Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 20
Matt UyCyr 20:1  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, мундақ деди: — Чүнки Асманниң Падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Йәр егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәм яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту.
Matt UyCyr 20:2  У ишчиларниң күнигә бир күмүч тәңгидин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
Matt UyCyr 20:3  Саат тоққуз әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар жүргән башқа кишиләрни көрүпту.
Matt UyCyr 20:4  Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту.
Matt UyCyr 20:5  Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүш вақтида вә чүштин кейин саат үчләрдә у қайта чиқип, йәнә шундақ ишчилардин бир нәччини яллапту.
Matt UyCyr 20:6  Саат бәшләрдә чиққинида, у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар жүрисиләр?» дәп сорапту.
Matt UyCyr 20:7  «Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға.
Matt UyCyr 20:8  Кәчқурунлуғи йәр егиси ғоҗидарға: «Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр», дәпту.
Matt UyCyr 20:9  Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкән­ләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту.
Matt UyCyr 20:10  Әң авал ишқа чүшкәнләр техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту. Бирақ уларға новәт кәлгәндә, ғоҗидар уларғиму бир күмүч тәңгидин берипту.
Matt UyCyr 20:11  Улар иш һәққини алғандин кейин, йәр егисидин рәнҗип:
Matt UyCyr 20:12  «Кейин кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларға күн бойи қаттиқ иссиқта азап чәккән бизгә охшаш һәқ бәрдиңиз!» дейишипту.
Matt UyCyr 20:13  Йәр егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч тәңгигә келишмигәнмидуқ?
Matt UyCyr 20:14  Һәққиңни елип қайтип кәткин, кейин кәлгәнләргиму саңа охшаш бәрсәм немә бопту?
Matt UyCyr 20:15  Өз пулумни өзәм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Мәртлигимни көрәлмәйватамсән йә?»
Matt UyCyr 20:16  Демәк, ахирқи болғанлар кәлгүсидә алдинқилар болиду, алдинқи болғанлар кәлгүсидә ахирқилар болиду.
Matt UyCyr 20:17  Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, йолда он икки шагир­тини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:
Matt UyCyr 20:18  — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип,
Matt UyCyr 20:19  римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқ­лар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду.
Matt UyCyr 20:20  Шу чағда Зәбәдийниң аяли он икки шагирт ичидики икки оғлини елип, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди вә Униңға тазим қилип туруп, бир тәливи барлиғини ейтти.
Matt UyCyr 20:21  — Немә тәливиңиз бар? — дәп сориди һәзрити Әйса. Аял Униңға: — Қобул қилғайсиз, Сизниң Падишалиғиңизда бу икки оғлумдин бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун, — деди.
Matt UyCyr 20:22  — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини ичәләмсиләр? — Ичәләймиз, — дейишти улар.
Matt UyCyr 20:23  Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә ортақ болисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Атам у орунларни кимләргә тәйярлиған болса, шулар олтириду.
Matt UyCyr 20:24  Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт бу икки қериндишидин хапа болди.
Matt UyCyr 20:25  Лекин һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмранлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду.
Matt UyCyr 20:26  Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун.
Matt UyCyr 20:27  Ким алдинқиси болушни халиса, у қалғанларниң қули болсун.
Matt UyCyr 20:28  Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.
Matt UyCyr 20:29  Улар Ериха шәһиридин чиққанда, топ-топ кишиләр һәзрити Әйсаға әгишип маңди.
Matt UyCyr 20:30  Йол бойида олтарған икки қарғу һәзрити Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — Әй тәхсир, падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп вақириди.
Matt UyCyr 20:31  Көпчилик уларни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин улар: — Я Рәббим, әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп техиму үнлүк вақириди.
Matt UyCyr 20:32  Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, уларни чақирип: — Мәндин немә тәләп қилисиләр? — дәп сориди.
Matt UyCyr 20:33  — Я Рәббим, көзлиримизни ачқайсиз! — дейишти улар.
Matt UyCyr 20:34  Уларға ич ағритқан һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзгән еди, көзлири шу ан ечилип кәтти. Улар һәзрити Әйсаға әгишип маңди.