Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOHN
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 9
John UyCyr 9:1  Һәзрити Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди.
John UyCyr 9:2  Шагиртлири һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанли­ғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти.
John UyCyr 9:3  Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур.
John UyCyr 9:4  Күн­ниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзипи­сини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду.
John UyCyr 9:5  Дунияда болған мәзгилимдә дунияниң нури Өзәмдурмән.
John UyCyr 9:6  Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, йәргә түкүрүп, түкүрүк билән лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүркәп қойди
John UyCyr 9:7  вә униңға: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», деди. («Силоһа» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгүчи» дегән мәнани бериду.) Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң дегини бойичә қилди вә көзлири ечилған һалда қайтти.
John UyCyr 9:8  Хошнилири вә тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишти.
John UyCyr 9:9  Бәзиләр: «Һә-ә, шу» — десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у әмәс, амма униңға охшайдикән», дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.
John UyCyr 9:10  — Ундақта, көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
John UyCyr 9:11  У мундақ җавап бәрди: — Әйса дегән бир Киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп қоюп, маңа: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», дегән еди. Мән у йәргә берип жуйсам, көзлирим ечилип кәтти.
John UyCyr 9:12  — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.
John UyCyr 9:13  Халайиқ илгири қарғу болған бу адәмни пәрисийләрниң йениға елип беришти.
John UyCyr 9:14  Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди.
John UyCyr 9:15  Пәрисийләр бу адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориведи, у: «У көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзүмни жуйдум. Һазир мана көрәләйдиған болдум!» деди.
John UyCyr 9:16  Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.
John UyCyr 9:17  Улар қарғу адәмдин йәнә: — Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти. — У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм.
John UyCyr 9:18  Йәһудий ақсақаллири көзлири ечилған адәмниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қарғу екәнлигигә вә һазир көзлириниң ечилғанлиғиға ишәнмәтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,
John UyCyr 9:19  улардин: — Туғма қарғу дегән оғлуңлар мошуму? Һазир қандақларчә көрәләй­диған болуп қалди? — дәп сорашти.
John UyCyr 9:20  — Униң бизниң оғлумиз екәнлиги вә туғулушидинла қарғу екән­лиги раст,
John UyCyr 9:21  лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанли­ғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. Уни өзәңлар сораңлар, у чоң адәм турса, өз ишини өзи сөзләп бәрсун, — дәп җавап бәрди униң ата-аниси.
John UyCyr 9:22  Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейиш­ти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди.
John UyCyr 9:23  Шуниң үчүн һелиқи адәмниң ата-аниси: «У чоң адәм турса, өзидин сораңлар», дегән еди.
John UyCyr 9:24  Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип: — Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.
John UyCyr 9:25  У мундақ җавап бәрди: — Униң гунакар яки гунакар әмәслигини билмәймән. Мән пәқәт бирла нәрсини билимән, у болсиму қарғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
John UyCyr 9:26  Бу чағда улар: — У саңа немә чарә қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
John UyCyr 9:27  У җававән: — Силәргә ейтсам, қулақ салмидиңлар. Йәнә қандақларчә аңли­мақчи болуп қалдиңлар? Силәрму Униң шагиртлири болмақчиму немә?! — деди.
John UyCyr 9:28  Буниң билән улар уни һақарәтләп: — Сән У әбләхниң шагирти! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири.
John UyCyr 9:29  Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
John UyCyr 9:30  Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар.
John UyCyr 9:31  Биз билимизки, Худа гунакарларниң тилигини аңлимайду, бәлки Өзигә ибадәт қилған вә ирадисини ишқа ашурғанларниңкини аңлайду.
John UyCyr 9:32  Дуния яритилғандин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәсмиз.
John UyCyr 9:33  Бу Адәм Худа тәрипидин әвәтилмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.
John UyCyr 9:34  Улар уни: — Сән гуна ичидә туғулған туруп, әнди бизгә тәлим бәрмәкчи­мусән? — дейишип, ибадәтханидин қоғлап чиқиришти.
John UyCyr 9:35  Һәзрити Әйса уларниң һелиқи адәмни ибадәтханидин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: — Сән Инсан Оғлиға ишинәмсән? — дәп сориди.
John UyCyr 9:36  — Һәзрәтлири, У Ким? Ейтип бәргәйсиз, Униңға ишинәй, — деди һелиқи адәм.
John UyCyr 9:37  — Уни көрүп турупсән, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң Өзи, — деди һәзрити Әйса униңға.
John UyCyr 9:38  Һелиқи адәм: — Әй Рәббим, Саңа ишәндим! — дәп һәзрити Әйсаға сәҗдә қилди.
John UyCyr 9:39  — Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, кор­лар­ни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнли­гини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса.
John UyCyr 9:40  Униң йенидики бәзи пәрисийләр бу сөзләрни аңлап: — Бу бизниму кор дәп қариғанлиқ әмәсту? — дәп сорашти.
John UyCyr 9:41  — Кор болған болсаңлар, гунакар болмиған болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — лекин һазир «көрүватимиз» дегәнлигиңлар үчүн гунакарсиләр.