LUKE
Chapter 7
Luke | UyCyr | 7:2 | У йәрдә бир римлиқ йүз бешиниң әтиварлиқ чакири еғир кесәл болуп, өлүм гирдавида туратти. | |
Luke | UyCyr | 7:3 | Йүз беши һәзрити Әйсаниң ишлиридин хәвәр тепип, бир нәччә йәһудий ақсақалниң берип, Униң келип чакирини сақайтип қоюши үчүн өтүнүшини тапшурди. | |
Luke | UyCyr | 7:4 | Ақсақаллар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Йүз беши һәқиқәтән Сизниң ярдәм беришиңизгә әрзийдиған адәм. | |
Luke | UyCyr | 7:5 | Өзи йәһудий болмисиму, биз йәһудийларни яхши көриду. Һәтта биз үчүн бир ибадәтханиму селип бәрди, — дәп Униң йүз бешиниң өйигә беришни чин көңлидин тәләп қилди. | |
Luke | UyCyr | 7:6 | Һәзрити Әйса улар билән биллә йолға чиқти. Бирақ өйгә йетип келишкә аз қалғанда, йүз беши һәзрити Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтти. Улар: — Тәхсир, йүз беши: «Аварә болуп өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. | |
Luke | UyCyr | 7:7 | Һәтта өзәмму берип Сиз билән көрүшүшкә лайиқ әмәсмән. Бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. | |
Luke | UyCyr | 7:8 | Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду. Худди шуниңдәк, Сиз бир еғиз гәп қилсиңизла, һәммә иш һәл болиду» дәйду, — деди. | |
Luke | UyCyr | 7:9 | Йүз бешиниң гепини аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса бурулуп, биллә кәлгән халайиққа: — Дәрвәқә, Мән исраиллар арисидиму бундақ ишәнчни һеч кимдә көрмигән едим! — деди. | |
Luke | UyCyr | 7:10 | Йүз беши әвәткән һелиқи кишиләр қайтип барғанда, чакарниң пүтүнләй сақийип кәткәнлигини көрди. | |
Luke | UyCyr | 7:11 | Узун өтмәй һәзрити Әйса Наин дегән шәһәргә қарап йол алди. Униң шагиртлири вә йәнә нурғунлиған кишиләр Униңға әгишип маңди. | |
Luke | UyCyr | 7:12 | У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди. | |
Luke | UyCyr | 7:14 | Андин топниң алдиға өтүп, җиназиға қолини тәккүзгән еди, җиназа көтәргәнләр тохтиди. Һәзрити Әйса: — Жигит, орнуңдин тур, — дейиши биләнла, | |
Luke | UyCyr | 7:15 | өлүп қалған жигит қопуп, гәп қилишқа башлиди. Һәзрити Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди. | |
Luke | UyCyr | 7:16 | Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийилиди. | |
Luke | UyCyr | 7:17 | Һәзрити Әйсаниң бу иши тоғрисидики хәвәр пүтүн йәһудийлар зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти. | |
Luke | UyCyr | 7:18 | Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири бу ишларниң һәммисини Йәһияға йәткүзди. У шагиртлиридин икки кишини өзи йетиватқан зинданға чақирип, | |
Luke | UyCyr | 7:19 | уларни һәзрити Әйсаниң алдиға: «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти. | |
Luke | UyCyr | 7:20 | Улар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Чөмүлдүргүчи Йәһия бизни Сиздин: «Худа бизгә әвәтмәкчи болған Қутқазғучи Сизму яки башқа бирси келәмду?» дәп сорап келишкә әвәтти, — деди. | |
Luke | UyCyr | 7:21 | Дәл шу чағда һәзрити Әйса ағриқ-силақ вә җин чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтқан вә нурғун қарғуларниң көзини ачқан еди. | |
Luke | UyCyr | 7:22 | Шуниң билән У Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токуларму маңалайдиған болди. Мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар. | |
Luke | UyCyr | 7:23 | Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди. | |
Luke | UyCyr | 7:24 | Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк бир адәмниму? | |
Luke | UyCyr | 7:25 | Яки чирайлиқ кийингән бир есилзадиниму? Һәргиз ундақ әмәс! Һашамәтлик кийим кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиған кишиләр чөлдин әмәс, бәлки хан ордисидин тепилиду. | |
Luke | UyCyr | 7:26 | Әмәлиятта силәр бир пәйғәмбәрни көргили чиқтиңлар. Әнди билип қоюңларки, Йәһия һәр қандақ пәйғәмбәрдинму үстүн пәйғәмбәрдур. | |
Luke | UyCyr | 7:27 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Мана алдиңда әлчимни әвәтимән. У Сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду», дәп йезилған вә бу йәрдики «әлчим» дәп Йәһия пәйғәмбәрни көрситиду. | |
Luke | UyCyr | 7:28 | Билип қоюңларки, инсанлар арисида Йәһиядин улуқ киши йоқ. Амма Худаниң Падишалиғидики әң әрзимәс бирсиму униңдин улуқ болиду. | |
Luke | UyCyr | 7:29 | Буни аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йоли тоғра деди, чүнки улар бурун Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилған еди. | |
Luke | UyCyr | 7:30 | Лекин пәрисийләр вә Тәврат устазлири Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхситини қайрип қойған еди. | |
Luke | UyCyr | 7:31 | Шуниң билән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Бу заманниң силәрдәк кишилирини зади кимләргә охшитай?! | |
Luke | UyCyr | 7:32 | Улар худди кочида олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнәй челип бәрсәк, уссул ойнимидиңлар. Матәм музыкисини челип бәрсәк, жиға-зар қилмидиңлар», дәп рәнҗийдиған балиларға охшайсиләр. | |
Luke | UyCyr | 7:33 | Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһия келип роза тутатти, шарап ичмәтти. Шуниң билән улар: «Униңға җин тегипту!» дейишти. | |
Luke | UyCyr | 7:34 | Инсан Оғли болса, һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән! У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. | |
Luke | UyCyr | 7:36 | Пәрисийләрдин бир киши һәзрити Әйсани тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса униң өйигә берип тамаққа олтарди. | |
Luke | UyCyr | 7:37 | У йәрдә паһишә дәп тонулған бир аял һәзрити Әйсаниң бу пәрисийниң өйигә кәлгәнлигини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида әтир елип кәлди | |
Luke | UyCyr | 7:38 | вә һәзрити Әйсаниң кәйнидә, путиға йеқин йәрдә туруп жиғлашқа башлиди. Униң көз яшлири һәзрити Әйсаниң путлирини һөл қиливәтти. Андин у чачлири билән һәзрити Әйсаниң путлирини сүртүп қурутти һәм путлирини сөйүп, үстигә әтир сүрди. | |
Luke | UyCyr | 7:39 | Һәзрити Әйсани чақирған пәрисий буни көрүп, ичидә: «Бу Адәм раст пәйғәмбәр болған болса, Өзигә қолини тәккүзгән бу аялниң паһишә екәнлигини биләтти!» дәп ойлиди. | |
Luke | UyCyr | 7:40 | Буни билгән һәзрити Әйса: — Шимон, саңа ейтидиған бир гепим бар, — деди. — Ейтиң, Устаз, — деди Шимон. | |
Luke | UyCyr | 7:41 | — Икки адәм бир кишигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч тәңгигә, йәнә бири болса, әллик күмүч тәңгигә қәриздар екән. | |
Luke | UyCyr | 7:42 | Һәр иккилисиниң қәризни қайтуруш имканийити йоқ екән. Шуңа қәриз егиси меһриванлиқ қилип, һәр иккилисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә уларниң қайсиси қәриз егисини көпирәк яхши көриду? — дәп сориди һәзрити Әйса. | |
Luke | UyCyr | 7:43 | — Мениңчә көпирәк кәңчиликкә еришкини, — дәп җавап бәрди Шимон. — Тоғра ейттиң, — деди һәзрити Әйса. | |
Luke | UyCyr | 7:44 | Андин У һелиқи аялни көрситип, Шимонға: — Бу аялни көрдүңму? Өйүңгә кәлгинимдә, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң. Бирақ у көз йеши билән путлиримни жуйди, чечи билән сүртүп қурутти. | |
Luke | UyCyr | 7:45 | Сән Мени һал-әһвал сорап, сөйүп күтүвалмиған едиң. Лекин у Мән киргәндин тартип путлиримни сөйүватиду. | |
Luke | UyCyr | 7:46 | Сән меһманларға тәғдим қилинидиған яғни бешимғиму сүркимигән едиң. Бирақ у Мени һөрмәтләп, путлиримға әтир сүркәп қойди. | |
Luke | UyCyr | 7:47 | Қисқиси саңа ейтайки, униң нурғун гуналириниң һәммиси кәчүрүм қилинди. Шуңа униң Маңа көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур. Лекин өзиниң гуналирини аз дәп ойлайдиғанлар кәчүрүм алғандиму, уларниң меһир-муһәббити аз болиду, — деди. | |
Luke | UyCyr | 7:49 | Һәзрити Әйса билән бир дәстиханда олтарғанлар: «Һәтта кишиләрниң гуналириниму кәчүрүм қилидиған бу Адәм зади кимду?» дейишти. | |