PROVERBS
Chapter 14
Prov | UyCyr | 14:5 | Ағзидин ялған сөз чиқмас садиқ гувачиниң, Тиниғидин ялғанчилиқ чиқип турар сахта гувачиниң. | |
Prov | UyCyr | 14:8 | Зерәкниң даналиғи өз йолини чүшәнгәнлигидә, Ахмақларниң әқилсизлиги алдамчилиқ қилишида. | |
Prov | UyCyr | 14:13 | Бәзидә күлүп турсиму, азап жүрәкни ағритар, Хошаллиқ бәзидә ғәм-қайғу билән ахирлишар. | |
Prov | UyCyr | 14:16 | Дана еһтиятчан болуп, яманлиқтин нери турар, Әқилсиз бәңваш болуп, бепәрвалиқ қилар. | |
Prov | UyCyr | 14:24 | Әқиллиқниң еришкән байлиғи униң шөһрәт таҗидур, Наданлиғидин ахмаққа пәқәт наданлиқ қалур. | |
Prov | UyCyr | 14:25 | Қутқузар кишиләрниң һаятини чин гувалиқ бәргүчи, Хаинлиқ қилар тиниғидин ялғанчилиқ чиқип турғучи. | |
Prov | UyCyr | 14:28 | Падишаниң шан-шәриви пухрасиниң көп болушидин, Һөкүмдарниң һалакити пухрасиниң йоқ болушидин. | |
Prov | UyCyr | 14:31 | Кәмбәғәлни әзгәнлик униң Яратқучисиға һақарәт кәлтүргәнликтур, Һаҗәтмәнгә шапаәт қилғанлиқ униң Яратқучисини улуқлиғанлиқтур. | |
Prov | UyCyr | 14:32 | Яман яманлиғи түпәйлидин жиқилар, Һәққаний сәкратта ятқандиму башпанайиға өзини тапшурар. | |
Prov | UyCyr | 14:33 | Алар даналиқ әқиллиқниң көңлидә чоңқур орунни, Билдүрәр ахмақларниң арисидиму өзини. | |