MARK
Chapter 10
Mark | UyCyr | 10:1 | Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди. | |
Mark | UyCyr | 10:2 | Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 10:4 | — Муса пәйғәмбәр әрләрниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти улар. | |
Mark | UyCyr | 10:8 | бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур». Шундақ екән, әр-аял айрим-айрим икки тән болмастин, бир тәндур. | |
Mark | UyCyr | 10:11 | Һәзрити Әйса уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. | |
Mark | UyCyr | 10:13 | Қоллини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балилирини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди. | |
Mark | UyCyr | 10:14 | Буни көргән һәзрити Әйса хапа болуп, шагиртлириға: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур. | |
Mark | UyCyr | 10:15 | Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:17 | Һәзрити Әйса сәпәргә чиқиш алдида, бир киши жүгрәп келип, Униң алдида тиз пүкүп: — Әй яхши Устаз, мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 10:19 | Сиз Тәвратта буйрулған «Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, башқиларни алдима, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризләрни ада қилиң, — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:21 | Һәзрити Әйса униңға меһриванлиқ билән қарап: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң! — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:22 | Бу сөзни аңлаш биләнла бу адәмниң чирайи өзгирип, қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. | |
Mark | UyCyr | 10:23 | Һәзрити Әйса өп-чөрисигә көз жүгәртип чиққандин кейин, шагиртлириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә! — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:24 | Шагиртлар Униң сөзлиригә һәйран болушти. Лекин һәзрити Әйса уларға йәнә: — «Балилирим, Худаниң Падишалиғиға кириш немә дегән тәс һә! | |
Mark | UyCyr | 10:25 | Байларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:26 | Шагиртлар техиму һәйран болушуп, бир-биридин: — Ундақта, ким қутқузулушқа еришәләйду? — дәп сорашти. | |
Mark | UyCyr | 10:27 | Һәзрити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин әмәс, Худаниңла қолидин келидиған иштур, чүнки Худа һәммигә қадирдур, — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:28 | — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә, биз қутқузуламдуқ? — деди Петрус кәйнидинла. | |
Mark | UyCyr | 10:29 | — Билип қоюңларки, Мени вә Хуш Хәвәрни дәп, өйи, ака-укилири, һәдә-сиңиллири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси | |
Mark | UyCyr | 10:30 | бу дунияда зиянкәшликкә учраш билән биргә йүз һәссиләп өй, ака-ука, һәдә-сиңил, ана, бала-җақа вә йәр-зиминларға еришиду. Келидиған дуниядиму мәңгүлүк һаятқа еришиду. | |
Mark | UyCyr | 10:31 | Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатардикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду, — деди һәзрити Әйса. | |
Mark | UyCyr | 10:32 | Улар Йерусалимға баридиған йолда еди, һәзрити Әйса һәмминиң алдида кетивататти. Шагиртлири Униң хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған у шәһәргә алдирап маңғанлиғидин һәйран еди, уларға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Һәзрити Әйса он икки шагиртини йәнә бир чәткә тартип, уларға Өз бешиға келидиғанларни уқтуруп: | |
Mark | UyCyr | 10:33 | — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду. | |
Mark | UyCyr | 10:34 | Римлиқлар Уни мәсқирә қилиду, йүзигә түкүриду, Уни қамчилайду вә өлтүриду. Бирақ У үч күндин кейин қайта тирилиду, — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:35 | Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, бизниң бир тәливимиз бар еди. Орунлап беришиңизни өтүнимиз, — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 10:37 | — Сиз шан-шәрәпкә еришкиниңиздә, биримизни оң йениңизда, биримизни сол йениңизда олтарғузғайсиз, — дейишти улар. | |
Mark | UyCyr | 10:38 | — Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини вә Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр? | |
Mark | UyCyr | 10:39 | — Қобул қилалаймиз, — дейишти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә вә чөмүлдүрүлүшүмгә ортақ болисиләр. | |
Mark | UyCyr | 10:40 | Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Бу орунлар кимләргә тәйярланған болса, шулар олтириду, — деди. | |
Mark | UyCyr | 10:42 | Һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмран дәп қаралғанлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду. | |
Mark | UyCyr | 10:43 | Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. | |
Mark | UyCyr | 10:45 | Чүнки Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди. | |
Mark | UyCyr | 10:46 | Кейин улар Ериха шәһиригә кәлди. Һәзрити Әйса шагиртлири вә нурғун халайиқ билән биллә Ерихадин қайтқан вақитта Тимайниң Бартимай исимлиқ қарғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти. | |
Mark | UyCyr | 10:47 | У насирәлик Әйсаниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — Әй падиша Давутниң Әвлади Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирашқа башлиди. | |
Mark | UyCyr | 10:48 | Нурғун адәмләр уни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин у: — Әй падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп техиму вақириди. | |
Mark | UyCyr | 10:49 | Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип: — Уни чақириңлар, — деди. Чақирғили барғанлар қарғуға: — Қорқма! Орнуңдин тур, У сени чақириватиду! — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 10:51 | Һәзрити Әйса униңдин: — Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди. Қарғу: — Устаз, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән, — деди. | |