Toggle notes
Chapter 1
Titu | UyCyr | 1:1 | Худаниң хизмәткари вә Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Павлустин Титусқа салам. Мән Худа таллиғанларға ишәнчи үчүн вә уларниң Худаға садақәтмән болуши үчүн һәқиқәтни чүшәндүрүшкә тайинландим. | |
Titu | UyCyr | 1:2 | Бу ишәнч вә һәқиқәт биздә мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини пәйда қилиду. Ялған сөзлимәйдиған Худа дуния яритилиштин илгирила бу мәңгүлүк һаятни вәдә қилған. | |
Titu | UyCyr | 1:3 | Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқазғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини маңа тапшурди. | |
Titu | UyCyr | 1:4 | Худа Атимиз вә Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһкә болған ортақ ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған саңа меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай! | |
Titu | UyCyr | 1:5 | Орунлинип болмиған ишларни бир тәрәп қилиш вә саңа бурун тапшурғинимдәк, һәр қайси шәһәрләрдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилирини тайинлаш үчүн, сени Крит арилида қалдурдум. | |
Titu | UyCyr | 1:6 | Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк. | |
Titu | UyCyr | 1:7 | Мәсиһийләр җамаитигә йетәкчи болған бундақ киши Худаниң хизмитини зиммисигә алғанлиғи үчүн, шундақ әйипсиз болуши керәкки, һәргиз тәрса, чос мүҗәз, һарақкәш, зораван, мал-дунияға тамахор болмаслиғи, | |
Titu | UyCyr | 1:8 | әксичә меһмандост, яхшилиқни сөйидиған, өзини тутувалған, адил, пак вә тәмкин болуши лазим. | |
Titu | UyCyr | 1:9 | У өзигә үгитилгән ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк. Шундақ қилғанда, у бу тоғра тәлим арқилиқ башқиларға несиһәт қилалайду һәм тәлимгә қарши чиққучиларниң хаталиғини түзитәләйду. | |
Titu | UyCyr | 1:10 | Нурғун кишиләр бу тәлимгә бойсунмай, бемәна сөзләр билән башқиларни аздуриду. Болупму қутқузулуш үчүн хәтнә қилиниш зөрүр, дәп турувалғучилар шундақ қилиду. | |
Titu | UyCyr | 1:11 | Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта. | |
Titu | UyCyr | 1:12 | Крит арилидикиләрниң өз пәйғәмбәрлиридин бири: «Критлар һемишәм ялған сөзләйду, улар вәһши һайванлар вә һорун нан қепилардур», дегән. | |
Titu | UyCyr | 1:13 | Бу һәқиқәттур. Шуңа Криттики мәсиһийләрниң ишәнчиниң сап болуши үчүн, уларни қаттиқ агаһландурғин. | |
Titu | UyCyr | 1:14 | Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун. | |
Titu | UyCyr | 1:15 | Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә һалалдур. Лекин напак кишиләр вә ишәнмәйдиғанлар үчүн һеч қандақ нәрсә һалал әмәстур. Уларниң ой-пикирлириму, вижданиму булғинип кәткән. | |
Chapter 2
Titu | UyCyr | 2:2 | Йеши чоң әрләрни өзини тутувалған, есил пәзиләтлик, еғир бесиқлиқ, ишәнчидә сап, меһир-муһәббити билән сәвир-тақити толуп ташқан болушқа чақирғин. | |
Titu | UyCyr | 2:3 | Шуниңдәк, йеши чоң аялларни садақәтмәнликкә лайиқ жүрүш-турушқа һәм питнә-пасат қилмайдиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушқа чақирғин. Улар башқиларға неминиң яхши екәнлигини үгәтсун. | |
Titu | UyCyr | 2:4 | Буниң билән бу аяллар яш аялларға тәлим берип, уларға өз әрлиригә вә балилириға көйүнүш, | |
Titu | UyCyr | 2:5 | өзини тутувелиш, пак болуш, өй ишлириға маһир болуш, меһриван болуш вә әрлиригә бойсунуш қатарлиқларни үгитәләйдиған болсун. Яш аяллар шундақ яшиса, Худаниң сөзи қариланмайду. | |
Titu | UyCyr | 2:7 | Өзәңму һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ | |
Titu | UyCyr | 2:8 | һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун. | |
Titu | UyCyr | 2:9 | Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду. | |
Titu | UyCyr | 2:10 | Қулларға һәр қандақ ишта ғоҗайинлириға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәммә ишта ишәнчлик екәнлигини көрситип, ғоҗайинлирини рази қилсун. Шундақ болғанда, улар башқиларни Қутқазғучимиз Худа тоғрисидики тәлимләргә һәр җәһәттин җәлип қилалайду. | |
Titu | UyCyr | 2:12 | Бу меһир-шәпқәт бизни гунакарлиқни вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, бу паний дунияда тоғра, Худаға садақәтмән вә өзини тутувалған һалда яшашқа йетәкләйду. | |
Titu | UyCyr | 2:13 | Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз. | |
Titu | UyCyr | 2:14 | Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур. | |
Chapter 3
Titu | UyCyr | 3:1 | Сән мәсиһийләргә шуни әслитип турғунки, улар һөкүмәт вә һөкүмәт әмәлдарларға бойсунсун, уларниң сөзини аңлап һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун. | |
Titu | UyCyr | 3:2 | Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарлиғини көрсәтсун. | |
Titu | UyCyr | 3:3 | Чүнки бир чағларда бизму надан едуқ. Бизму Худаға бойсунмайдиған, аздурулған, һәр хил арзу-һәвәсләрниң қули болған, яманлиқ вә көрәлмәслик ичидә яшиған, бир-биримизгә өчмән кишиләр едуқ. | |
Titu | UyCyr | 3:4 | Лекин Қутқазғучимиз Худа инсанларға болған меһриванлиғи вә муһәббитини очуқ аян қилди. | |
Titu | UyCyr | 3:5 | Биз яхши әмәлләр билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқитидин қутқузулдуқ. Худа бизниң гуналиримизни жуюп, Муқәддәс Роһ арқилиқ бизни қайтидин туғулдуруп, йеңи һаятқа ериштүрүш билән бизни қутқузди. | |
Titu | UyCyr | 3:6 | Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа кәңчилик билән Муқәддәс Роһни қәлбимизгә төкти. | |
Titu | UyCyr | 3:7 | Буниң билән биз Худаниң меһир-шәпқитидин һәққаний адәм дәп җакалинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтигә егә болдуқ. | |
Titu | UyCyr | 3:8 | Бу сөзлирим һәқтур. Уларни тәкитлишиңни үмүт қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға ишәнгәнләр өзлирини дайим тиришчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилишқа беғишлайду. Бу тәлимләр инсанлар үчүн яхши һәм пайдилиқтур. | |
Titu | UyCyr | 3:9 | Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралардин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур. | |
Titu | UyCyr | 3:10 | Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәмләрниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду. | |
Titu | UyCyr | 3:11 | Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәмләрниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду. | |
Titu | UyCyr | 3:12 | Артемасни яки Тикикусни қешиңға әвәтмәкчи болуватимән. Қайси бири қешиңға бармисун, мүмкин қәдәр Никополис шәһиригә тезирәк кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчимән. | |
Titu | UyCyr | 3:13 | Қануншунас Зенас билән Аполлосниң сәпиригә имканқәдәр ярдәмдә болғин. Уларниң кам-котилири болса, һәл қилип бәргин. | |
Titu | UyCyr | 3:14 | Мәсиһий қериндашлиримиз һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун. Шундақ болғанда, уларниң һаяти мевисиз болмайду. | |