MARK
Chapter 6
Mark | UyCyr | 6:2 | Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханида тәлим беришкә башлиди. Униң сөзлирини аңлиған җамаәт һәйран болушуп: — Бу Адәм буларни нәдин үгәнгәнду? Униңға мунчивала әқил-парасәтни ким бәргәнду? Бу мөҗүзиләрни қандақ яритидиғанду? | |
Mark | UyCyr | 6:3 | У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди. | |
Mark | UyCyr | 6:4 | Һәзрити Әйса уларға: — Пәйғәмбәр өз жути, уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:5 | Шуңа һәзрити Әйса у йәрдә бир қанчә бемарни уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп сақайтқандин башқа, һеч қандақ мөҗүзә көрситишни тоғра тапмиди. | |
Mark | UyCyr | 6:6 | У бу кишиләрниң Өзигә ишәнмигәнлигидин һәйран қалди. Кейин һәзрити Әйса әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим беривататти. | |
Mark | UyCyr | 6:7 | У он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш һоқуқини бәрди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтти. | |
Mark | UyCyr | 6:8 | Һәм уларға сәпәрдә йениға һасидин башқа нәрсә еливалмаслиқ, нә нан, нә хурҗун көтәрмәслик, пулму селивалмаслиқни ейтти. | |
Mark | UyCyr | 6:10 | У йәнә: — Бир жутқа барғиниңларда, қайси аилидә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу аилидила туруңлар. | |
Mark | UyCyr | 6:11 | Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса вә сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин қайтишиңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:14 | Һирод хан һәзрити Әйса һәққидики һәммә ишлардин хәвәр тапти, чүнки һәзрити Әйсаниң даңқи һәммә йәргә пур кәткән еди. Бәзиләр: «Бу Адәм өлүмдин тирилгән чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу», дейишәтти. | |
Mark | UyCyr | 6:15 | Бәзиләр: «У Илияс пәйғәмбәр» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк», дейишәтти. | |
Mark | UyCyr | 6:17 | Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди. | |
Mark | UyCyr | 6:18 | Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди. | |
Mark | UyCyr | 6:19 | Һиродийә шу сәвәптин Йәһия пәйғәмбәргә өчмәнлик сақлап, уни өлтүрүвәтмәкчи болсиму, лекин әмәлгә ашуралмиған еди. | |
Mark | UyCyr | 6:20 | Чүнки Йәһия пәйғәмбәрниң дурус вә Худаға аталған бир адәм екәнлигини билидиған Һирод хан униңдин қорқатти вә уни муһапизәт қилатти. Һирод Йәһия пәйғәмбәрниң сөзлирини аңлиған чағлирида немә қилишини биләлмәй қалатти. Бирақ униң сөзлирини йәнила қизиқип аңлатти. | |
Mark | UyCyr | 6:21 | Һиродийә күткән пурсәт ахир йетип кәлди. Һирод өзиниң туғулған күнини хатириләш үчүн чоң зияпәт өткүзүп, қол астидики әмәлдарлар, команданлар вә Җәлилийә өлкисидики жут чоңлирини күтүвалди. | |
Mark | UyCyr | 6:22 | Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи кирип уссул ойнап бәрди. Бу Һирод билән меһманларға бәкму йеқип кәтти. Һирод хан қизға: — Мәндин немә тәләп қилсиңиз, шуни беримән, — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:23 | Арқидинла у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсиңиз, һәтта ханлиғимниң йеримини десиңизму, мәрһәмәт, — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:24 | Қиз ташқириға чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп сориди. — Чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини тәләп қил, — деди аниси. | |
Mark | UyCyr | 6:25 | Қиз шу ан Һирод ханниң алдиға жүгрәп кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини дәрһал бир тәхсигә қоюп кәлтүрүшиңизни тәләп қилимән, — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:26 | Һирод хан буниңға наһайити оңайсизланған болсиму, меһманларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, қизниң тәливини рәт қилишни рава көрмиди. | |
Mark | UyCyr | 6:27 | У дәрһал бир җаллат әвәтип, Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини елип келишни буйриди. Җаллат зинданға берип Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини елип, | |
Mark | UyCyr | 6:29 | Буниңдин хәвәр тапқан Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, җәсәтни елип берип йәрликкә қойди. | |
Mark | UyCyr | 6:30 | Йеза-қишлақларға әвәтилгән әлчиләр қайтип келип, һәзрити Әйсаниң алдиға жиғилди вә қилған ишлири һәм бәргән тәлимлирини Униңға мәлум қилишти. | |
Mark | UyCyr | 6:31 | Келип-кетиватқанлар наһайити көп болғанлиқтин, һәзрити Әйса вә шагиртларға ғизалинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа һәзрити Әйса уларға: — Җүрүңлар, Мән билән хали бир җайға берип, бир дәм арам елиңлар, — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:33 | Бирақ уларниң кетиватқанлиғини көргән бир мунчә кишиләр уларни тонувалған еди. Халайиқ әтраптики пүтүн йезилардин бәс-бәс билән пиядә йолға чиқип, улардин бурун у йәргә йетип беришти. | |
Mark | UyCyr | 6:34 | Һәзрити Әйса кемидин чүшүп, нурғун халайиқни көрди. Қойчисиз қой падисиға охшайдиған бу инсанларға ич ағритти вә уларға көп нәрсиләрни үгитишкә башлиди. | |
Mark | UyCyr | 6:35 | Вақит бир йәргә берип қалған еди. Шагиртлири һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Бу хали бир җай екән, кәч кирип кәтти. | |
Mark | UyCyr | 6:36 | Халайиқни тарқитивәткән болсиңиз, улар әтраптики йеза-қишлақларға берип, өзлиригә йәйдиған бир нәрсә сетивалсун, — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:37 | Лекин һәзрити Әйса: — Уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди. Шагиртлар һәзрити Әйсадин: — Йерим жиллиқ киримни хәшләп, уларға нан әкелип бөлүп берәмдуқ? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 6:38 | — Қанчә нениңлар бар? Қарап беқиңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар тәкшүрүп кәлгәндин кейин: — Биздә бәш нан билән икки белиқ бар екән, — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 6:41 | Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди. Икки белиқниму шундақ қилди. | |
Mark | UyCyr | 6:45 | Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, Өзидин авал көлниң у қетидики Бәйтсайда йезисиға өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти. | |
Mark | UyCyr | 6:47 | Кәчқурун кемә көлниң оттурисиға барған еди. Қуруқлуқта Өзи ялғуз қалған һәзрити Әйса | |
Mark | UyCyr | 6:48 | шагиртлириниң палақни наһайити тәстә уруватқанлиғини көрди, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти. Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагиртлири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди. | |
Mark | UyCyr | 6:49 | Шагиртлар һәзрити Әйсаниң көлниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, Уни алвасти, дәп ойлап вақиришип кәтти. | |
Mark | UyCyr | 6:50 | Һәммиси Уни көрүп интайин алақзадә болушқан еди. Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға: — Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди. | |
Mark | UyCyr | 6:51 | Һәзрити Әйса кемигә чиқип уларға қошулғанда, шамал тохтиди. Шагиртлар буниңдин интайин һәйран қелишти. | |
Mark | UyCyr | 6:52 | Чүнки улар нан тоғрисидики мөҗүзини техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлблири болса қетип кәткән еди. | |
Mark | UyCyr | 6:53 | Һәзрити Әйса билән шагиртлири көлниң қарши қетиға беришида, Гинәсар дегән йәрдә қуруқлуққа чиқип кемини бағлиди. | |
Mark | UyCyr | 6:55 | Улар жүгришип жүрүп, бу хәвәрни әтраптики җайларға йәткүзди. Һәзрити Әйса қәйәрдә болса, кишиләр бемарларни зәмбилләргә селип, шу йәргә елип беришти. | |
Mark | UyCyr | 6:56 | Һәзрити Әйса мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлаққа барсун, халайиқ бемарларни асаслиқ кочиларға елип чиқип ятқузуп, һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болмиғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгән кесәлләрниң һәммиси сақайди. | |