Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 136
Psal UyCyr 136:1  Дәрия-өстәң бойиға жиғилғанда Бабилда, Сионни әсләп көзимиз толди яшқа.
Psal UyCyr 136:2  Лиралиримиз есиқлиқ туратти сөгәт шехида.
Psal UyCyr 136:3  Чүнки бизни сүргүн қилғанлар, Нахша тәләп қилатти биздин, Көңүллирини ечишқа. Җенимизни қийниғанлар күлүп туруп Дәтти бизгә: «Ейтип бәр Сионниң мунаҗәтлиридин».
Psal UyCyr 136:4  Яқа жутта қандақму ейтайли уни — Пәрвәрдигарниң мунаҗитини.
Psal UyCyr 136:5  Әй Йерусалим, сени унтусам, Қурусун оң қолум.
Psal UyCyr 136:6  Әй Йерусалим, сени унтусам, Сени әң зор хошаллиғим дәп билмисәм, Чаплишип қалсун таңлийимға тилим.
Psal UyCyr 136:7  Әй Пәрвәрдигар, Идомлуқларниң зораванлиғи болсун ядиңда, Йерусалим қолдин кәткән күни улар Дейишкән еди: «Уни бузуңлар, чеқиңлар, Йәр билән йәксән қилиңлар».
Psal UyCyr 136:8  Әй бабиллиқ, вәйран болғучилар, Бәхитликтур бизгә қилған яманлиғиңларни Өзәңларға қайтурғучилар.
Psal UyCyr 136:9  Бәхитликтур бовақлириңларни ташқа атқучилар.