GENESIS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
Chapter 45
| Gene | UyCyr | 45:1 | Йүсүп өз һиссиятини бесивелишқа амалсиз қелип, хизмәткарлириниң ташқириға чиқип турушини буйриди. У қериндашлири билән ялғуз қалғанда, өзиниң ким екәнлигини мәлум қилдидә, шундақ қаттиқ жиғлидики, униң авазини өйниң сиртидикиләрму аңлиди вә аңлап қелип, бу хәвәрни тез падишаға йәткүзди. | |
| Gene | UyCyr | 45:2 | Йүсүп өз һиссиятини бесивелишқа амалсиз қелип, хизмәткарлириниң ташқириға чиқип турушини буйриди. У қериндашлири билән ялғуз қалғанда, өзиниң ким екәнлигини мәлум қилдидә, шундақ қаттиқ жиғлидики, униң авазини өйниң сиртидикиләрму аңлиди вә аңлап қелип, бу хәвәрни тез падишаға йәткүзди. | |
| Gene | UyCyr | 45:3 | Йүсүп ибраний тилида қериндашлириға мундақ деди: — Мән Йүсүп болимән! Атам саламәтму? Бу гәпни аңлиған қериндашлири һодуқуп кәткинидин гәп қилалмай қетип турупла қалди. | |
| Gene | UyCyr | 45:4 | Йүсүп уларни алдиға чақирди. Улар униң алдиға кәлгәндә, мундақ деди: — Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән. | |
| Gene | UyCyr | 45:5 | Лекин силәр бу иш үчүн әнсирәп, өзәңларни әйипкә буйрумаңлар. Худа хәлиқниң һаятини сақлап қелиш үчүн, мени авал бу йәргә әвәткән. | |
| Gene | UyCyr | 45:6 | Бу йәрдики ачарчилиққа әнди икки жил болди. Йәнә бәш жилғичә териқчилиқ қилғилиму болмайду, һосул алғилиму болмайду. | |
| Gene | UyCyr | 45:7 | Шуңа силәрниң нәслиңларни сақлап қелиш һәм һаятиңларни қутқузуп қелиш үчүн, Худа чоң мөҗүзә көрситип, мени бу йәргә авал әвәтти. | |
| Gene | UyCyr | 45:8 | Демәк, мени бу йәргә әвәткән силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени падишаниң баш мәслиһәтчиси вә Мисирниң баш вәзирлигигә олтарғузуп, пүтүн мәмликәтни башқурушқа муйәссәр қилди. | |
| Gene | UyCyr | 45:9 | Силәр атамниң йениға тездин берип, униңға: «Оғлуңиз Йүсүп ‹ Худа мени пүтүн Мисир дөлитиниң баш вәзири қилип тиклиди. Сиз әнди кечикмәй, бу йәргә тез йетип келиң. | |
| Gene | UyCyr | 45:10 | Оғул-қизлириңиз, нәврилириңиз, қой-калилириңиз вә башқа пүтүн тәәллуқатиңизни әкелип, Гошән вилайити әтрапида маңа йеқин олтириң. | |
| Gene | UyCyr | 45:11 | Сизниң пүтүн аилә вә мал-варанлириңиз билән ачлиқтин мүшкүл әһвалға чүшүп қалмаслиғиңиз үчүн, мән сизни бақимән. Чүнки ачарчилиқ йәнә бәш жил давамлишиду! › деди», дәңлар, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 45:12 | Йүсүп йәнә: — Мана мениң ким екәнлигимни силәр һәммиңлар өз көзүңлар билән көрдүңлар, Бинямин сәнму көрдиң. | |
| Gene | UyCyr | 45:13 | Атамға Мисирдики һөрмитимниң қанчилик жуқурилиғини ейтиңлар вә көргәнлириңларниң һәммисини йәткүзүп, уни тездин бу йәргә елип келиңлар, — деди. | |
| Gene | UyCyr | 45:14 | У иниси Биняминни қучақлап, йәнә қаттиқ жиғлап кәтти. Инисиму униң бойниға есилип қаттиқ жиғлиди. | |
| Gene | UyCyr | 45:15 | Андин у жиғлиған пети акилири билән бир-бирләп сөйүшүп көрүшти. Шуниңдин кейин қериндашлири униң билән сөзлишишкә башлиди. | |
| Gene | UyCyr | 45:16 | Йүсүпниң қериндашлириниң Мисирға кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр ордиға йетип кәлгәндә, падиша вә униң хизмәткарлири интайин хошал болушуп кәтти. | |
| Gene | UyCyr | 45:17 | Падиша Йүсүпкә: — Қериндашлириңға ейт, улақлириға мал артип, дәрһал Қананға қайтип берип, | |
| Gene | UyCyr | 45:18 | атаң билән барлиқ аилидикилирини бу йәргә елип кәлсун. Мән уларға Мисирниң әң яхши зиминини беримән. Улар бу йәрдә баяшәт турмуштин һөзүрләнсун. | |
| Gene | UyCyr | 45:19 | Уларға йәнә шуниму ейтип қой: «Улар атаң вә хотун вә бала-җақилириниму елип келиш үчүн, Мисирдин һарву алғач кәтсун. | |
| Gene | UyCyr | 45:20 | Улар у йәрдики тәәллуқатини ойлимисун, чүнки Мисир зимининиң әң яхши нәрсилири уларниң болиду», — деди. | |
| Gene | UyCyr | 45:21 | Исраилниң оғуллири бу сөзгә бенаән иш қилди. Йүсүп падишаниң әмри бойичә уларға һарву вә йолға йетәрлик озуқ тәйярлап бәрди. | |
| Gene | UyCyr | 45:22 | У йәнә һәр бир акисиға бир қурдин йеңи кийим соға қилди. Биняминға болса, бәш қур кийим билән үч йүз күмүч тәңгә бәрди. | |
| Gene | UyCyr | 45:23 | У атисиға он һаңга ешәккә Мисирниң әң яхши мәһсулатлирини, йәнә он мада ешәккә атисиниң Мисирға келиш йолида истимал қилишиға ашлиқ, нан вә башқа йемәкликләрни артип бәрди. | |
| Gene | UyCyr | 45:24 | У қериндашлирини йолға селиш алдида уларға йолда җедәл-маҗра чиқармаслиқни тапилиди. | |
| Gene | UyCyr | 45:26 | Улар атисиға: — Йүсүп һаят екән! Мисирниң баш вәзири бопту! — деди. Яқупниң тәнлири җуғулдап кәтти. У уларниң сөзигә ишәнмиди. | |
| Gene | UyCyr | 45:27 | Лекин у улардин Йүсүпниң ейтип бәргән сөзлирини аңлап һәм Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвулирини көрүп, әс-һошиға кәлди. | |