Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 126
Psal UyCyr 126:1  Өйни салмиса Өзи Пәрвәрдигар, Өй салғучиларниң әҗри бекар кетәр. Навада шәһәрни қоғдимиса Пәрвәрдигар, Пайдисиздур ойғақ турсиму қаравуллар.
Psal UyCyr 126:2  Бекардур нан үчүн җапа тартқиниңлар, Әнсирәп сәһәр туруп кәч ятқиниңлар, Чүнки Пәрвәрдигар Өз сөйгәнлиригә Кечә ятқандиму рисқини ата қилар.
Psal UyCyr 126:3  Пәрвәрдигарниң соғитидур пәрзәнтләр, Униң бәргән илтипатидур һамилиләр.
Psal UyCyr 126:4  Тапқан оғуллири адәмниң яшлиғида, Охшар палванниң қолидики оқлириға.
Psal UyCyr 126:5  Бәхитликтур оқденини толтурғанлар мошундақ оқларға, Чүнки улар муназириләшкәндә шәһәр дәрвазиси алдида, Йеңилип, шәрмәндә болмас қаршилашқанларға.