LUKE
Chapter 11
Luke | UyCyr | 11:1 | Бир күни һәзрити Әйса бир йәрдә дуа қиливататти. Дуа аяқлашқандин кейин шагиртлиридин бири Униңға: — Әй Рәббим, Йәһия пәйғәмбәр өз шагиртлириға үгәткинидәк, Сизму бизгә дуа қилишни үгитип қойсиңиз, — деди. | |
Luke | UyCyr | 11:2 | Һәзрити Әйса җавап берип мундақ деди: — Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар: «Әй Атимиз, Сениң намиң улуқланғай. Падишалиғиң йәр йүзидиму намайән болғай. | |
Luke | UyCyr | 11:4 | Бизгә гуна қилған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән». | |
Luke | UyCyr | 11:5 | Һәзрити Әйса сөзини давам қилип шагиртлириға мундақ деди: — Әгәр йерим кечидә достуңниң өйигә берип, «Бурадәр, маңа үч нан берип тур, | |
Luke | UyCyr | 11:6 | өйүмгә бир достум сәпәр билән кәлгән еди, өйдә уни күткидәк бир нәрсә қалмапту» десәң, | |
Luke | UyCyr | 11:7 | достуң өйиниң ичидә туруп, «Мени аварә қилма, ишик тақақлиқ, балилар, һәммимиз йетип қалдуқ. Хапа болма!» дәп җавап бериши мүмкинму? | |
Luke | UyCyr | 11:8 | Яқ, у достлуқниң йүзини қилмиған тәғдирдиму, сениң тартинмастин қайта-қайта ялвурушуң сәвәвидин болсиму, орнидин туруп, сориған нәрсәңни чоқум бериду. | |
Luke | UyCyr | 11:9 | Шуниңға охшаш, силәр дуа қилип тиләңлар, Худа тилигиниңларни бериду. Издәңлар, таписиләр. Ишикни қеқиңлар, ечилиду. | |
Luke | UyCyr | 11:10 | Чүнки тилигәнләр чоқум еришиду, издигәнләр чоқум тапиду, ишикни қаққанларға ишик чоқум ечилиду. | |
Luke | UyCyr | 11:13 | Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә Муқәддәс Роһини илтипат қилмасму? | |
Luke | UyCyr | 11:14 | Бир күни һәзрити Әйса бир адәмни кекәч қилип қойған җинни униң тенидин һайдап чиқарди. Шуниң билән кекәч зуванға кәлди. Көпчилик буниңға интайин һәйран болушти. | |
Luke | UyCyr | 11:15 | Бирақ бәзи кишиләр: «У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдаветиду», деди. | |
Luke | UyCyr | 11:16 | Йәнә бәзиләр Униң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилди. | |
Luke | UyCyr | 11:17 | Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса мундақ деди: — Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Бир аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилишса, у аилиму вәйран болиду. | |
Luke | UyCyr | 11:18 | Шуниңға охшаш, шәйтан өз башқурушида болған җинлар билән соқушса, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? Силәр Мени «Җинларни шәйтанға тайинип һайдайдикән», дәйсиләр. | |
Luke | UyCyr | 11:19 | Әгәр дәрвәқә шундақ болса, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнлигини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду! | |
Luke | UyCyr | 11:20 | Әмәлиятта Мән Худаниң күч-қудритигә тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду. | |
Luke | UyCyr | 11:21 | Әгәр толуқ қуралланған қавул адәм өз өйини қоғдап турса, униң мал-мүлки бехәтәр болиду. | |
Luke | UyCyr | 11:22 | Лекин униңдин қавул бири һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗиға елип, өз адәмлиригә тарқитип бериду. | |
Luke | UyCyr | 11:23 | Мән билән бир йолда маңмиғанлар, Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур. | |
Luke | UyCyr | 11:24 | Җин бирәр адәмниң тенидин һайдаветилгәндин кейин, қурғақ далаларни арилап чиқип, туридиған җай издәйду. Тапалмиғандин кейин, «Илгирики өйүмгә қайтай!» дәйду. | |
Luke | UyCyr | 11:25 | Шуниң билән җин у адәмниң тенигә қайтип келип, һелиқи адәмниң дилиниң пакиз тазилинип рәтләнгән өйдәк болуп қалғанлиғини байқайдудә, | |
Luke | UyCyr | 11:26 | өзидинму бетәр йәттә җинни башлап кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму яманлишип кетиду. | |
Luke | UyCyr | 11:27 | Һәзрити Әйса бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял жуқури авазда: — Сизни туғуп, беқип чоң қилған аял нәқәдәр бәхитлик һә! — деди. | |
Luke | UyCyr | 11:28 | — Худаниң сөзини аңлап, униңға бойсунидиған киши униңдинму бәхитлик! — деди һәзрити Әйса. | |
Luke | UyCyr | 11:29 | Шу чағда һәзрити Әйсаниң әтрапиға нурғун адәм олишивалған еди. У Өзидин карамәт көрситишни тәләп қилған кишиләргә мундақ деди: — Бу заманниң адәмлири немә дегән осал! Улар карамәт көрсәт дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситидиған иккинчи карамәт йоқ. | |
Luke | UyCyr | 11:30 | Юнус пәйғәмбәрдә йүз бәргән ишлар Нинәви шәһиридики хәлиққә бир мөҗүзилик аламәт болғиниға охшаш, Мәндә — Инсан Оғлида йүз беридиған ишларму бу әвлатқа йәнә шундақ мөҗүзилик аламәт болиду. | |
Luke | UyCyr | 11:31 | Қиямәт күни Әрәпстандики Шәба падишалиғиниң аял падишаси орнидин туруп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки у падиша Сулайманниң әқиланә сөзлирини аңлаш үчүн, узун йолларни бесип кәлгән. Мана һазир бу йәрдә падиша Сулаймандинму Улуғи бар. | |
Luke | UyCyr | 11:32 | Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар. | |
Luke | UyCyr | 11:33 | — Һеч ким чирақни йеқип, уни көрүнмәс йәргә яки дас астиға йошуруп қоймайду. Әксичә өйгә киргәнләр ениқ көрәлисун дәп, уни чирақданниң үстигә қойиду, әлвәттә. | |
Luke | UyCyr | 11:34 | Силәрниң көзүңлар тениңларниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүңлар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду. Әгәр көзүңлар яман болса, пүтүн вуҗудуңларни қараңғулуқ басиду. | |
Luke | UyCyr | 11:35 | Шуниң үчүн һошияр болуңларки, вуҗудуңлардики «йоруқлуқ» йоруқлуқ әмәс, қараңғулуқ болмисун. Һаятиңлардики «Йоруқлуқниң» йоруқлуқ әмәс, бәлки қараңғулуқ болуп қелишиға диққәт қилиңлар. | |
Luke | UyCyr | 11:36 | Әгәр пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толуп, униңда қараңғулуқтин қилчә әсәр болмиса, худди нурлуқ чирақ силәрни йорутуп турғандәк, һаятиңлар пүтүнләй йоруқлуқта болиду. | |
Luke | UyCyr | 11:37 | Һәзрити Әйса сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, бир пәрисий Уни өйигә тамаққа тәклип қилди. Һәзрити Әйса өйгә кирип, дәстиханда олтарди. | |
Luke | UyCyr | 11:38 | Һелиқи пәрисий Униң тамақтин илгири қол жуюш диний қаидисини ада қилмиғанлиғини көрүп, интайин һәйран болди. | |
Luke | UyCyr | 11:39 | Һәзрити Әйса униңға: — Силәр пәрисийләр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшайсиләр. Қоллириңларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә яманлиқ билән толған. | |
Luke | UyCyr | 11:41 | Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болғанларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду. | |
Luke | UyCyr | 11:42 | Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, сузап қатарлиқ дора-дәрманларниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ һәққанийлиқ вә Худаға болған муһәббәткә сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду. | |
Luke | UyCyr | 11:43 | Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Силәр ибадәтханида алаһидә орунда олтиришқа, базарларда башқиларниң өзәңларға салам берип һөрмәтлишигә амрақ. | |
Luke | UyCyr | 11:44 | Силәргә вай! Силәр худди кишиләр өтүп кетиветип, дәссәп меңипму сезәлмәйдиған, сесип кәткән қәбирсиз йәрликкә охшайсиләр! — деди. | |
Luke | UyCyr | 11:45 | Мәлум бир Тәврат устази һәзрити Әйсаға: — Устаз, бу сөзлириңиз бизгиму һақарәт болди! — деди. | |
Luke | UyCyr | 11:46 | Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Силәргиму вай, әй Тәврат устазлири! Силәр қаттиқ диний қаидәңлар арқилиқ көтәргили болмайдиған еғир жүкни башқиларниң зиммисигә жүкләйсиләрю, өзәңлар бирәр бармиғиңларниму мидирлитип қоймайсиләр. | |
Luke | UyCyr | 11:47 | Силәргә вай! Силәр ата-бовилириңлар өлтүргән пәйғәмбәрләрниң хатирә ташлирини чирайлиқ ясидиңлар. | |
Luke | UyCyr | 11:48 | Бу силәрниң ата-боваңларниң қилмишлирини яқлиғиниңлардин дерәк бериду. Чүнки улар пәйғәмбәрләрни өлтүргән болса, силәр у пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап туруп, уларға ишәнмидиңлар. | |
Luke | UyCyr | 11:49 | Шуниң үчүн Худа Өзиниң даналиғи билән мундақ дегән: «Мән уларға пәйғәмбәр вә әлчилиримни әвәтимән. Бәзилири улар тәрипидин өлтүрүлиду, бәзилири уларниң зиянкәшлигигә учрайду». | |
Luke | UyCyr | 11:50 | Шуниң үчүн аләм яритилғандин бу янқи пәйғәмбәрләрни өлтүрүш гуналириниң һәммисигә, йәни Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип, таки роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған қан қәризләрниң һәммисигә мошу заманниң адәмлири җавапкәр болиду. Шундақ, буларниң һәммиси үчүн силәр җазаға тартилисиләр. | |
Luke | UyCyr | 11:51 | Шуниң үчүн аләм яритилғандин бу янқи пәйғәмбәрләрни өлтүрүш гуналириниң һәммисигә, йәни Һабилниң өлтүрүлүшидин тартип, таки роһаний Зәкәрияниң мәркизий ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурванлиқ суписиниң арилиғида өлтүрүлүшигичә болған қан қәризләрниң һәммисигә мошу заманниң адәмлири җавапкәр болиду. Шундақ, буларниң һәммиси үчүн силәр җазаға тартилисиләр. | |
Luke | UyCyr | 11:52 | Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири! Һәқиқәт ғәзнисиниң ачқучини қолуңларға еливелип, өзәңлар униң ичигә кирмидиңлар, һәтта киришни халиғанларниму киргүзмидиңлар. | |
Luke | UyCyr | 11:53 | Һәзрити Әйса у йәрдин кәткәндин кейин, Тәврат устазлири билән пәрисийләр Уни қаттиқ сөкүп, Униңға қийин соалларни қоюп, сөзидин тутувелип зиянкәшлик қилишқа пурсәт күтүшти. | |