Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ZEPHANIAH
Up
1 2 3
Chapter 1
Zeph UyCyr 1:1  Бу Зифаниягә Пәрвәрдигардин кәлгән сөздур. Зифания Кушиниң оғли, Куши Гидаляниң оғли, Гидаля Амаряниң оғли, Амаря Хизкияниң оғлидур. Шу вақитта Амонниң оғли Йошия Йәһудийәгә падиша еди.
Zeph UyCyr 1:2  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән йәр йүзидики һәммә нәрсини сүпүрүп ташлаймән.
Zeph UyCyr 1:3  Инсанларни, һайванларни, асмандики қушларни, деңиздики белиқларни һалак қилимән. Яманларни жиқитимән. Йәр йүзидин инсанларни йоқ қилимән. Буни Мән Пәрвәрдигар җакалидим.
Zeph UyCyr 1:4  Мән Йәһудийә вә Йерусалимда яшаватқанларни җазалаш үчүн қол көтиримән. Илаһ Баалға чоқунидиғанларниң һәммисини йоқ қилимән, Бутпәрәс роһанийлар һечкимниң есидә қалмайду.
Zeph UyCyr 1:5  Өгүзләргә чиқивелип, күн, ай вә юлтузларға чоқунидиғанларни, Маңа сәҗдә қилип, Мениң намимда қәсәм қилған туруп, Йәнә илаһ Моләкниң нами билән қәсәм қилғанларни һалак қилимән.
Zeph UyCyr 1:6  Мәндин ваз кәчкән, Мени издимигән, Мәндин мәслиһәт соримиғанларни йоқ қилимән».
Zeph UyCyr 1:7  Егимиз Пәрвәрдигарниң алдида җим туруңлар, Чүнки Пәрвәрдигарниң сорақ күни келидиғанға аз қалди. У Өз хәлқини қурванлиққа тәйярлап, қурванлиқ қилғучиларни таллиди.
Zeph UyCyr 1:8  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Маңа қурванлиқ қилинидиған күни әмәлдарларни, хан җамаитидикиләрни вә Ят хәлиқләрниң урпи-адәтлиригә берилгәнләрни җазалаймән.
Zeph UyCyr 1:9  У күни бутпәрәсләрниң адәтлиридәк босуға атлиғанларни вә Ғоҗайинлириниң өйлиридә Зораванлиқ вә алдамчилиқ қилғанларни җазалаймән».
Zeph UyCyr 1:10  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «У күни силәр Белиқ дәрвазисидин жиға авазини, Шәһәрниң йеңи мәһәллисидин пәрият авазини Вә тағлардин гүлдүрлигән авазни аңлайсиләр.
Zeph UyCyr 1:11  Әй базардики халайиқ, пәрият қилиңлар, Чүнки пүтүн содигәрләр һалак болиду, Сетиқчилар йоқитилиду.
Zeph UyCyr 1:12  У чағда мән Йерусалимни чирақ билән йорутуп, тәкшүрүп чиқимән. Гунаға петип олтарған бепәрва гунакарларни, Йәни ‹Худа яхшилиқму қилмайду, яманлиқму қилмайду› дегүчиләрни җазалаймән.
Zeph UyCyr 1:13  Уларниң мал-дуниялири булаң-талаңға учрайду, Өйлири харабиликкә айландурулиду. Улар һечқачан өзлири салған өйләрдә олтиралмайду. Уларға өз үзүмзарлиғидин чиққан шарапни ичиш несип болмайду».
Zeph UyCyr 1:14  Пәрвәрдигарниң чоң сорақ күниниң келишигә аз қалди, Аз қалди, у күн наһайити тезла келиду! У азаплиқ бир күндур! У чағда әң батур палванму пәрият қилиду!
Zeph UyCyr 1:15  У ғәзәп, дәрт-әләм күнидур, Харап болидиған, вәйран болидиған күндур, Қараңғу зулмәт вә қара булутлар қаплайдиған күндур.
Zeph UyCyr 1:16  У бурғилар челинип, чуқан-сүрәнләр селинип, Мустәһкәм шәһәрләр вә егиз мунариларға һуҗум қилинидиған күндур.
Zeph UyCyr 1:17  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән инсанларға балаю-апәт әкелип, Уларни қарғулардәк тәмтилитип маңдуримән. Чүнки улар Маңа қарши гуна қилди. Уларниң қанлири жундидәк төкүлүп, Җәсәтлири чиритилип ташлиниду».
Zeph UyCyr 1:18  Пәрвәрдигарниң ғәзиви кәлгән күни, Алтун-күмүчлириму уларни қутқузалмайду. Униң қизғиниш оти пүтүн зиминни көйдүрүп, Йәр йүзидики һәммә инсанларни дәһшәтлик һалда һалак қилиду.
Chapter 2
Zeph UyCyr 2:1  Әй номуссиз хәлиқ, уйқуңни ач!
Zeph UyCyr 2:2  Вақтиңлар самандәк тозуп, бәлгүләнгән вақит йетип кәлмәстә, Пәрвәрдигарниң ғәзәп оти янмаста, Униң қәһир-ғәзәп күни йетип кәлмәстә, Уйқуңни ач!
Zeph UyCyr 2:3  Әй Пәрвәрдигарниң әмирлиригә кәмтарлиқ билән қулақ салғучилар, Пәрвәрдигарни издәңлар! Адаләтни қоғлишип, Кәмтар болуңлар. Пәрвәрдигарниң сорақ күнидә, Бәлким силәр Пәрвәрдигарниң ғәзивидин қоғдилип қалисиләр.
Zeph UyCyr 2:4  Газа шәһиридә һечким қалмайду, Ашқилон қақаслишип кетиду. Ашдодлуқлар чүшкичә қоғлап чиқирилиду. Әқрон аһалилириму шәһәрдин йилтизи билән қомуруп ташлиниду.
Zeph UyCyr 2:5  Әй деңиз бойидики киретләр, һалиңларға вай! Әй Қананда туридиған филистийәликләр, Пәрвәрдигар силәргә қарши мундақ дәйду: «Мән силәрни вәйран қилимән, Бириңларниму қоймай йоқ қилимән».
Zeph UyCyr 2:6  Деңиз бойидики җайиңлар баяванға айлинип, Пәқәт малчиларниң кәпилири билән қой қоралирила қалиду.
Zeph UyCyr 2:7  Йәр-зиминлириңларни аман қалған Йәһуда қәбилисидикиләр егиләйду. Улар у йәрләрдә қой беқип, Ашқилондики өйләрдә кечиси ятиду. Пәрвәрдигар Худа уларниң һалидин хәвәр елип, Илгирики паравән һаятини әслигә кәлтүриду.
Zeph UyCyr 2:8  Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән моабларниң мәсқирилири Вә аммонларниң һақарәтлирини аңлидим. Улар хәлқимни мәсқирә қилип, Зиминлирини бесивалидиғанлиғи һәққидә җар салди. Мән — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа мәңгү моҗутлуғум билән қәсәм қилимәнки, Моаб җәзмән Содомдәк, Аммонлар Гоморадәк вәйран болиду. Уларниң йәрлирини шор вә чеқир тикән бесип, Мәңгүлүк чөл-баяванға айлиниду. Аман қалған хәлқим уларни булаң-талаң қилип, Зиминлирини бесивалиду».
Zeph UyCyr 2:9  Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән моабларниң мәсқирилири Вә аммонларниң һақарәтлирини аңлидим. Улар хәлқимни мәсқирә қилип, Зиминлирини бесивалидиғанлиғи һәққидә җар салди. Мән — исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа мәңгү моҗутлуғум билән қәсәм қилимәнки, Моаб җәзмән Содомдәк, Аммонлар Гоморадәк вәйран болиду. Уларниң йәрлирини шор вә чеқир тикән бесип, Мәңгүлүк чөл-баяванға айлиниду. Аман қалған хәлқим уларни булаң-талаң қилип, Зиминлирини бесивалиду».
Zeph UyCyr 2:10  Моаб вә аммонлар тәкәббурлишип, Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң хәлқини мәсқирә қилип, һақарәтлиди. Шуниң үчүн улар җазасини тартиду.
Zeph UyCyr 2:11  Пәрвәрдигар уларни алақзадә қиливетиду. У дуниядики сахта илаһларни йоқитиду. Андин дуниядики һәрбир хәлиқ өз йеридә Униңға ибадәт қилиду.
Zeph UyCyr 2:12  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Әй кушлар, силәрму урушта өлисиләр».
Zeph UyCyr 2:13  Пәрвәрдигар шималдики Ассурийәгә қарши қол көтирип, Нинәви шәһирини қақас чөл-баяванға айландуруветиду.
Zeph UyCyr 2:14  У йәр кала, қой вә һәрхил һайванларниң макани болуп қалиду. Харабиликләрдики түврүкләрни һуқушлар макан қилип, Деризилиридә һувлишиду. Қарғилар босуғиларда қақилдишиду. Имарәтләрниң кедир яғачлири қомурулуп кетиду.
Zeph UyCyr 2:15  Бу шәһәрниң ақивити мана мошундақ болиду. Бу шәһәр: «Мән бүйүк шәһәрдурмән, мениң тәңдишим йоқтур», дәп махтинип, Өзини хатирҗәм һис қилиду, Бирақ у қақаслишип, явайи һайванларниң маканиға айлиниду. У йәрдин өткән-кәчкәнләр қоллирини шилтишип, мәсқирә қилишиду.
Chapter 3
Zeph UyCyr 3:1  Худаға вапасиз, бузулған вә зулумға толған Йерусалимниң һалиға вай!
Zeph UyCyr 3:2  У һечкимгә бойсунмиди. Һечкимниң тәрбийисини қобул қилмиди. У Пәрвәрдигарға таянмиди, Худаға йеқинлашмиди.
Zeph UyCyr 3:3  Униң әмәлдарлири һөкиригән ширларға охшайду; Сорақчилири бир тал сүйәкниму әтигә қалдурмайдиған ач бөриләрдәктур.
Zeph UyCyr 3:4  Пәйғәмбәрлири тәкәббур, һелигәрдур. Роһанийлири ибадәтханини булғап, Худаниң қанунини дәпсәндә қилиду.
Zeph UyCyr 3:5  Пәрвәрдигар йәнила адаләтликтур, Йерусалим билән биллидур. У адаләтсиз ишларни һәргиз қилмайду. Һәр күни һәқиқәтни үзүлдүрмәй намайән қилсиму, Лекин адаләтсизләр номус қилмайду.
Zeph UyCyr 3:6  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Ят хәлиқләрни йоқаттим, Уларниң шәһәр вә сепил мунарилирини гумран қилдим. У йәрдин һечким өтмәйдиған болди. Уларниң шәһәрлирини харабигә айландурдум. Кочилирини чөлләштүрүп, һечкимни қалдурмидим.
Zeph UyCyr 3:7  У чағда ‹Хәлқим чоқум Мәндин әйминип тәрбийәмни қобул қилиду. Шундақ болғанда, бәкиткиним бойичә уларниң туралғулирини вәйран қилишимниң зөрүрийити қалмайду›, дәп ойлиған едим. Лекин улар яман ишларға техиму мәптун болуп қалди».
Zeph UyCyr 3:8  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Әнди Мени күтүңлар, Мениң сорақ күнүмни күтүңлар! Мән һәммә әлләр вә хәлиқләрни жиғип, Уларға қәһир-ғәзивимни чечиш қарариға кәлдим. Пүтүн дуния ғәзәп отум билән вәйран қилиниду».
Zeph UyCyr 3:9  «Кейин пүтүн хәлиқләрниң Маңа бир нийәттә ибадәт қилип, Бирликтә хизмәт қилиши үчүн, Уларниң еғизлирини паклаймән.
Zeph UyCyr 3:10  Тарқитиветилгән хәлқим Куш дәриялириниң қарши қирғақлиридин келип, Маңа һәдийә тәғдим қилиду.
Zeph UyCyr 3:11  Әй хәлқим, У чағда силәрниң Мәндин йүз өрүгүнүңлар үчүн Номус қилишиңларниң һаҗити қалмайду. Чүнки Мән ичиңлардики тәкәббур вә һакавурларни йоқитимән. Силәр Мениң муқәддәс теғимда қайта чоңчилиқ қилмайсиләр.
Zeph UyCyr 3:12  Мән ичиңлардики кәмтар вә мулайим кишиләрни қалдуримән. Улар Мениң намимдин паналиқ издәйду.
Zeph UyCyr 3:13  Һаят қалған исраиллар, Яман ишларни қилмайду, Ялған сөзлимәйду, Алдамчилиқ қилмайду. Улар йәп-ичип, хатирҗәм яшайду, Һечким уларни қорқутмайду».
Zeph UyCyr 3:14  Әй Сион қизи, тәнтәнә қил, әй Исраил, чуқан сал! Әй Йерусалим қизи, хошаллиққа чөм!
Zeph UyCyr 3:15  Пәрвәрдигар сени җазалаштин янди! У сениң дүшмәнлириңни қоғлап чиқарди. Пәрвәрдигар — Исраилниң Падишаси Сән билән биллидур, Сениң әнди бала-қазадин қорқушуң һаҗәтсиздур.
Zeph UyCyr 3:16  Шу күни Йерусалимға мундақ дейилиду: «Әй Сион, қорқма! Қоллириң бошишип кәтмисун,
Zeph UyCyr 3:17  Пәрвәрдигариң Худа сән билән биллидур, У қудрәтлик Қутқазғучидур. У сәндин хошал болуп, тәнтәнә қилиду. У муһәббити билән саңа тәсәлла бериду. У сәндин шатлинип, нахша ейтиду».
Zeph UyCyr 3:18  Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр һейт қилалмиғанлиғиңлардин мәйүсләнгән едиңлар, Силәрни әнди жиғип, номуста қалдурмаймән.
Zeph UyCyr 3:19  Шу чағда Мән силәргә зулум салғанларниң һәммисини җазалаймән. Аҗизларни қутқузуп, Сүргүндикиләрни жиғимән. Уларниң номусини шәрәпкә айландуруп, Намини пүтүн дунияға тарқитимән.
Zeph UyCyr 3:20  У чағда Мән силәрни жиғип, Жутуңларға апиримән. Униңдин кейин, даңқиңларни пүтүн дунияға тарқитимән. Силәрни қайта гүлләндүрүп, мәдһийә вә шан-шәрәпкә сазавәр қилимән».