Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JUDGES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next
Chapter 5
Judg UyCyr 5:1  У күни Дибора вә Абиноамниң оғли Барақ бу мәдһийини ейтти:
Judg UyCyr 5:2  «Сәрдарлар йол башлиди исраилларға, Хәлиқ өз райи билән әгәшкәчкә уларға, Ейтиңлар һәмдусана Пәрвәрдигарға!
Judg UyCyr 5:3  Әй падишалар, аңлаңлар! Әй әмирләр, қулақ селиңлар! Нәғмә-нава яңритип, Пәрвәрдигарға мәдһийә ейтимән, Исраиллар етиқат қилип кәлгән Худани күйләймән.
Judg UyCyr 5:4  Әй Пәрвәрдигар, Сәирдин айрилғиниңда, Идом зиминидин жүрүш қилғиниңда, Зил-зилигә кәлди йәр-зиминлар, Төкүлди асман вә булутлардин ямғурлар.
Judg UyCyr 5:5  Силкинди тағлар Синайдики Пәрвәрдигар кәлгәндә, Исраиллар Худаси — Пәрвәрдигар алдида.
Judg UyCyr 5:6  Яелниң дәври — Анат оғли Шамгарниң заманида, Өтмәтти карван бу йәрдин, маңатти йолувчилар чиғир йолларда.
Judg UyCyr 5:7  Мән Дибора келип ана болғичә исраилларға, Чөллишип сәралар, бир кишиму қалмиған еди Исраилда.
Judg UyCyr 5:8  Сахта илаһлар йеңилинип, җәңләр болди шәһәр дәрвазилирида, Нәйзә-қалқан көтәргән бирму ләшкәр йоқ еди әсла, Қириқ миң исраил қошунида.
Judg UyCyr 5:9  Қәлбим тәлпүнәр Исраилниң йолбашчилириға, Майилдур Исраил пидаийлириға. Мәдһийә болсун Пәрвәрдигарға!
Judg UyCyr 5:10  Әй ақ ешәккә мингәнләр, Есил егәр-тоқумда олтарғанлар, Йолда пиядә маңғанлар, Мәдһийә ейтиңлар һәммиңлар.
Judg UyCyr 5:11  Аңлаңлар қудуқ бешидики сазчиларниң нәғмисини, Улар баян қилған Пәрвәрдигарниң ғалибисини, Исраил деханлириниң ғалибә қучуп қайтқинини. Йетип кәлди шәһәр дәрвазилириға Пәрвәрдигарниң хәлқи.
Judg UyCyr 5:12  Ойған, ойған! Дибора ойған! Абиноам оғли Барақ, орнуңдин тур! Ойған, мәдһийә яңрат! Әсирлириңни елип кәт!
Judg UyCyr 5:13  Йенимға келип Пәрвәрдигарниң қалған хәлқи, Чиқти йетәкчиләр зор қошунға қарши җәң қилғили.
Judg UyCyr 5:14  Хәлиқ Амаләкниң бурунқи зимини болған Әфрайимдин кәлди, Уларға әгәшти Бинямин қәбилиси, Макир җамаитидин сәрдарлар жүрүш қилди, Ләшкәр башлири һәм Зәбулун қәбилисидин кәлди.
Judg UyCyr 5:15  Иссакар қәбилисиниң башлиқлири Дибора билән биллә кәлди, Иссакарлар билән Барақму һәм биллә кәлди, Униң кәйнидин улар тезла җилғиға чүшти, Амма иккиләнгәнликтин Рубен қәбилиси бир қарарға келәлмиди.
Judg UyCyr 5:16  Немишкә олтирисиләр гүлханниң әтрапида? Йә аңлашни халидиңларму қойчиларниң үшқетқинини қойларға? Шундақ иккиләнгәнликтин Рубен қәбилиси келәлмиди бир қарарға.
Judg UyCyr 5:17  Гилъадлиқлар туруп қалди Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғида. Тохтап қалди немишкә Дан қәбилиси кемиләрдә? Қелип қалди немишкә Ашер қәбилиси деңиз қирғинида?
Judg UyCyr 5:18  Лекин Зәбулун қәбилиси өлүмдин баш тартмиди, Нафтали қәбилиси җәң мәйданида һәм җан тикип елишти.
Judg UyCyr 5:19  Җәң қилишти Қанан падишалири, Келип Мигиддо өстиңи бойидики Танакқа, Лекин улар еришәлмиди күмүчләрдин олҗиға.
Judg UyCyr 5:20  Җәң қилди юлтузлар өз җайлиридин, Уруш ачти Сисираға асмандин.
Judg UyCyr 5:21  Өркәшләп қедимий Қишон дәрияси, Елип кәтти уларни тез кәлкүн. Дәймән өзәмгә җасарәтлик бол, басқин алға.
Judg UyCyr 5:22  Тохтимай чепип Сисираниң тулпарлири, Титирәтти туяқлири гүлдүрләп йәр-зиминни.
Judg UyCyr 5:23  Пәрвәрдигарниң пәриштиси ейтти: ‹Мероз аһалисиға ләнәтләр болсун, Мероз хәлқигә ләнәтләр яғсун, Ярдәмдә болмиди Пәрвәрдигарға, Зәрбә бәрмиди күчлүк дүшмәнгә улар›.
Judg UyCyr 5:24  Қенлардин болған Хәбәрниң хотуни Яел, Махташқа лайиқ барлиқ аяллар ичидә, Һөрмәткә сазавәр көчмән аяллар арисида.
Judg UyCyr 5:25  Су сориса Сисира, сүт бәргән Яел, Шаһанә чинидә қетиқ сунған Яел.
Judg UyCyr 5:26  Сол қолиға елип қозуғини чедирниң, Оң қолида көтирип тоқмиғини һүнәрвәнниң, Күчәп уруп патурди бешиға Сисираниң, Қозуқни йәргә қақти чекисидин униң.
Judg UyCyr 5:27  Чүшти йәргә жиқилип Сисира, Ятти Яелниң пути алдида, Йәргә жиқилип чүшүши биләнла, Җан бәрди у шу йәрдила!
Judg UyCyr 5:28  Сисираниң аниси деризидин қарап сиртқа, Күтәтти уни деризә көзниги алдида интизарлиқта. Налә қилип деди у мундақ: ‹Немишкә қайтмайду техичә җәң һарвуси? Немишкә аңланмайду бу кәмгичә туяқларниң авази?›
Judg UyCyr 5:29  Аңлап дана кенизәклириниң җававини, Өз-өзигә деди у мундақ:
Judg UyCyr 5:30  ‹Улар җәзмән бөлүшүватиду олҗа һәм ғенимәтләр, Тәгди әлвәттә һәрбиригә бирнәччидин қизлар, Алғач кәлгәй Сисира өзигә рәңлик кийимләр, Һәм маңиму бойнумға селишқа чирайлиқ яғлиқлар›.
Judg UyCyr 5:31  Әй Пәрвәрдигар, дүшмәнлириң шу тәриқидә йоқалғай! Достлириң көтирилгән қуяштәк қудрәткә толғай!» Шундақ қилип, бу зимин 40 жил теч-аман турди.