Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
PSALMS
Prev Up Next
Chapter 22
Psal UyCyr 22:1  Қойчимдур Пәрвәрдигар, бақар У мени, Көрмәсмән шуңа мән һеч муһтаҗлиқни.
Psal UyCyr 22:2  Яйлитар У мени яп-йешил яйлақларда, Башлап барар шилдирлиған сулар бойиға.
Psal UyCyr 22:3  Орғутар роһумни күч-қувәт берип маңа, Шәриви үчүн башлар мени һәққанийәт йолида.
Psal UyCyr 22:4  Өтсәмму гәр өлүм сайиси болған җилғилардин, Өзәң маңа яр болғач қорқмасмән хәтәрләрдин, Һасаң билән тайиғиң халас қилар тәшвишләрдин.
Psal UyCyr 22:5  Дүшмәнлирим алдида дәстихан селип маңа, Әзизләп мени яғ сүркәрсән бешимға, Бәхит шаривим толуп ташар һаят җамимға.
Psal UyCyr 22:6  Бәрһәқ, шапаәт вә мәңгүлүк муһәббитиң, Һәмра болар өмүрвайәт яндишип маңа, Мәңгү яшаймән Пәрвәрдигар һозуруңда.