Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PROVERBS
Prev Up Next
Chapter 15
Prov UyCyr 15:1  Мулайим җавап басар ғәзәпни, Қопал сөз қозғар аччиқни.
Prov UyCyr 15:2  Даналарниң сөзи билимгә җәлип қилар, Ахмақларниң ағзидин наданлиқ яғар.
Prov UyCyr 15:3  Һәр йәргә чүшәр Пәрвәрдигарниң нәзири, Күзитип турар у яхши-яманни.
Prov UyCyr 15:4  Һаятлиқ дәриғидур мулайим тил, Кишиниң роһини чүширәр һейлә-микирлик тил.
Prov UyCyr 15:5  Рәт қилар ахмақ атисиниң тәрбийисини, Зерәк болар тәнқиткә қулақ салғучи.
Prov UyCyr 15:6  Өйидә мол байлиқ болар һәққанийниң, Бала-қаза елип келәр тапқини яманниң.
Prov UyCyr 15:7  Билим тарқитар дананиң тили, Униңға охшимас әқилсизниң дили.
Prov UyCyr 15:8  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур яманларниң қурванлиғи, Униң хурсәнлигидур адилларниң дуаси.
Prov UyCyr 15:9  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур яманниң йоли, Яхши көрәр У һәққанийлиқни издигүчини.
Prov UyCyr 15:10  Дуч келәр қаттиқ җазаға тоғра йолни ташлиғучи, Һалак болар тәнқитни рәт қилғучи.
Prov UyCyr 15:11  Пәрвәрдигарға аян турса өлүкләр макани, Техиму аян болмасму инсанларниң дили?
Prov UyCyr 15:12  Мәсқирә қилғучи тәнқитни яқтурмас, Даналарниң алдиға у бармас.
Prov UyCyr 15:13  Көңүл шат болса, хуш чирай болар, Қәлб азапланса, роһи сунар.
Prov UyCyr 15:14  Тәшна болар билимгә әқиллиқниң жүриги, Қанаәт тапар наданлиқтин әқилсизниң ағзи.
Prov UyCyr 15:15  Кәмбәғәлниң һәрбир күни мәшәқәтликтур, Лекин у көңлини шат тутса дайим зияпәттә болғандәктур.
Prov UyCyr 15:16  Мол байлиғи билән тәшвиштә өткәндин, Әвзәлдур аз дуния билән әйминип өткән Пәрвәрдигардин.
Prov UyCyr 15:17  Өч-адавәт ичидә бодиған малниң гөшини йегәндин көрә, Әвзәлдур көктат йегән меһир-муһәббәт ичрә.
Prov UyCyr 15:18  Териккәк җедәл чиқирар, Сәвирчан талаш-тартишларни тиничландурар.
Prov UyCyr 15:19  Һорунниң йоли гоя тикәнлик чатқаллиқтур, Дурусниң йоли болса түз йолдур.
Prov UyCyr 15:20  Шатландурар әқиллиқ оғул атисини, Камситар әқилсиз анисини.
Prov UyCyr 15:21  Ахмақлиғи билән хуш болар әқли йоқлар, Тоғра иш көрәр әқил-идрәкликләр.
Prov UyCyr 15:22  Планлар мәғлуп болар мәслиһәт болмиғанда, Муваппәқийәтлик болар мәслиһәтчи көп болғанда.
Prov UyCyr 15:23  Җайида берилгән җавап кишини хуш қилур, Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
Prov UyCyr 15:24  Данаға узун өмүр беғишлар һаятлиқ йоли, Өлүкләр маканидин жирақлаштурар уни.
Prov UyCyr 15:25  Пәрвәрдигар вәйран қилар тәкәббурниң өйини, Сақлап қалар тул хотунниң өй-зиминини.
Prov UyCyr 15:26  Пәрвәрдигарға жиркиничликтур яманларниң ой-пикри, Сап билинәр ақ көңүлниң йеқимлиқ сөзлири.
Prov UyCyr 15:27  Ачкөз киши өз аилисигә бала-қаза кәлтүрәр, Парихорлуқтин нәпрәтләнгүчи узақ өмүр көрәр.
Prov UyCyr 15:28  Һәққаний адәм өзини чағлап сөзләр, Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
Prov UyCyr 15:29  Пәрвәрдигар ямандин жирақ турар. Һәққанийниң дуасиға У қулақ салар.
Prov UyCyr 15:30  Хуш чирай көңүлни шатландурар, Хуш хәвәр устиханға әт қондурар.
Prov UyCyr 15:31  Һаятлиқ беридиған тәнқиткә қулақ салғанлар, Даналар арисида яшар.
Prov UyCyr 15:32  Тәрбийини рәт қилған өзини хар қилар, Тәнқиткә қулақ салған әқил тапар.
Prov UyCyr 15:33  Пәрвәрдигардин әйминиш адәмгә даналиқ үгитәр, Иззәт-һөрмәтниң алдида кичик пеиллиқ жүрәр.