Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next
Chapter 10
Gene UyCyr 10:1  Нуһниң оғуллири Сам, Һам, Япәтләрниң әвлатлири төвәнди­кичә: Топандин кейин у үчидин пәрзәнтләр төрәлди.
Gene UyCyr 10:2  Япәтниң оғуллири: Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тираслар еди.
Gene UyCyr 10:3  Гомәрниң оғуллири: Ашкиназ, Рифат вә Тогармаһлар еди.
Gene UyCyr 10:4  Яванниң оғуллири: Әлиша, Таршиш, Киттим, Роданимлар еди.
Gene UyCyr 10:5  Улар деңиз бойлирида вә аралларда яшайдиған милләтләрниң атиси болди. Япәтниң әвлатлири өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
Gene UyCyr 10:6  Һамниң оғуллири: Куш, Мисир, Ливийә вә Қананлар еди.
Gene UyCyr 10:7  Кушниң оғуллири болса: Сиба, Һавилаһ, Сабита, Раами вә Сәбитикаһ­лар еди. Рааминиң оғуллири болса: Шиба вә Деданлар еди.
Gene UyCyr 10:8  Кушниң Нимрод исимлиқ бир оғли болуп, у йәр йүзидики әң күчлүк батурға айланди.
Gene UyCyr 10:9  У Пәрвәрдигарниң алдида батур очи болған еди. Шуңа кишиләр арисида «Пәрвәрдигар сени Нимродтәк батур очи қилсун!» дегән сөз тарқалған еди.
Gene UyCyr 10:10  Дәсләптә униң падишалиғи Бабил, Әрәк, Акад, Калнеһ дегән җайларни өз ичигә алатти. Бу төрт җай Бабилонда еди.
Gene UyCyr 10:11  У бу йәрдин Ассур райониға кәңийип, Нинәви, Риһубот-Ир, Калах вә Рәсән дегән шәһәрләрни бена қилди. Рәсән шәһири Нинәви билән Калах шәһириниң оттурисида болуп, у чоң шәһәр еди.
Gene UyCyr 10:12  У бу йәрдин Ассур райониға кәңийип, Нинәви, Риһубот-Ир, Калах вә Рәсән дегән шәһәрләрни бена қилди. Рәсән шәһири Нинәви билән Калах шәһириниң оттурисида болуп, у чоң шәһәр еди.
Gene UyCyr 10:13  Мисирниң әвлатлири: лудлар, анамийлар, леһабийлар, нафтуһий­лар,
Gene UyCyr 10:14  патруслар, каслуһийлар вә критлар еди. Филистинликләр болса, каслуһийларниң кейинки әвлатлири еди.
Gene UyCyr 10:15  Қананниң тунҗа оғлиниң исми Сидон еди, йәнә бир оғлиниң исми Хит еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.
Gene UyCyr 10:16  Қанан йәнә йәбуслар, аморлар, гиргашлар,
Gene UyCyr 10:17  һивилар, аркийлар, синдийлар,
Gene UyCyr 10:18  арвадийлар, симарийлар вә һаматийларниң бовиси болди. Кейин қананлиқларниң қәбилилири наһайити кәң тарқалди.
Gene UyCyr 10:19  Уларниң зимин чегариси Сидонниң җәнубидин Гирарниң йенидики Газа шәһиригичә, шәриқтә Содом, Гомора, Адма вә Сибоимниң йенидики Лаша шәһиригичә созулатти.
Gene UyCyr 10:20  Һамниң бу әвлатлири һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
Gene UyCyr 10:21  Сам Япәтниң акиси болуп, у әбәрләрниң атиси болди.
Gene UyCyr 10:22  Самниң оғуллири Елам, Ассур, Арпахшад, Лод вә Аррам еди. Уларниң исимлири кейин һәр милләтләрниң намлириға айлинип, улар шу милләтләрниң бовилири болди.
Gene UyCyr 10:23  Аррамниң оғуллири: Ус, Һул, Гәтәр вә Машлар еди.
Gene UyCyr 10:24  Арпахшад Шалаһниң атиси, Шалаһ болса Әбәрниң атиси еди.
Gene UyCyr 10:25  Әбәрдин икки оғул төрәлди. Бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә инсанлар бөлүнүшкә башлиди. Йәнә бириниң исми Йоқтан еди.
Gene UyCyr 10:26  Йоқтанниң оғуллири: Алмодад, Шәләп, Хазармавит, Йәраһ,
Gene UyCyr 10:29  Офир, Һавилаһ вә Йобаблар еди. Мана буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири болуп,
Gene UyCyr 10:30  улар Мешадин Сәффарниң шәриқ тәрипидики таққичә болған җайларда яшатти.
Gene UyCyr 10:31  Самниң жуқурида тилға елинған әвлатлириниң һәр қайсиси өз қәбилилири вә дөләтлири ичидә яшап, өз тиллирида сөзлишидиған милләтләрдин болуп қалди.
Gene UyCyr 10:32  Жуқуридикиләр Нуһниң әвлатлиридур. Булар өз зиминидики һәр бир қәбилиләр бойичә хатириләнгән. Топандин кейин дуния­дики пүтүн милләтләр Нуһниң оғуллиридин тарқалди.