Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GENESIS
Prev Up Next
Chapter 35
Gene UyCyr 35:1  Худа Яқупқа: — Сән акаң Әсавдин қечип Һаранға маңғиниңда, Бәйтәл шәһиридә саңа көрүнгән Худа Мән болимән. Сән әнди Бәйтәлгә берип, у йәрдә туруп қал вә Мән үчүн бир қурванлиқ суписини яса, — деди.
Gene UyCyr 35:2  Бу чағда Яқуп өз аилисидикиләргә вә униң билән биллә туруват­қанларға: — Силәр бутлириңларни ташлаветип, өзәңларни паклап пакиз кийимләрни кийиңлар.
Gene UyCyr 35:3  Биз бу йәрдин кетип, Бәйтәл шәһиригә бари­миз. Мән у йәрдә Худаға атап бир қурванлиқ суписини ясимақ­чимән. Чүнки мән қийинчилиққа учрап, мусапир болуп жүргән вақтимда, Худа маңа ярдәм қилип, маңа яр болған еди, — деди.
Gene UyCyr 35:4  Буниң билән улар пүтүн бутлирини вә қулиғидики һалқиларни Яқупқа тапшурди. Яқуп бу нәрсиләрни Шәкәм шәһиригә йеқин җайдики емән дәриғиниң түвигә көмүп қойди.
Gene UyCyr 35:5  Яқуп вә униң оғуллири йолға чиққан вақитта, Худа әтраптики шәһәрләрниң хәлиқлиригә қорқунуч селип, уларниң кәйнидин қоғлаш­қа җүръәт қилалмайдиған қилип қойди.
Gene UyCyr 35:6  Яқуп пүтүн аилисидикиләр билән Қанан райониниң Луз дегән йеригә, йәни һазир Бәйтәл дәп атилидиған җайға йетип кәлди.
Gene UyCyr 35:7  Яқуп у йәрдә бир қурванлиқ суписини ясап, у йәрни Әл-Бәйтәл дәп атиди. Чүнки у акисидин қечип Һаранға маңғанда, Худа у йәрдә униңға көрүнгән еди.
Gene UyCyr 35:8  Бәйтәлгә кәлгәндин кейин, Рибәқаниң баққан аниси Дебора вапат болди. У Бәйтәлниң җәнубидики чоң бир емән дәриғиниң түвигә дәпнә қилинди. У дәрәқ Аллон-Бақут дәп аталди.
Gene UyCyr 35:9  Яқуп Паддан-Аррам районидин Бәйтәлгә қайтип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә көрүнүп, бәхит ата қилип:
Gene UyCyr 35:10  — Буниңдин кейин Яқуп әмәс, Исраил атилисән, — деди. Шуниң билән Худа униң исмини Исраилға өзгәрткәнлигини тәкрарлиди.
Gene UyCyr 35:11  Худа униңға: — Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән нурғун әвлат тепип көпәйгин. Нурғун хәлиқләр сениң нәслиңдин барлиққа келиду. Сән нурғун падишаларниң бовиси болисән.
Gene UyCyr 35:12  Мән Ибраһимға вә Исһаққа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминни саңа вә сениң әвлатлириңғиму тәғдим қилимән, — деди.
Gene UyCyr 35:13  Худа бу сөзни қилип болуп, Яқуп билән сөзләшкән йәрдин кәтти.
Gene UyCyr 35:14  Яқуп Худа өзигә сөзлигән җайда бир хатирә таш тиклиди. Униң үстигә Худаға атап шарап вә яғ қуйди.
Gene UyCyr 35:15  У Худа өзигә көрүнгән бу җайни Бәйтәл дәп атиди.
Gene UyCyr 35:16  Яқуп вә аилисидикиләр Бәйтәлдин йолға чиқип, Әфрата шәһиригә аз қалғанда, Раһиләниң толғиғи тутуп, туғути қийин болди.
Gene UyCyr 35:17  Толғақ чидиғусиз қаттиқ кәлгәндә, туғут аниси униңға: — Қорқма, йәнә бир оғул туғисән, — деди.
Gene UyCyr 35:18  Униң җени тумшуғиға келип, нәпәси тохтай дегәндә, балисиға Бинъони дәп исим қойди. Балиниң дадиси болса, униңға Бинямин дәп исим қойди.
Gene UyCyr 35:19  Раһилә вапат болуп, Әфратаға, йәни һазир Бәйтләһәм дәп атилидиған шәһәргә маңидиған йолниң бойиға дәпнә қилинди.
Gene UyCyr 35:20  Яқуп Раһиләниң қәбриниң үстигә бир хатирә таш қойған еди, бу таш һазирғичә бар.
Gene UyCyr 35:21  Андин Исраил (Яқуп) өз сәпирини давамлаштуруп, Мигдал-Едир дегән йәрдин өтүп чедирини тикти.
Gene UyCyr 35:22  Исраил у йәрдә турған вақтида, униң тунҗа оғли Рубен атисиниң кичик хотуни Билһа билән бир орунда йетип, бузуқчилиқ қилди. Исраил буниңдин хәвәр тапти. Яқупниң он икки оғли болуп,
Gene UyCyr 35:23  Леяһтин туғулғанлири: тунҗа оғли Рубен, андин Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар вә Зәбулунлардур.
Gene UyCyr 35:24  Раһиләдин туғулғанлири: Йүсүп вә Биняминдур.
Gene UyCyr 35:25  Раһиләниң қиз хизмәткари Билһадин туғулғанлири: Дан вә Нафталидур.
Gene UyCyr 35:26  Леяһниң қиз хизмәткари Зилпадин туғулғанлири болса: Гад вә Ашердур. Бу оғулларниң һәммиси Паддан-Аррамда туғулған еди.
Gene UyCyr 35:27  Яқуп атиси Исһақниң йениға, йәни Мамрә дегән йәргә кәлди. Мамрә болса Кириат-Арба, йәни Һибронниң йенида болуп, бу дәл Ибраһим билән Исһақ турған җай еди.
Gene UyCyr 35:28  Исһақ йүз сәксән яш өмүр сүрди.
Gene UyCyr 35:29  У узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириниң қешиға кәтти. Уни оғуллири Әсав билән Яқуп дәпнә қилди.