MARK
Chapter 15
Mark | UyCyr | 15:1 | Әтиси таң сәһәрдә алий роһанийлар, ақсақаллар, Тәврат устазлири вә алий кеңәшминиң пүтүн әзалири мәслиһәтлишивалғандин кейин, һәзрити Әйсани бағлап, һаким Пилатусқа тапшуруп бәрди. | |
Mark | UyCyr | 15:2 | Пилатус Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. | |
Mark | UyCyr | 15:4 | Пилатус Униңдин йәнә: — Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду. Сән һеч қайсисиға җавап бәрмәмсән? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 15:6 | Һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида һаким хәлиқ илтимас қилған бир мәһбусни қоюп берәтти. | |
Mark | UyCyr | 15:7 | Әйни вақитта зинданда топилаңда адәм өлтүргән топилаңчилар билән биллә тутулған Бараббас исимлиқ бир киши бар еди. | |
Mark | UyCyr | 15:8 | Хәлиқ һаким Пилатусниң алдиға келип, униңдин бир мәһбусни бурунқиға охшаш қоюп беришни тәләп қилди. | |
Mark | UyCyr | 15:9 | Пилатус уларға: — Силәргә йәһудийларниң Падишасини қоюп беришимни халамсиләр? — деди. | |
Mark | UyCyr | 15:10 | Пилатус алий роһанийларниң һәзрити Әйсаға көрәлмәслик қилип, Уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти. | |
Mark | UyCyr | 15:11 | Бирақ алий роһанийлар хәлиққә: «Һәзрити Әйсаниң орниға Бараббасни қоюп беришни тәләп қилиңлар», дәп уларни күшкүртти. | |
Mark | UyCyr | 15:12 | Пилатус улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр йәһудийларниң Падишаси, дәп атиған Адәмни қандақ бир тәрәп қилай? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 15:14 | — Немишкә? У немә җинайәт өткүзүпту? — деди Пилатус уларға. Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп турувелишти. | |
Mark | UyCyr | 15:15 | Халайиқни хурсән қилмақчи болған Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Һәзрити Әйсани болса қамчилатқандин кейин, чапрас яғачқа миқлаш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди. | |
Mark | UyCyr | 15:16 | Ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирди, андин пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди. | |
Mark | UyCyr | 15:17 | Улар Униңға шаһанә сөсүн рәңлик тон, бешиға тикән шахлиридин өрүп ясалған таҗа кийдүрди | |
Mark | UyCyr | 15:19 | Андин бешиға қомуч билән қайта-қайта уруп, Униңға қарап түкүрүшти вә Униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти. | |
Mark | UyCyr | 15:20 | Уни мана шундақ мәсқирә қилғандин кейин, сөсүн тонни салдуруп, учисиға Өз кийимлирини кийдүрди вә чапрас яғачқа миқлаш үчүн, елип меңишти. | |
Mark | UyCyr | 15:21 | Симун исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетивататти. Искәндәр билән Руфусниң атиси болған бу адәм Кирини шәһиридин еди. Ләшкәрләр һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғичини бу адәмгә мәҗбурий көтәргүзди. | |
Mark | UyCyr | 15:24 | Улар һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап асти вә һәр қайсиси өзигә чиққанни елиш үчүн чәк ташлишип, кийимлирини бөлүшүвалди. | |
Mark | UyCyr | 15:27 | Һәзрити Әйсадин башқа икки қарақчиму чапрас яғачқа миқланған болуп, бири Униң оң йенидики, йәнә бири сол йенидики чапрас яғачта еди. { | |
Mark | UyCyr | 15:28 | Шундақ қилип, Муқәддәс Язмилардики: «У җинайәтчиләр билән бир қатарға қоюлиду», дегән сөз испатланди.} | |
Mark | UyCyr | 15:29 | У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, һәзрити Әйсани һақарәтләп: — Қени, Сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күндә қайтидин ясап чиқидиған Адәм едиңғу? | |
Mark | UyCyr | 15:31 | Алий роһанийлар вә Тәврат устазлириму Уни шундақ мәсқирә қилип, өз ара: — Башқиларни қутқузуптикән, Өзини қутқузалмиди. | |
Mark | UyCyr | 15:32 | Исраилларниң Падишаси Қутқазғучи-Мәсиһ әнди чапрас яғачтин чүшүп бақсунчу, биз шуни көрүп Униңға ишинәйли, — дейишти. Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланғанларму Уни һақарәтләшти. | |
Mark | UyCyr | 15:34 | Саат үчтә һәзрити Әйса жуқури аваз билән: «Елой, Елой, ләма шәвақтани!» Йәни «Худайим, Худайим, Мени немишкә ташлавәттиң!» дәп вақириди. | |
Mark | UyCyr | 15:35 | У йәрдә турғанларниң бәзилири буни хата аңлап: — Қараңлар, бу Адәм Илияс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 15:36 | Уларниң ичидин бири жүгрәп берип, бир парчә латини әкелип, әрзән үзүм шаравиға чилап, уни қомучниң учиға бағлап һәзрити Әйсаға ичкүзмәкчи болди вә: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип Уни чүшириваламдикин? — деди. | |
Mark | UyCyr | 15:38 | Шу вақитта мәркизий ибадәтханидики пәрдә жуқуридин төвәнгә икки парчә болуп житилди. | |
Mark | UyCyr | 15:39 | Һәзрити Әйсаниң удулида турған йүз беши Униң қандақ җан үзгинини көрүп: — Бу Адәм һәқиқәтән Худа Оғли екән! — деди. | |
Mark | UyCyr | 15:40 | Жирақтин қарап турған бәзи аялларму бар еди. Уларниң арисида мәҗдәллик Мәрийәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрийәм вә Саломилар бар еди. | |
Mark | UyCyr | 15:41 | Һәзрити Әйса Җәлилийәдә турған вақитта бу аяллар Униңға әгишип, Униң хизмитидә болған еди. Униң билән Йерусалимға биллә кәлгән йәнә бир мунчә аялларму әһвални күзитип туратти. | |
Mark | UyCyr | 15:42 | У һарпа күни, йәни дәм елиш күниниң алдинқи күни еди. Кәч кирип қалғанда, йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң һөрмәткә сазавәр әзаси, Худаниң Падишалиғини интизарлиқ билән күтүватқан араматиялиқ Йүсүп жүрәклик һалда һаким Пилатусниң алдиға чиқип, униңдин һәзрити Әйсаниң җәсидини беришини тәләп қилди. | |
Mark | UyCyr | 15:43 | У һарпа күни, йәни дәм елиш күниниң алдинқи күни еди. Кәч кирип қалғанда, йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң һөрмәткә сазавәр әзаси, Худаниң Падишалиғини интизарлиқ билән күтүватқан араматиялиқ Йүсүп жүрәклик һалда һаким Пилатусниң алдиға чиқип, униңдин һәзрити Әйсаниң җәсидини беришини тәләп қилди. | |
Mark | UyCyr | 15:44 | Пилатус һәзрити Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигини аңлап һәйран болди. У йүз бешини чақирип, униңдин һәзрити Әйсаниң өлгинигә қанчилик вақит болғанлиғини сориди. | |
Mark | UyCyr | 15:46 | Йүсүп кәндир рәхт сетивелип, җәсәтни чапрас яғачтин чүширип кепинлиди вә қияда оюлған бир қәбиргә дәпнә қилип, ағзиға йоған бир қорам ташни домилитип қойди. | |