I CHRONICLES
Chapter 12
I Ch | UyCyr | 12:1 | Давут Кишниң оғли Саул падишадин өзини қачуруп Зиқлақта мөкүнүвалғанда, Давутниң җәң қилишиға ярдәм бериш үчүн баһадирлардин бир түркүм адәмләр келишти. | |
I Ch | UyCyr | 12:2 | Улар оң қоли биләнму, сол қоли биләнму оқ-я вә салға етишқа маһир болған Бинямин қәбилисидин, йәни Саулниң җамаитидин еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:3 | Уларниң беши болған Ахиәзәр вә Йоашлар гибъаһлиқ Шимааниң оғуллири еди. Улардин кейин Азмавәтниң оғуллири Йизиел билән Пәләт, Бирака, анатотлуқ Йеһу вә | |
I Ch | UyCyr | 12:4 | гибъонлуқ Йишмая еди. Йишмая «Оттуз баһадир» җәңчиниң бири болуп, уларниң йетәкчиси еди. Йәнә Йәрәмия, Яхазиел, Йоханан, гидералиқ Йозабад, | |
I Ch | UyCyr | 12:8 | Гад қәбилисидин урушқа маһир батур җәңчиләр Давут тәрәпкә өтмәкчи болуп, униң қақаслиқтики ғариға барди. Улар қалқан вә нәйзә ишлитишкә маһир болуп, уларниң қияпити худди ширға, жүгриши гоя тағ үстидики җәрәнгә охшатти. | |
I Ch | UyCyr | 12:14 | Бу Гад қәбилисидин болғанлар қошунниң башлири болуп, әң аҗизлири йүз адәмгә, әң күчлүклири миң адәмгә башчилиқ қилатти. | |
I Ch | UyCyr | 12:15 | Әтиязда Иордан дәриясидики сулар көпийип қирғақлиридин ташқанда, дәриядин өтүп, җилғиниң шәрқи вә ғәрбидики кишиләрни қоғлавәткәнләр дәл мошу адәмләр еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:16 | Бинямин билән Йәһуда қәбилилиридин бир қисим кишиләр ғарда туридиған Давутниң йениға келишти. | |
I Ch | UyCyr | 12:17 | Давут сиртқа чиқип уларни күтүвалди һәм: — Силәр әгәр течлиқ үчүн маңа ярдәм беришкә кәлгән болсаңлар, мән силәр билән бир нийәттидурмән. Әгәр силәр мәндәк бир гунасизни дүшмәнлиримгә сатмақчи болуп кәлгән болсаңлар, ата-бовилиримиз етиқат қилип кәлгән Худа буни көрүп һөкүм чиқарсун, — деди. | |
I Ch | UyCyr | 12:18 | Шу чағда Худаниң Роһи һелиқи «Оттуз баһадирниң» беши Амасайға чүшти. Амасай: — Әй Давут, биз саңа тәәллуқмиз, әй Йишайниң оғли, сән билән биллидурмиз! Саңа вә саңа ярдәм қилғанларғиму теч-аманлиқ яр болғай! Чүнки сениң Худайиң саңа ярдәм қилғучидур, — деди. Шуниң билән Давут уларни қобул қилип, уларни ләшкәрләрниң башлиқлири қилип тайинлиди. | |
I Ch | UyCyr | 12:19 | Давут филистийәликләр билән бирликтә Саулға қарши урушқа атланғанда, Манассә қәбилисиниң бәзилири Давут тәрәпкә өтти. (Лекин ахирида филистийәликләр Давутниң ярдимини қобул қилмиди, чүнки филистийәликләрниң бәглири мәслиһәтлишип: «Әгәр Давут өз ғоҗайини Саул тәрәпкә өтүвалса, бешимиз кетиду!» дәп уларни қайтурувәтти.) | |
I Ch | UyCyr | 12:20 | Давут Зиқлаққа қайтип маңғанда, униңға Манассә қәбилисидин қошулувалғанларниң исимлири төвәндикичә: Аднах, Йозабад, Йидиаел, Микаил, Йозабад, Әлиһу вә Зиллитай. Буларниң һәммиси Манассә қәбилисиниң миңбашлири еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:21 | Улар Давутниң қарақчиларға қарши урушиға ярдәм қилди, чүнки уларниң һәммиси батур җәңчиләр еди. Улар кейин Давут қошуниниң башлириға айланди. | |
I Ch | UyCyr | 12:22 | Давутқа ярдәм бәргили кәлгәнләр күндин-күнгә униң қошуниға қошулуп, униң қошуни худди Худаниң қошунидәк бүйүк бир қошунға айланған еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:23 | Пәрвәрдигарниң вәдә қилғини бойичә Саулниң падишалиғини Давутқа елип бериш үчүн униңға қошулмақ болуп Һибронға кәлгән қураллиқ ләшкәрниң санлири төвәндикичә: | |
I Ch | UyCyr | 12:27 | уларниң ичидә Һарунларниң җамаәт башлиғи болған Йиһояда вә униң 3700 адими, шундақла | |
I Ch | UyCyr | 12:29 | Бинямин қәбилисидин Саулниң уруқ-туққанлиридинму 3000 җәңчи, буларниң көпинчиси шу вақитқичә Саул җамаитигә садиқ болуп кәлгән еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:30 | Әфрайим қәбилисидин 20800 җәңчи, булар өз җамаәтлиридә йүз-аброй тапқан батур җәңчиләр еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:31 | Манассә қәбилисиниң ғәрбий йеримидин 18000 җәңчи. Улар Давутни падиша қилиш үчүн алайтән таллинип кәлгән еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:32 | Иссакар қәбилисидин вәзийәтни чүшинидиған, исраилларниң қандақ қилиши керәклигини билидиған 200 башчи билән уларниң қол астидики уруқ-туққанлири. | |
I Ch | UyCyr | 12:33 | Зәбулун қәбилисидин җәңгә тәйяр 50000 җәңчи. Улар һәрхил қурал-ярақлар билән җәңгә тәйярланған болуп, Давутқа пүтүн вуҗуди билән ярдәм қилмақчи еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:34 | Нафтали қәбилисидин 1000 ләшкәр беши вә уларниң қол астидики қалқан вә нәйзә билән қуралланған 37000 җәңчи. | |
I Ch | UyCyr | 12:37 | Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидики Рубен, Гад һәм Манассә қәбилисиниң йеримидин һәрхил қурал-ярақлар билән қуралланған 120000 җәңчи. | |
I Ch | UyCyr | 12:38 | Жуқурида дейилгәндәк бу ләшкәрләрниң һәммиси Давутни пүтүн Исраилниң падишаси қилиш үчүн бир нийәттә болуп, сәп түзүшүп Һибронға кәлди. Қалған пүтүн исраил хәлқиму Давутни падиша қилиш үчүн иттипақлашқан еди. | |
I Ch | UyCyr | 12:39 | Улар шу йәрдә қериндашлири тәйярлап қойған ғизаларни Давут билән үч күн йәп-ичишти. | |