрди һелиқи киши.
Luke UyCyr 18:22  Бу гәпни аңлиған һәзрити Әйса униңға йәнә мундақ деди: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң.
Luke UyCyr 18:23  Һелиқи киши бу гәпни аңлап көңли интайин беарам болди, чүнки у наһайити бай еди.
Luke UyCyr 18:24  Бу һални көргән һәзрити Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә!
Luke UyCyr 18:25  Уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.
Luke UyCyr 18:26  Буни аңлиғанлар: — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дейишти.
Luke UyCyr 18:27  — Инсанлар қадир болмиғанға Худа қадирдур, — деди һәзрити Әйса.
Luke UyCyr 18:28  Бу чағда Петрус: — Мана биз барлиғимизни ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә биз қут­қузуламдуқ? — деди.
Luke UyCyr 18:29  — Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғини дәп, өйи, аяли, ака-укилири, ата-аниси яки пәрзәнтлиридин
Luke UyCyr 18:30  ваз кәчкәнләрниң һәммиси һәм бу дунияда һәссиләп көп байлиққа, һәм у дунияда мәңгүлүк һаятқа еришиду, — деди һәзрити Әйса җавап берип.
Luke UyCyr 18:31  Һәзрити Әйса он икки шагиртини бир янға тартип уларға: — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Пәйғәмбәрләрниң Инсан Оғли тоғрилиқ язғанлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду.
Luke UyCyr 18:32  У римлиқларниң қолиға тапшурулиду. Улар Уни мәсқирә қилип, һақарәтләйду, йүзигә түкүриду
Luke UyCyr 18:33  вә Уни қамчилайду, өлтү­риду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
Luke UyCyr 18:34  Бирақ шагиртлири һәзрити Әйсаниң сөзлиридин һеч немә чүши­нәлмиди. Чүнки бу сөзләрниң мәнаси қәстән йошурулған болуп, улар һәзрити Әйсаниң немә демәкчи болғинини биләлмиди.
Luke UyCyr 18:35  Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә йеқин кәлгәндә, бир қарғу йол­ниң четидә олтирип тиләмчилик қиливататти.
Luke UyCyr 18:36  У бу йәрдин өтүп кетиватқан көпчиликниң авазини аңлап, немә вақиә болғанлиғини сүрүштүрди.
Luke UyCyr 18:37  Бири униңға: — Насирәлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп уқтурди.
Luke UyCyr 18:38  — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирап кәтти у.
Luke UyCyr 18:39  Һәзрити Әйсаниң алдида келиватқан кишиләр тиләмчини әйипләп, униң үн чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп техи­му қаттиқ вақириди.
Luke UyCyr 18:40  Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, қарғуни алдиға әкелишни буйриди. Қарғу йеқин кәлгәндә, һәзрити Әйса униңдин:
Luke UyCyr 18:41  — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. — Әй Рәббим, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән! — деди қарғу.
Luke UyCyr 18:42  — Көзлириң ечилди! Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — деди һәзрити Әйса униңға.
Luke UyCyr 18:43  Қарғуниң көзи шу ан ечилип, һәзрити Әйсаға әгишип, йол бойи Худаға шүкүр ейтип маңди. Бу ишни көргән халайиқму Худани мәдһийиләп маңди.