Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 12
Exod UyCyr 12:1  Пәрвәрдигар Мисирда Муса билән Һарунға мундақ деди:
Exod UyCyr 12:2  — Һазирдин тартип бу ай силәр исраил хәлқи үчүн жилниң биринчи ейи болсун.
Exod UyCyr 12:3  Силәр Мениң мону йол-йоруқлиримни пүтүн исраил хәлқигә үгитиңлар: Мошу айниң онинчи күни һәр бир аилиниң аилә башлиғи өз аилиси үчүн Худаға қурванлиқ қилишқа бир қой яки өшкә тәйярлисун.
Exod UyCyr 12:4  Әгәр аилисидә адәм аз болуп, бир мални йәп болалмиса, уни хошниси билән бирлишип қурванлиқ қилип, гөшини адәм сани вә истимал миқдариға қарап тәхсим қилсиму болиду.
Exod UyCyr 12:5  Лекин қурванлиққа ишлитилидиған мал бир яшлиқ мәйипсиз қошқар яки текә болуши керәк.
Exod UyCyr 12:6  Пүтүн исраил аилилири талланған мални мошу айниң он төртинчи күнигичә яхши сақлап, шу күни кәчтә сойсун.
Exod UyCyr 12:7  Андин униң қенидин бир аз елип, мал йейилгән өйниң ишигиниң беши вә кешигигә сүркәп қойсун.
Exod UyCyr 12:8  Шу кечиси гөшни кавап қилип, аччиқ-чүчүк көктат вә петир нан билән йесун.
Exod UyCyr 12:9  Гөшни хам пети яки суда пиширип йемәй, пүтүн мални бешидин туйиғиғичә ич бағри билән қошуп кавап қилип йесун.
Exod UyCyr 12:10  Ешип қалғинини әтисигә қалдурмай, шу кечила көйдүрүвәтсун.
Exod UyCyr 12:11  Гөшни йегән вақтиңларда, худди сәпәргә тәйярланғандәк белиңларни чиң бағлап, чоруғуңларни кийип, қолуңларға һасаңларни тутуп чапсан йәңлар. Бу Пәрвәрдигар өтүп кетидиған күндур.
Exod UyCyr 12:12  У кечиси Мән пүтүн Мисирни кезип, мәйли адәм яки малниң болсун, тунҗа әркәклириниң һәммисини өлтүримән. Мисирниң барлиқ илаһлириниң үстидин һөкүм қилимән. Чүнки Мән Пәрвәрдигардурмән.
Exod UyCyr 12:13  Ишик кешәклиридики қан силәр туридиған өйләрниң бәлгүси. Мән бу қанларни көргинимдә, өйлириңларға кирмәй өтүп кетимән. Мисирлиқларни җазалиған вақтимда, силәргә һеч қандақ зиян-зәхмәт йәтмәйду.
Exod UyCyr 12:14  Пәрвәрдигар мундақ деди: — Силәр бу күнни хатириләп, һәр жили мошу күндә Пәрвәрдигар үчүн һейт өткүзүңлар. Бу силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар болсун.
Exod UyCyr 12:15  Йәттә күнлүк һейт мәзгилидә петир нан йәңлар. Һейтниң биринчи күнила өйлириңлардики хемиртуручни ташлаветиңлар. Чүнки бу йәттә күн ичидә хемиртуруч арилаштурулған һәр қандақ йемәкликни йегән адәм исраиллар қатаридин чиқириветилиду.
Exod UyCyr 12:16  Һейтниң биринчи вә йәттинчи күнлири бир йәргә җәм болуп ибадәт қилиңлар. Бу икки күндә йемәклик тәйярлаштин башқа һеч қандақ иш қилмаңлар.
Exod UyCyr 12:17  «Петир нан» һейти өткүзүп туруңлар. Чүнки Мән мошу күни силәрниң һәр қайси қәбилилириңларни топ-топи билән Мисирдин елип чиқимән. «Петир нан» һейтини өткүзүш силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар болсун.
Exod UyCyr 12:18  Һәр жили биринчи айниң он төртинчи күни кәчқурундин башлап жигирмә биринчи күни кәчқурунғичә, петир нан йәңлар.
Exod UyCyr 12:19  Бу йәттә күн ичидә өйлириңларда хемиртуруч болмисун. Хемиртуруч арилаштурулған һәр қандақ йемәкликни йегән киши, мәйли бу жутниң адими яки яқа жутлуқ болсун, Мениң хәлқим қатаридин чиқириветилиду.
Exod UyCyr 12:20  Қәйәрдә болушуңлардин қәтъий нәзәр, хемиртуруч арилаштурулған һәр қандақ йемәкликни йемәй, петир нан йәңлар.
Exod UyCyr 12:21  Муса пүтүн исраилларниң ақсақаллирини чақирип, уларға мундақ деди: — Һәр бир аилә бирдин мал таллап, уни «Өтүп кетиш» һейтиниң мели сүпитидә сойсун.
Exod UyCyr 12:22  Қоллириға бир тутам лепәкгүл елип, дастики қурванлиқ қилинған малниң қениға чилап, уни ишиклириниң беши вә кешигигә сүркисун. Әтиси әтигәнгичә һеч ким ишиктин чиқмисун.
Exod UyCyr 12:23  Чүнки Пәрвәрдигар мисирлиқларни һалак қилиш үчүн бу зиминни кезиду. У ишик беши вә кешигидики қанни көргинидә, харап қилғучи периштәниң өйлириңларға кирип силәрни өлтүрүшигә йол қоймайду.
Exod UyCyr 12:24  Силәр вә әвлатлириңлар бу қаидигә мәңгү әмәл қилиңлар. Бу силәрниң мәңгүлүк урпи-адитиңлар болсун.
Exod UyCyr 12:25  Силәр Пәрвәрдигар беришкә вәдә қилған зиминға барғиниңлардиму, бу һейт мәрасимиға әмәл қилиңлар.
Exod UyCyr 12:26  Әгәр пәрзәнтлириңлар силәрдин: «Бу қандақ мәрасим?» дәп сориса,
Exod UyCyr 12:27  силәр: «Бу «Өтүп кетиш» күнини хатириләш үчүн, Пәрвәрдигарға атилип қилинған қурванлиқ мәрасимидур. Чүнки Пәрвәрдигар Мисирда мисирлиқларниң җенини алған кечидә у биз исраилларниң өйлиридин өтүп кетип, мисирлиқларни өлтүрүп, аилилиримизни сақлап қалған», дәңлар. Исраиллар бу сөзләрни аңлап, башлирини егип Худаға сәҗдә қилишти.
Exod UyCyr 12:28  Андин улар берип, Пәрвәрдигарниң Муса билән Һарунға қилған әмри бойичә иш қилди.
Exod UyCyr 12:29  Шу күни йерим кечидә Пәрвәрдигар тәхттә олтарған падишаниң тунҗисидин тартип таки әң әрзимәс зиндандики мәһбусларниң тунҗисиғичә болған мисирлиқларниң тунҗа оғуллириниң һәм­мисиниң җенини алди, шундақла тунҗа туғулған малларниму өлтүрди.
Exod UyCyr 12:30  У кечә Мисир падишаси, униң әмәлдарлири вә пүтүн мәмликәт пухралири орнидин туруп, қаттиқ жиға-зар қилишти. Чүнки адәм өлмигән бирму аилә йоқ еди.
Exod UyCyr 12:31  У кечә Мисир падишаси Муса билән Һарунни чақиртип, уларға: — Дәрһал кетиңлар! Силәр һәммә исраилларни башлап, жутумдин тез чиқип кетиңлар. Тәливиңлар бойичә берип Пәрвәрдигариңларға ибадәт қилиңлар.
Exod UyCyr 12:32  Кала, қой, өшкилириңларниму елип кетиңлар. Маңиму хәйирлик дуа қилип қоюңлар, — деди.
Exod UyCyr 12:33  Мисирлиқлар исраилларни өз жутидин чапсан кетишкә алдират­ти. Улар: — Силәр чиқип кәтмисәңлар, биз өлүп түгәйдикәнмиз, — дейишти.
Exod UyCyr 12:34  Шуниң билән исраиллар петир хемирларни тәңниләргә селип, кийим-кечәклири билән йөгәп, мүрисигә қоюп елип меңишти.
Exod UyCyr 12:35  Улар йәнә Мусаниң тапилиғини бойичә мисирлиқлардин алтун-күмүч зенәт буюмлар вә кийим-кечәкләрни сорап елишти.
Exod UyCyr 12:36  Пәрвәрдигар мисирлиқларни исраилларни йеқин көридиған қилип қойған еди. Шуңа улар мисирлиқлардин немә сориса, шуни бәрди. Шундақ қилип, исраиллар мисирлиқларниң байлиқлирини елип кәтти.
Exod UyCyr 12:37  Исраиллар Рәмис шәһиридин Суккот шәһиригә қарап пиядә йолға чиққинида, аяллар билән балиларни һесапқа алмиғанда, пәқәт әрләрла алтә йүз миң киши еди.
Exod UyCyr 12:38  Көплигән ят қәбилиликләрму уларға қошулуп, нурғун кала-қойлирини елип биллә меңишти.
Exod UyCyr 12:39  Улар Мисирдин елип кәлгән хемирлардин петир нан қилди. Чүнки улар Мисирдин тез чиқип кетишкә мәҗбур болғачқа, хемир көптүрүп, йемәклик тәйярливелишқа үлгирәлмигән еди.
Exod UyCyr 12:40  Исраиллар Мисирда җәми төрт йүз оттуз жил турди.
Exod UyCyr 12:41  Дәл төрт йүз оттуз жил тошқан күни Пәрвәрдигарниң хәлқи исраилларниң һәр қайси қәбилилири Мисирдин чиқти.
Exod UyCyr 12:42  Шу күни кечидә Пәрвәрдигар Өзи уларни Мисирдин муһапизәт қилип елип чиққан еди. Шуңа исраиллар бу кечини Пәрвәрдигарға атап, әвлаттин әвлатқичә һәр жили хатириләйдиған болди.
Exod UyCyr 12:43  Пәрвәрдигар бурун Муса билән Һарунға мундақ дегән еди: — «Өтүп кетиш» һейтиниң қаидә-түзүмлири монулардин ибарәт: «Өтүп кетиш» һейтиниң қурванлиқ гөшини ят қәбилиликләр йемисун.
Exod UyCyr 12:44  Лекин силәр сетивалған һәм хәтнә қилдурған қуллар йесә болиду.
Exod UyCyr 12:45  Өйүңларда вақитлиқ туруватқан ятлар вә чакарлар уни йесә болмайду.
Exod UyCyr 12:46  Қойниң гөши ташқириға елип чиқилмай, өйниң ичидила йейилсун. Қойниң бир тал сүйигиму сундурулмисун.
Exod UyCyr 12:47  Пүтүн исраил хәлқи бу қаидә-түзүмләргә риайә қилсун.
Exod UyCyr 12:48  Әгәр араңларда олтиридиған ят қәбилиликләр Пәрвәрдигарға ибадәт қилай дәп, бу һейтни өткүзүшни халиса, алди билән өз аилисидики пүтүн әрләрни хәтнә қилдурсун. Шундақ қилғанда, улар исраилларға охшаш бу һейтни өткүзәләйду. Лекин хәтнә қилинмиғанлар қойниң гөшини йемисун.
Exod UyCyr 12:49  Мәйли исраиллар болсун, мәйли исраиллар арисида олтиридиған ят қәбилиликләр болсун, һәммиси мана шу қаидә-түзүмләргә әмәл қилиши лазим.
Exod UyCyr 12:50  Исраиллар Пәрвәрдигарниң Муса билән Һарунға буйруған қаидә-түзүмлиригә әмәл қилди.
Exod UyCyr 12:51  Пәрвәрдигар мана шу күни исраил­ларниң һәр қайси қәбилилирини Мисирдин елип чиқти.