Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 141
Psal UyCyr 141:1  Аңлисун дәп Пәрвәрдигар, бар авазимда налә-пәрият қилимән, Пәрвәрдигардин рәһим тиләп үнлүк авазда йелинимән.
Psal UyCyr 141:2  Мән Униңға дәртлиримни төкимән, Һәм Униңға мүшкүллиримни ейтимән.
Psal UyCyr 141:3  Дүшмәнлирим йоллиримға қилтақ қурған болсиму, Роһум мениң буруқтум болуп түгишәй десиму, Өзәң һалимдин хәвәр алисән шундақтиму.
Psal UyCyr 141:4  Пәрвәрдигар қарап баққин оң йенимға, Маңа көңүл бөлгүчи йоқтур әтрапимда, Пана болуп һечким көйүнмәс маңа.
Psal UyCyr 141:5  Әй Илаһим, пәрият чекип Саңа дедим: «Сән мениң башпанайимсән, Паний аләм қучиғида несивәмсән».
Psal UyCyr 141:6  Әй Егәм пәриядимға қулақ салғин, Әһвалим бәк начар-мүшкүлдур. Қутқуз мени уларниң қоғлишидин, Чүнки улар мәндин күчлүктур.
Psal UyCyr 141:7  Шүкүр ейтмақ үчүн Сениң намиңға, Өзәң мени чиқарғайсән зиндандин. Һәққанийлар шундила олишиду әтрапимға, Чүнки зор меһриванлиққа еришимән Сениңдин.