PSALMS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
41
42
43
44
45
46
47
48
49
50
51
52
53
54
55
56
57
58
59
60
61
62
63
64
65
66
67
68
69
70
71
72
73
74
75
76
77
78
79
80
81
82
83
84
85
86
87
88
89
90
91
92
93
94
95
96
97
98
99
100
101
102
103
104
105
106
107
108
109
110
111
112
113
114
115
116
117
118
119
120
121
122
123
124
125
126
127
128
129
130
131
132
133
134
135
136
137
138
139
140
141
142
143
144
145
146
147
148
149
150
Chapter 36
Psal | UyCyr | 36:7 | Сәвир билән сүкүт қилип күткин Пәрвәрдигарни, Беарам болмиғин ронақ тапқан яманлардин, Һарам плани әмәлгә ашқанлардин. | |
Psal | UyCyr | 36:8 | Янғин аччиғиңдин, басқин ғәзивиңни, Беарам болма, беарамлиқ елип келәр пәқәт яманлиқни. | |
Psal | UyCyr | 36:9 | Зиминидин қоғлап чиқирилиду яманлиқ қилғучилар, Амма зиминға егә болиду үмүтини Пәрвәрдигарға бағлиғанлар. | |
Psal | UyCyr | 36:10 | Пат йеқинда түгәйду яманларниң күнлири, Йоқилар маканлиридин, издәпму тапалмайсән уларни. | |
Psal | UyCyr | 36:11 | Лекин кәмтарлиқ билән Худаға тайинидиғанлар, Зиминға егә болуп, мол бәрикәттин һөзүрлинәр. | |
Psal | UyCyr | 36:14 | Жиқитиш үчүн бечарә, муһтаҗларни, Яманлар тартти оқ-ясиниң тасмисини. Қириш үчүн дурус йолда маңғанларни, Ғиливидин суғарди қиличини. | |
Psal | UyCyr | 36:20 | Бирақ һалак болар яманлар, Пәрвәрдигарниң дүшмәнлири явайи гүлдәк тозуп түгәр, Ис-түтәктәк ғайип болуп, йоқап кетәр. | |
Psal | UyCyr | 36:22 | Зиминға егә болар Пәрвәрдигарниң бәрикитигә еришкәнләр, Зиминидин қоғлап чиқирилар Униң ләнитигә учриғанлар. | |
Psal | UyCyr | 36:25 | Яш едим мән, қеридим әнди, Көрмидим һеч Худаниң һәққаний адәмни ташлавәткәнлигини, Униң пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини. | |
Psal | UyCyr | 36:28 | Чүнки Пәрвәрдигар сөйәр адаләтни, Ташлимас Өзиниң садақәтмән хәлқини. Та әбәт қоғдайду, сақлайду уларни, Бирақ қурутиду яманларниң нәслини. | |
Psal | UyCyr | 36:33 | Пәрвәрдигар қалдурмас уларни яманларниң қолиға, Һәм қарши һөкүмму чиқарғузмайду уларға. | |
Psal | UyCyr | 36:34 | Тәлмүрүп күткин Пәрвәрдигарни. Чиң тутқин Униң йолини, Егә қилар зиминға сени. Көрисән яманларниң зиминдин қоғлап чиқирилишини. | |
Psal | UyCyr | 36:35 | Көргәнмән яман, зораванниң ронақ тапқинини, Чоңқур йилтиз тартқан бүк-барақсан дәрәқтәк болғинини. | |